28
28-күй •••• Пәрвәрдигарниң һәйвиси
1 Давут язған күй: —
Пәрвәрдигарға бәргәйсиләр, и Қудрәтлик Болғучиниң пәрзәнтлири,
Пәрвәрдигарға шану-шәвкәт, күч бәргәйсиләр!□«Пәрвәрдигарға бәргәйсиләр,... Пәрвәрдигарға шану-шәвкәт, күч бәргәйсиләр!» — бу сирлиқ сөзниң мәнаси немә? Мәнаси чоқум шуки, Худаниң хәлқи униңға ишинип таянғачқа, шундақла мәдһийә оқуғачқа, Худа уларниң һаятида Өз күч-қудритини (шундақла Өз шан-шәривини) көрситишигә шараит бериду. ■Зәб. 95:7, 8
2 Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шану-шәвкәт бәргәйсиләр;
Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар!
3 Пәрвәрдигарниң садаси чоңқур сулар үстидә һөкүм сүриду;
Шан-шәрәп егиси болған Тәңри гүлдүрмамиларни яңритиду;
Пәрвәрдигар бүйүк деңизлар үстидә һөкүм сүриду.■Мис. 9:23
4 Пәрвәрдигарниң садаси күчлүктур;
Пәрвәрдигарниң садаси һәйвәткә толғандур;
5 Пәрвәрдигарниң садаси кедир дәрәқлирини сундуриветиду;
Бәрһәқ, Пәрвәрдигар Ливандики кедирларни сундуриветиду.
6 У уларни мозай ойнақлаватқандәк ойнақлитиду;
Явайи калиниң балиси ойнақлаватқандәк, У Ливан вә Сирион теғини ойнақлитиду.□«Сирион теғи» — Ливанниң әң егиз тағ чоққиси, йәнә бир нами «Һәрмон».
7 Пәрвәрдигарниң садаси чақмақларниң ялқунлирини шахлитиветиду;□«Пәрвәрдигарниң садаси чақмақларниң ялқунлирини шахлитиветиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «Пәрвәрдигарниң садаси от ялқунлирини житиветиду». Бирақ алди-кәйнидики сөзләргә қариғанда, чақмақларни көрситиши мүмкин.
8 Пәрвәрдигарниң садаси чөл-җәзирини зил-зилигә салиду;
Пәрвәрдигар Қәдәштики чөл-җәзирини зил-зилигә салиду;□«Пәрвәрдигар Қәдәштики чөл-җәзирини зил-зилигә салиду» — «Ливан тағлири» (6-айәт) — Қанаан (Пәләстин)ниң шимал тәрипи, «Қәдәштики чөл-җәзирә» униң җәнубий тәрипи.
9 Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду,
Орманлиқларни ялаңачлайду;
Униң муқәддәс ибадәтханисида болған һәммиси «шану-шәвкәт!» дәп тәнтәнә қилиду. □«Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «Пәрвәрдигарниң садаси маралларға оғлақларни туғдурғузиду».
10 Пәрвәрдигар топан үстигә һөкүмранлиқ қилип олтириду;
Бәрһәқ, Пәрвәрдигар мәңгүгә падиша болуп һөкүм сүрүп олтириду.□«Пәрвәрдигар топан үстигә һөкүмранлиқ қилип олтириду» — «топан» бәлким Нуһ пәйғәмбәр дәвридики топанни көрситиду, бу йәрдә көчмә мәнидә болуп, дуниядики қалаймиқанчилиқниму көрситиду.
11 Пәрвәрдигар Өз хәлқигә қудрәтни бәхш етиду;
Өз хәлқини аман-хатирҗәмлик билән бәрикәтләйду.
- Зәбур
- a
-
«Пәрвәрдигарға бәргәйсиләр,... Пәрвәрдигарға шану-шәвкәт, күч бәргәйсиләр!» — бу сирлиқ сөзниң мәнаси немә? Мәнаси чоқум шуки, Худаниң хәлқи униңға ишинип таянғачқа, шундақла мәдһийә оқуғачқа, Худа уларниң һаятида Өз күч-қудритини (шундақла Өз шан-шәривини) көрситишигә шараит бериду.
- d «Сирион теғи» — Ливанниң әң егиз тағ чоққиси, йәнә бир нами «Һәрмон».
- e «Пәрвәрдигарниң садаси чақмақларниң ялқунлирини шахлитиветиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «Пәрвәрдигарниң садаси от ялқунлирини житиветиду». Бирақ алди-кәйнидики сөзләргә қариғанда, чақмақларни көрситиши мүмкин.
- f «Пәрвәрдигар Қәдәштики чөл-җәзирини зил-зилигә салиду» — «Ливан тағлири» (6-айәт) — Қанаан (Пәләстин)ниң шимал тәрипи, «Қәдәштики чөл-җәзирә» униң җәнубий тәрипи.
- ~7~ «Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «Пәрвәрдигарниң садаси маралларға оғлақларни туғдурғузиду».
- ~8~ «Пәрвәрдигар топан үстигә һөкүмранлиқ қилип олтириду» — «топан» бәлким Нуһ пәйғәмбәр дәвридики топанни көрситиду, бу йәрдә көчмә мәнидә болуп, дуниядики қалаймиқанчилиқниму көрситиду.
■28:1 Зәб. 95:7, 8