86
86-күй •••• Зионниң улуқлуғи
1 Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй-нахша: —
Униң ули болса муқәддәс тағлардидур.□«Униң ули болса муқәддәс тағлардидур» — «Униң ули» — Худаниң ули, демәк.
2 Пәрвәрдигар Зионниң дәрвазилирини сөйиду,
Яқупниң барлиқ макан-җайлиридинму әвзәл көриду;
3 Сениң шәривиңгә улуқ ишлар ейтилмақта, и Худаниң шәһири!
Селаһ.
4 «Мени тонуп билгәнләр арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән;
Мана Филистийә, Тур билән Ефиопийә;
Мана бу адәм шу йәрдә туғулған» — дәймән.□«... арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән» — «Раһаб» бу йәрдә Мисирни билдүриду (мәниси: «тәкәббур». «Йәш.» 30:7ни көрүң). ««Мени тонуп билгәнләр арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән... мана бу адәм шу йәрдә туғулған» — дәймән» — сөзлигүчи Худа Өзи болса керәк.
5 Бәрһәқ, Зион тоғрилиқ шундақ ейтилиду: —
«Бу адәм, паланчи-покунчи униңда туғулған,
Һәммидин Алий Болғучиниң Өзи уни мустәһкәмләйду».
6 Хәлиқ-қовмларни хатирилигинидә Пәрвәрдигар: —
«Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду.
7 Нахшичилар, уссулчилар шуни тәң ейтиду: —
«Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!»□«Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!» — «сениңда» бәлким Зионда дегән мәнидә. Бәзи алимлар мәнасини «Худа Өзидә» дәп қарайду.
- Зәбур
- a
-
«Униң ули болса муқәддәс тағлардидур» — «Униң ули» — Худаниң ули, демәк.
- b «... арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән» — «Раһаб» бу йәрдә Мисирни билдүриду (мәниси: «тәкәббур». «Йәш.» 30:7ни көрүң). ««Мени тонуп билгәнләр арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән... мана бу адәм шу йәрдә туғулған» — дәймән» — сөзлигүчи Худа Өзи болса керәк.
- c ««Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду» — бу сирлиқ сөз Худаниң Йәһудий болмиған («ят әллик») Өзигә етиқат қилғучиларни етиқати арқилиқ «Өзүмгә тәвә адәм, Өзүмниң аиләмдики адәм» дәп һесаплап, уларға илтипат қилип: «Йерусалимда туғулған» дәп һесаплайдиғанлиғини көрситиду.
- d «Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!» — «сениңда» бәлким Зионда дегән мәнидә. Бәзи алимлар мәнасини «Худа Өзидә» дәп қарайду.