Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
63
63-күй •••• Аманлиқ тиләш дуаси
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
 
И Худа, аһлиримни көтәргәндә, мени аңлиғайсән!
Һаятимни дүшмәнниң вәһшилигидин қуғдиғайсән!
3 Қара нийәтләрниң йошурун сүйқәстлиридин,
Яманлиқ әйлигүчи қарға-қузғунлардин аман қилғайсән.
4-5 Улар тиллирини қиличтәк өткүр билиди;
Мукәммәл адәмни йошурун җайдин етиш үчүн,
Улар оқини бәтлигәндәк зәһәрлик сөзини тәйярлиди.
Улар қилчә әймәнмәй туюқсиз оқ чиқириду.
6 Улар бәтнийәттә бир-бирини риғбәтләндүрүп,
Йошурун қапқан қурушни мәслиһәтлишип,
«Бизни ким көрәләйтти?» — дейишмәктә.
7 Улар қәбиһликкә интилип: —
«Биз издинип, әтраплиқ бир тәдбир тепип чиқтуқ!» — дәйду;
Инсанниң ич-бағри вә қәлби дәрвәқә чоңқур вә билип болмас бир нәрсидур!
8 Лекин Худа уларға оқ атиду;
Улар туюқсиз зәхимлиниду.
9 Улар өз тили билән путлишиду;
Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду.«Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «уларни көргәнләрниң һәммиси бешини силкийду».
10 Һәммә адәмни қорқунуч басиду;
Улар Худаниң ишлирини баян қилиду,
Бәрһәқ, улар униң қилғанлирини ойлинип савақ алиду.
11 Һәққанийлар Пәрвәрдигарда хошал болуп,
Униңға тайиниду;
Көңли дурус адәмләр роһлинип шатлиниду.