42
42-күй •••• Сәргәрданниң дуаси •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1 И Пәрвәрдигар, мән тоғрилиқ һөкүм чиқарғайсән,
Дәвайимни әқидисиз бир хәлиқ алдида сориғайсән;
Мени һейлигәр һәм қәбиһ адәмдин қутулдурғайсән. □«Изаһат» — көп алимлар 42- һәм 43-күй әслидә бир күй еди, дәп қарайду.
2 Чүнки Сән панаһгаһим болған Худадурсән;
Немишкә мени ташлавәткәнсән?
Немишкә дүшмәнниң зулумиға учрап,
Һемишә азап чекип жүриватимән?» — дәймән.■Зәб. 34:11-17; 37:7; 41:11
3 Өз һәқиқитиң вә нуруңни әвәткин,
Улар мени йетәклигәй!
Мени муқәддәс теғиңға,
Маканиңға елип кәлгәй! □«Маканиңға елип кәлгәй!» — ибраний тилида «Маканлириңға елип кәлгәй!».
4 Шуниң билән мән Худаниң қурбангаһи алдиға барай,
Йәни мениң чәксиз хушлуғум болған Тәңриниң йениға барай;
Бәрһәқ, чилтар челип Сени мәдһийиләймән, и Худа, мениң Худайим!
5 И җеним, сән немишкә бундақ қайғурисән?
Немишкә ичимдә бундақ беарам болуп кетисән?
Худаға үмүт бағла!
Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән,
Йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән!□«Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән, йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки Униң җамалидин чиққан ниҗатлиқ билән, мән Уни йәнила улуқлаймән, мениң Худайим!». ■Зәб. 41:6,12
- Зәбур
- a
-
«Изаһат» — көп алимлар 42- һәм 43-күй әслидә бир күй еди, дәп қарайду.
- c «Маканиңға елип кәлгәй!» — ибраний тилида «Маканлириңға елип кәлгәй!».
- ~4~ «Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән, йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки Униң җамалидин чиққан ниҗатлиқ билән, мән Уни йәнила улуқлаймән, мениң Худайим!».
■42:2 Зәб. 34:11-17; 37:7; 41:11