10
Падиша Сулайманниң һекмәтлик сөзлири
1 Падиша Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: —
Дана оғул атисини шат қилар;
Әқилсиз оғул анисини қайғу-һәсрәткә салар. [a]
2 Һарам байлиқларниң һеч пайдиси болмас;
Һәққанийәт инсанни өлүмдин қутулдурар. [b]
3 Пәрвәрдигар һәққаний адәмниң җенини ач қоймас;
Лекин у қәбиһләрниң нәпсини боғуп қояр.
4 Һорунлуқ кишини гадай қилар;
Ишчанлиқ болса баяшат қилар. ◼«Һорунлуқ» — ибраний тилида: «қол бошлуғи». «Ишчанлиқ» — ибраний тилида: «әстайидиллиқниң қоли». [d]
5 Язда һосулни жиғивалғучи — дана оғулдур;
Лекин орма вақтида ухлап ятқучи — хиҗаләткә қалдуридиған оғулдур.
6 Бәрикәт һәққаний адәмниң бешиға чүшәр;
Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар. ◼«Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Амма яманларниң ағзи зораванлиқни йошурар».
7 Һәққаний адәмниң ядикари мубарәктур;
Яманларниң нами болса, сесиқ қалар.
8 Дана адәм йолйоруқ-несиһәтләрни қобул қилар;
Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар. [f]
9 Ғубарсиз жүргән кишиниң жүрүш-туруши турақлиқтур,
Йоллирини әгир қилғанниң кири ахири ашкарилиниду.
10 Көз ишаритини қилип жүридиғанлар адәмни дағда қалдурар;
Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.
11 Һәққаний адәмниң ағзи һаятлиқ булиқидур,
Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар. ◼«һаятлиқ булиқи» — бәлким «Ерәм бағчиси»дики «һаятлиқ беридиған дәрәқ»кә охшитилғандур. «Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар» — яки «Амма яманниң ағзи зораванлиқни йошурар». [h]
12 Өчмәнлик җедәл қозғар;
Меһир-муһәббәт һәммә гуналарни япар. [i]
13 Әқил-идрәклик адәмниң ағзидин даналиқ тепилар;
Әқилсизниң дүмбисигә палақ тегәр. [j]
14 Дана адәмләр билимләрни зиядә топлар;
Лекин ахмақниң ағзи уни һалакәткә йеқинлаштурар.
15 Мал-дуниялири гоя мәзмут шәһәрдәк байниң капалитидур;
Мискинни һалак қилидиған иш дәл униң намратлиғидур.
16 Һәққанийларниң әҗирлири җанға җан қошар,
Қәбиһләрниң һосули гунанила көпәйтиштур. ◼«...гунанила көпәйтиштур» — яки «...гунайини бекитәр».
17 Несиһәтни аңлап уни сақлиғучи һаятлиқ йолиға маңар;
Тәнбиһләрни рәт қилған киши йолдин азғанлардур.
18 Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас;
Төһмәт чаплиғанлар ахмақтур. ◼«Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас» — ибраний тилида: «Адавәт сақлиғучиниң ләвлири ялған болиду».
19 Гәп көп болуп кәтсә, гунадин халий болмас,
Лекин ағзиға егә болған әқиллиқтур.
20 Һәққаний адәмниң сөзи худди сап күмүч;
Яманниң ойлири толиму әрзимәстур. ◼«Һәққаний адәмниң сөзи» — ибраний тилида: «Һәққаний адәмниң тили». «Яманниң ойлири» — ибраний тилида: «яманниң көңли».
21 Һәққаний адәмниң сөзлири нурғун кишини қувәтләр;
Ахмақлар әқли кәмлигидин өләр.
22 Пәрвәрдигарниң ата қилған бәрикити адәмни дөләтмән қилар;
У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас. ◼«У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас» — башқа бир хил тәрҗимиси: : «Вә җапа-мушәққәт униңға һечнемини қошмас».
23 Ахмақ қәбиһликни тамашә дәп биләр;
Амма даналиқ йорутулған кишиниң хурсәнлигидур. ◼«йорутулған» — ибараний тилида «ишни, башқа адәмни убдан чүшинидиған» дегән мәнада. [p]
24 Яман киши немидин қорқса шуниңға учрар;
Һәққаний адәмниң арзуси әмәлгә ашурулар.
25 Яман адәм қуюндәк өтүп йоқар;
Лекин һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәктур.
26 Адәм аччиқ су жутувалғандәк,
Көзигә ис-түтәк кирип кәткәндәк,
Һорун адәмни ишқа әвәткәнму шундақ болар. ◼«Адәм аччиқ су жутувалғандәк...» — ибраний тилида: «Аччиқ су чишларға тәккәндәк...».
27 Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни узун қилар,
Яманниң өмри қисқартилар. [r]
28 Һәққаний адәмниң үмүти хурсәнлик елип келәр;
Лекин рәзилниң күткини йоққа чиқар. [s]
29 Пәрвәрдигарниң йоли дурус яшаватқанларға башпанаһдур;
Қәбиһлик қилғучиларға болса һалакәттур. [t]
30 Һәққанийларниң орни мустәһкәмдур;
Яманлар зиминда узун турмас.
31 Һәққаний адәмниң ағзидин даналиқ чиқар;
Лекин шумлуқ тил кесип ташлинар.
32 Һәққаний адәмниң сөзи кишигә мок хушяқар;
Яман адәмниң ағзидин шумлуқ чиқар.
- Пәнд-несиһәтләр
- a
-
Пәнд. 15:20
- b Пәнд. 11:4
- c «Һорунлуқ» — ибраний тилида: «қол бошлуғи». «Ишчанлиқ» — ибраний тилида: «әстайидиллиқниң қоли».
- d Пәнд. 12:24
- e «Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Амма яманларниң ағзи зораванлиқни йошурар».
- f Пәнд. 10:10
- g «һаятлиқ булиқи» — бәлким «Ерәм бағчиси»дики «һаятлиқ беридиған дәрәқ»кә охшитилғандур. «Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар» — яки «Амма яманниң ағзи зораванлиқни йошурар».
- h Пәнд. 10:6; 13:14
- i 1Кор. 13:7; 1Пет. 4:8
- j Пәнд. 20:30
- k «...гунанила көпәйтиштур» — яки «...гунайини бекитәр».
- l «Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас» — ибраний тилида: «Адавәт сақлиғучиниң ләвлири ялған болиду».
- m «Һәққаний адәмниң сөзи» — ибраний тилида: «Һәққаний адәмниң тили». «Яманниң ойлири» — ибраний тилида: «яманниң көңли».
- n «У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас» — башқа бир хил тәрҗимиси: : «Вә җапа-мушәққәт униңға һечнемини қошмас».
- o «йорутулған» — ибараний тилида «ишни, башқа адәмни убдан чүшинидиған» дегән мәнада.
- p Пәнд. 14:9
- q «Адәм аччиқ су жутувалғандәк...» — ибраний тилида: «Аччиқ су чишларға тәккәндәк...».
- r Пәнд. 9:11
- s Аюп 8:13,14; 11:20; Зәб. 111:10
- t Пәнд. 13:6
Languages