84
84-күй •••• Исраилниң үзүл-кесил товва қилиши үчүн меһри-шәпқәт тәләп қилиш
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
Сән Өз зиминиңға илтипат көрситип,
Яқупни сүргүнлүктин қайтурған едиң, и Пәрвәрдигар.
3 Хәлқиңниң қәбиһлигини кәчүрүм қилип,
Барлиқ гуналирини япқан едиң.
Селаһ.
4 Сән пүтүн қәһриңни ичиңгә қайтурувелип,
Ғәзивиңниң әшәддийлигидин янған едиңсән.
5 Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа!
Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән!□«Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа! Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән!» — Худаниң Исраилға рәһимдиллиқ көрситиватқинини көрүп (3-айәтни көрүң), мошу күйниң муәллипи Худадин Исраилни үзүл-кесил товва қилдурғайсән, уларни Өз йениңға, шундақла Өз жутиға қайтурғайсән, дәп дуа қилишни башлайду.
6 Сән бизгә әбәдий ғәзәплинәмсән?
Әвлаттин-әвлатқичә ғәзивиңни созамсән?
7 Хәлқиң Өзүңдин шатлиниши үчүн,
Бизни қайтидин йеңилимамсән?■Зәб. 70:20; 79:19; 137:7
8 Бизгә өзгәрмәс муһәббитиңни көрсәткәйсән, и Пәрвәрдигар,
Бизгә ниҗатлиғиңни ата қилғайсән!
9 Тәңри Пәрвәрдигарниң немиләрни дәйдиғанлиғиға қулақ салай;
Чүнки У Өз хәлқигә, Өз мөмин бәндилиригә аман-хатирҗәмликни сөзләйду;
Улар йәнә һамақәтликкә қайтмисун!
10 Зиминимизда шан-шөһрәтниң туруши үчүн,
Дәрһәқиқәт, Униңдин әйминидиғанларға Униң ниҗатлиғи йеқиндур;
11 Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти;
Һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти;□«Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти; һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти» — бу сирлиқ сөзләр шүбһисизки, Мәсиһниң өзини қурбанлиқ қилғинида, әмәлгә ашурулди. ■Ибр. 7:2
12 Һәқиқәт йәрдин үнүп чиқмақта,
Һәққанийәт әршләрдин қарайду.
13 Пәрвәрдигар бәрикәт бериду,
Зиминимиз һосулини бериду;■Зәб. 66:7
14 Һәққанийәт Униң алдида маңиду,
Униң қәдәмлиригә йол һазирлайду!□«Һәққанийәт Униң алдида маңиду, униң қәдәмлиригә йол һазирлайду!» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Һәққанийәт Униң алдида маңиду, һәм өзини Униң қәдәмлиригә орнитиду».
- Зәбур
- a
-
«Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа! Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән!» — Худаниң Исраилға рәһимдиллиқ көрситиватқинини көрүп (3-айәтни көрүң), мошу күйниң муәллипи Худадин Исраилни үзүл-кесил товва қилдурғайсән, уларни Өз йениңға, шундақла Өз жутиға қайтурғайсән, дәп дуа қилишни башлайду.
- c «Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти; һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти» — бу сирлиқ сөзләр шүбһисизки, Мәсиһниң өзини қурбанлиқ қилғинида, әмәлгә ашурулди.
- ~6~ «Һәққанийәт Униң алдида маңиду, униң қәдәмлиригә йол һазирлайду!» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Һәққанийәт Униң алдида маңиду, һәм өзини Униң қәдәмлиригә орнитиду».
■84:7 Зәб. 70:20; 79:19; 137:7