Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
32
32-күй •••• Пәрвәрдигарниң меһриванлиғи җаһанға толған
1 Әй һәққанийлар, Пәрвәрдигар үчүн тәнтәнә қилиңлар!
Мәдһийиләш дуруслар үчүн гөзәл иштур.[a]
2 Раваб билән Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар;
Онтарға тәңкәш болуп, униңға күйләрни ейтиңлар.«Раваб билән Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар» — «раваб» бу айәттә һәм Зәбурдики башқа айәтләрдә ишлитилгәндә, «раваб» дегән сөз равабқа охшап кетидиған бир сазни көрситиду. «Онтарға тәңкәш болуп, униңға күйләрни ейтиңлар» — «онтар» он тарлиқ чилтардәк бир саз.
3 Униңға атап йеңи бир мунаҗат-нахшини ейтиңлар;
Маһирлиқ билән челип, авазиңларни жуқури яңритиңлар.[c]
4 Чүнки Пәрвәрдигарниң сөзи бәрһәқтур;
Униң барлиқ ишлири вәдилиригә садақәтликтур.
5 У һәққанийәт һәм адаләтни яхши көргүчидур;
Йәр-зимин Пәрвәрдигарниң меһриванлиғи билән толғандур. [d]
6 Пәрвәрдигарниң сөзи билән асманлар яритилған,
Униң ағзидики нәпәс билән уларниң барлиқ қошунлиримуяритилғандур;«уларниң (асманларниң) барлиқ қошунлири» — бир тәрәптин қуяш, ай, юлтузларни көрсәтсә, йәнә бир тәрәптин барлиқ пәриштиләрни көрситиду.  [f]
7 У деңиздики суларни бир йәргә жиғип догилайду;
У океанларни амбарлар ичидә сақлап туриду;«У деңиздики суларни бир йәргә жиғип догилайду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У деңиздики суларни күпләргә жиғиду». «У океанларни амбарлар ичидә сақлап туриду» — бу айәтниң мәнаси сирлиқ болғини билән, Худаниң суларни толуқ идарә қилидиғанлиғини көрсәткәнлигидин һеч қандақ шүбһә йоқ.
8 Пүткүл йәр йүзидикиләр Пәрвәрдигардин әймәнсун;
Дуниядики пүтүн җан егилири Униңдин қорқуп, һөрмәтлисун;
9 Чүнки Униң бир сөзи биләнла иш пүттүрүлгән еди;
Униң бир әмри биләнла дегәнлири бәрпа қилинған еди.
10 Пәрвәрдигар әлләрниң планини тосиветиду;
У қовмларниң хияллирини бекар қиливетиду.[h]
11 Пәрвәрдигарниң несиһәти мәңгүгә туриду;
Қәлбидики ойлири дәвирдин-дәвиргә ишқа ашурулиду.[i]
12 «Пәрвәрдигар бизниң Худайимиздур» дәйдиған қовм бәхитликтур!
Йәни Өз мираси болушқа таллиған хәлиқ бәхитликтур![j]
13 Пәрвәрдигар әрштин йәргә нәзәр салиду,
У пүткүл инсанларни көрүп туриду.
14 Туралғусидин йәр йүзидикиләрниң һәммисигә қарайду;
15 У уларниң һәр бириниң қәлблирини Ясиғучидур;
Уларниң барлиқ ишлирини дәңсәп чиққучидур.
16 Падиша болса қошунлириниң көплүги билән ғалип болалмайду;
Палван өзиниң зор күчи билән өзини қутқузалмайду;
17 Толпарға тайинип хәвп-хәтәрдин қутқузулуш беһудиликтур,
У зор күчи билән һеч кимни қутқузалмайду;
18-19 Мана, уларниң җенини өлүмдин қутқузуш үчүн,
Қәһәтчиликтә уларни һаят сақлаш үчүн,
Пәрвәрдигарниң көзи Өзидин әйминидиғанларниң үстидә туриду,
Өзиниң өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларниң үстидә туриду.[k]
20 Бизниң җенимиз Пәрвәрдигарға тәлмүриду;
Бизниң ярдәмчимиз,
Бизниң қалқинимиз У болиду.
21 Шуңа Униң билән қәлбимиз шатлинип кетиду;
Чүнки Униң муқәддәс намиға тайинип ишәндуқ.
22 И Пәрвәрдигар, биз Саңила үмүт бағлиғинимиздәк,
Сениң өзгәрмәс муһәббитиңму үстимиздә болғай!