Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
11
1 Ялған тараза Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Адил җиң теши Уни хурсән қилар. [a]
2 Тәкәббурлуқ билән биргә шәрмәндичилик әгишип келәр;
Лекин даналиқ кичик пеилларға һәмраһ болар. [b]
3 Тоғриларниң сәмимийлиги өзини йетәкләр;
Лекин каззапларниң әгирлиги өзини вәйран қилар. [c]
4 Худаниң ғәзәп күнидә мал-дунияниң пайдиси болмас;
Лекин һәққанийәт адәмни өлүмдин қутқузар. [d]
5 Камил адәмниң һәққанийлиғи өзини түз йолға башлар;
Яман адәм өз яманлиғидин жиқилар.
6 Дурус адәмләрниң һәққанийлиғи өзлирини қутқузар;
Лекин каззаплар өз һейлә-нәйриңидин тутулар.
7 Рәзил адәм өлсә, униң үмүти йоққа чиқар;
Гунакарниң үмүти ахири қуруқ қалар. «Гунакарниң үмүти...» — башқа бир хил тәрҗимиси, «Күчлүкләрниң үмүти...».
8 Һәққаний адәм қийинчилиқтин халий қилинар;
Рәзил адәм униң орниға тутулар. [f]
9 Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар;
Лекин һәққанийлар билими билән қутқузулар.
10 Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар;
Рәзил адәм һалак болса, хәлиқ тәнтәнә қилар.
11 Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр;
Лекин рәзилләрниң тили билән вәйран болар.
12 Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур;
Амма йорутулған адәм ағзини жиғар.
13 Гәп тошуғучи мәхпийәтләрни ашкарилар;
Садиқ адәм аманәткә хиянәт қилмас.
14 Йолйоруқ кам болса, әл-жут жиқилар;
Улуқ бир мәслиһәтчи болса, әл ниҗат тапар. «Йолйоруқ кам болса...» — башқа бир хил тәрҗимиси, «Көп мәслиһәтчиләр болса,...». «...ниҗат тапар» — яки «....бехәтәр турар».  [h]
15 Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас;
Қол беришип кепил болушни яман көргән кишиниң қулиқи тинич болар. «Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас» — 6:1 вә изаһатни көрүң.
16 Шапаәтлик аял иззәт-һөрмәтни қолдин бәрмәс;
Зораванлар байлиқни қолдин бәрмәс.
17 Рәһимдил өз-өзигә бәхит яритар;
Рәһимсиз өз тенини ағритар.
18 Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар;
Амма һәққанийәт териғучи адәм әмәлий инъам алар. «Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар» — ибраний тилида «яман адәмниң иш һәққи ялған болар».
19 Һәққанийәт адәмгә һаятлиқ тапқузар;
Яманлиқни көзләп жүридиған киши өлүмгә йүз тутар.
20 Нийити бузуқ киши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Амма йоли диянәтлик кишиләр униң хурсәнлигидур.
21 Қол тутушуп бирләшсиму, яманлар җазаға тартилмай қалмас;
Лекин һәққанийларниң нәсли ниҗат тапар. «Қол тутушуп бирләшсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «шүбһисизки,...».  [l]
22 Чирайлиқ амма тетиқсиз хотун,
Чошқиниң тумшуғиға алтун һалқа салғандәктур.
23 Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр;
Яманларниң күткини ғәзәп-нәпрәттур.
24 Бирәв мәртләрчә тарқатсиму, гүллинәр;
Йәнә бирәв беришкә тегишлигини айисиму, пәқәт намратлишар.
25 Мәрт адәм әтлинәр;
Башқиларни суғарғучи өзиму суғирилар. [m]
26 Ашлиқни сатмай бесивалған киши әлниң ләнитигә учрайду;
Лекин ашлиқни сетип бәргүчигә бәрикәт тилинәр.
27 Яхшилиқни издәп интилгән адәм шапаәт тапар;
Яманлиқни издигән адәм өзи яманлиқ көрәр. [n]
28 Өз мал-дуниясиға таянғучи жиқилар;
Һәққаний киши йопурмақтәк көкирәр. [o]
29 Өз өйигә азарчилиқ салған киши шамалға мирас болар;
Әқилсиз адәм ақиланиниң қули болуп қалар.
30 Һәққанийниң беридиған мевиси «һаятлиқ дәриғи»дур;
Дана киши көңүлләрни һаятлиққа майил қилар. «һаятлиқ дәриғи» — мошу йәрдә «һаятлиқ дәриғи» дегәнлик, «Ерәм бағчиси»дики Адәм атимиз вә Һава анимизниң бәһримән болушиға тәйярланған дәрәқни көрситиду (3:18-айәтни көрүң). «... һаятлиққа майил қилар» — әйни тексттә «һаятлиқ» дегән сөз йоқ. Лекин һәққанийлиқ йолида Худаниң мөмин бәндилири адәмләрниң көңлини өзи үчүн алмайду, бәлки уларни Худаниң йолиға җәлип қилиду; шуңа толуқ мәнаси: «Ким дана болса кишиләрниң көңлини ниҗат йолиға башлайду» дәп қараймиз. Мошу айәтни «Луқа» 5:10 билән селиштурғили болиду.  [q]
31 Қараңлар, һәққаний адәм бу дунияда сәһвәнлиги үчүн бәдәл төлигән йәрдә,
Рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар? «Қараңлар, һәққаний адәм ...бәдәл төлигән йәрдә, рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар?» — бу айәт Инҗил, «1Пет.» 4:18дә нәқил кәлтүрүлиду.  [s]