Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
10
Ахирқи заманлардики вақиәләр — давами
1 Пәрвәрдигардин «кейинки ямғур» пәслидә ямғурни тәләп қилиңлар; Пәрвәрдигар чақмақларни чақтуруп, уларға мол ямғурларни, шуниңдәк һәр биригә етизда от-чөпләрни бериду. «Пәрвәрдигардин «кейинки ямғур» пәслидә ямғурни тәләп қилиңлар» — бу дуа жуқуриқи бешарәт билән бағлинишлиқ; зираәтләр вә үзүмләргә ямғур керәк, әлвәттә. «Кейинки ямғур» болса Пәләстиндә 3- яки 4-айда яғиду, әтиязлиқ зираәтләрни пишириш һалқилиқ рольини ойнайду. Бу ямғурлар болмиса һеч һосул болмайду. 2 Чүнки «өй бутлири» бемәна гәпләрни ейтқан, палчилар ялған «аламәт»ләрни көргән, тутуруқсиз чүшләрни сөзлигән; улар қуруқ тәсәлли бериду. Шуңа хәлиқ қой падисидәк тенәп кәтти; улар падичиси болмиғачқа, азар йемәктә.«өй бутлири» — (ибраний тилида «тәрафим») пал билән «йол көрситидиған» бир хил бутлар еди.  [c]
3 Мениң ғәзивим падичиларға қозғалди; Мән мошу «текә» йетәкчиләрни җазалаймән; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз падисидин, йәни Йәһуда җәмәтидин хәвәр елишқа кәлди; У җәңдә уларни Өзиниң һәйвәтлик етидәк қилиду. 4 Униңдин йәни Йәһудадин «Буҗәк Теши», униңдин «Қозуқ», униңдин «Җәң Оқяси», униңдин «Һәммигә һөкүмранлиқ Қилғучи» чиқиду.«Униңдин, йәни Йәһудадин «бүҗәк теши», униңдин «қозуқ»...» — «йәни Йәһудадин» дегән сөзләрни тәрҗимә йолида қошуп киргүздуқ. Ибраний тилида пәқәт «униңдин» дейилиду. 9-айәттә «Йәһуда җәмәти» көздә тутулған болғачқа, 10-айәтни шундақ тәрҗимә қилдуқ. Мәсиһ «Йәһудадин» чиқиду, әлвәттә.
Башқа бир хил тәрҗимиси «йәни Худадин». «униңдин ... «бүҗәк теши», .. «қозуқ», .. «җәң оқяси», .. «һәммигә һөкүмранлиқ қилғучи» чиқиду» — бу төрт намниң һәммиси «Мәсиһ-Қутқузғучи»ниң унванлири болиду. Барлиқ пәйғәмбәрләрниң бешарәтлири бойичә «Мәсиһ» чоқум Йәһуданиң әвлади болуши керәк еди. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
«Униңдин» дегәнни бәзи алимлар «Худадин» дегән мәнидә, дәп қарайду.
5 Шуниң билән улар җәңдә, дүшмәнләрни кочилардики патқақни дәссигәндәк чәйләйдиған палванлардәк болиду; улар җәң қилиду, чүнки Пәрвәрдигар улар билән биллидур; улар атлиқ әскәрләрниму йәргә қаритип қойиду. 6 Мән Йәһуда җәмәтини күчәйтимән, Йүсүпниң җәмәтини қутқузимән; Мән уларни қайтидин олтирақлишишқа қайтуримән; чүнки Мән уларға рәһим-шәпқәтни көрситимән. Улар Мән һеч қачан ташливәтмигәндәк болиду; чүнки Мән уларниң Худаси Пәрвәрдигармән; Мән уларға җавап беримән. 7 Әфраимдикиләр палвандәк болиду, көңүллири шарап кәйпини сүргәнләрдәк хошаллиниду; уларниң балилири буни көрүп хошаллиниду; уларниң көңли Пәрвәрдигардин шатлиниду.
8 Мән үшқиртип, уларни жиғимән; чүнки Мән уларни бәдәл төләп һөрлүккә чиқиримән; улар илгири көпийип кәткәндәк көпийиду. 9 Мән уларни әлләр арисида уруқтәк чачимән; андин улар Мени жирақ җайларда әсләйду; шуниң билән улар балилири билән һаят қелип, қайтип келиду. «Мән уларни әлләр арисида уруқтәк чачимән; ...» — яки «Мән уларни әлләр арисида уруқтәк чачидиған болсам,...». 10 Мән уларни қайтидин Мисир зиминидин елип келимән, Асурийәдинму чиқирип жиғимән; уларни Гилеад вә Ливан зиминиға елип киргүзимән; йәр-зимин уларни патқузалмай қалиду.
11 Шундақ қилип, У җәбир-җапа деңизидин өтүп, деңиздики долқунларни уриду; Нил дәриясиниң тәглири қуруп кетиду; Асурийәниң мәғрурлуғи вә пәхри пәс қилиниду, Мисирдики шаһанә һасиму йоқилиду. «У җәбир-җапа деңизидин өтүп, деңиздики долқунларни уриду» — «У» — Худани көрситиду, әлвәттә.
12 Мән уларни Пәрвәрдигар арқилиқ күчәйтимән; улар Униң намида маңиду, дәйду Пәрвәрдигар.