23
23-күй •••• Пәрвәрдигарниң ғәлибиси
1 Давут язған күй: —
Пәрвәрдигарға мәнсүптур, җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар;
Униңға тәәллуқтур йәр йүзи вә униңда туриватқанларму;■Мис. 19:5; Қан. 10:14; Аюп 41:3; Зәб. 49:12; 1Кор. 10:26,28
2 Чүнки җаһанниң улини чоңқур деңизлар үстигә орунлаштуруп,
Йәрни сулар үстигә орнатқан Удур.
3 Пәрвәрдигарниң теғиға ким чиқалайду?
Униң муқәддәс җайиға ким кирип туралайду? ■Зәб. 14:1; Йәш. 33:14,15
4 — Қоллири гунадин пакиз, дили сап,
Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған,
Ялған қәсәм қилмиған киши кирәләйду. □«Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған» — «қуруқ нәрсиләр» бутларни көрситиду.
5 Бундақ киши болса Пәрвәрдигардин бәхитни,
Өз ниҗатлиғи болғучи Худадин һәққанийлиқни тапшурувалиду вә уни көтирип жүриду;□«... тапшурувалиду вә уни көтириду» — бу икки пеил ибраний тилида бирла пеил билән ипадилиниду.
6 Бу дәвир Уни издигүчи дәвирдур,
Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқупниң Худаси!
7 И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар!
Кәң ечилиңлар!
И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар!
Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду!□«И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! Кәң ечилиңлар! И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар!» — қедимки заманларда қовуқлар ечилғанда жуқуридин көтириләтти.
8 Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким?
У Пәрвәрдигардур, у күчлүк вә қудрәтликтур!
Пәрвәрдигар, җәң мәйданида қудрәтликтур!
9 И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар!
Кәң ечилиңлар!
И мәңгүлүк ишикләр, бешиңларни көтириңлар!
Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду!
10 Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким?
Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар болса, шан-шәрәп егиси Падишаһтур!
Селаһ!
- Зәбур
- c «Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған» — «қуруқ нәрсиләр» бутларни көрситиду.
- d «... тапшурувалиду вә уни көтириду» — бу икки пеил ибраний тилида бирла пеил билән ипадилиниду.
- ~5~ «...Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқупниң Худаси!» — йәнә бир хил тәрҗимиси «Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр болған Яқуптин ибарәттур».
- ~6~ «И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! Кәң ечилиңлар! И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар!» — қедимки заманларда қовуқлар ечилғанда жуқуридин көтириләтти.
■23:1
-
Мис. 19:5; Қан. 10:14; Аюп 41:3; Зәб. 49:12; 1Кор. 10:26,28
■23:3 Зәб. 14:1; Йәш. 33:14,15