22
22-күй •••• Пәрвәрдигар мени баққучи падичимдур! •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1 Давут язған күй: —
Пәрвәрдигар мени баққучи Падичимдур,
Муһтаҗ әмәсмән һеч нәрсигә;□«Бу улуқ күй тоғрилиқ изаһат» — Пәләстиндики қойлар билән падичиниң мунасивити наһайити йеқин. У улар билән кечә-күндүз биллә болиду, уларға исим қойиду. Йеңи яйлаққа көчкәндә, падичи қойларниң бешида меңип, уларни чақирип йетәкләйду; уларниң беши тикәнликтә ярилинип қалса, падичи май билән сүрүп «мәсиһ қилиду»; бәзи падичилар һәтта амрақ қойлириға алаһидә қәдәһтин шарап ичуриду. ■Йәш. 40:11; Йәр. 23:4; Әз. 34:23; Юһ. 10:11; 1Пет. 2:25; Вәһ. 7:17
2 У мени юмран чөпләрдә ятқузуп дәм алдурар;
Тинич ақидиған суларни бойлитип бақиду;
3 У вуҗудумни йеңилайду;
У һәққанийлиқ йолида Өз нами үчүн йетәкләйду;□«У вуҗудумни йеңилайду» — «йеңилайду» ибраний тилида бу сөз «товиға қайтуриду» яки «товва қилдуриду» дегән мәнини өз ичигә алиду.
4 Һәтта мән өлүм сайиси болған җилғидин өтсәмму,
Һеч яманлиқтин қорқмаймән;
Чүнки Сән мән билән биллидурсән;
Сениң һасаң һәм тайиғиң маңа тәсәллидур.■Зәб. 3:7; 117:6
5 Мени хар қилғучиларниң көз алдида маңа кәң дәстихан салисән;
Мениң бешимни май билән мәсиһ қилисән;
Қәдәһим ташиду;
6 Бәрһәқ, барлиқ күнлиримдә яхшилиқ вә өзгәрмәс шәпқәт маңа әгишип һәмраһ болиду;
Мәңгүдин-мәңгүгә Пәрвәрдигарниң дәргаһида яшаймән!□«барлиқ күнлиримдә яхшилиқ вә өзгәрмәс шәпқәт маңа әгишип һәмраһ болиду» —яки «барлиқ күнлиримдә маңа әгишип һәмраһ болған өзгәрмәс шәпқәт немидигән яхши!». «мәңгүдин-мәңгүгә Пәрвәрдигарниң дәргаһида яшаймән!» — «Пәрвәрдигарниң дәргаһи» ибраний тилида «Пәрвәрдигарниң өйидә». Давут бу күйни язғанда Йерусалимдики муқәддәс ибадәтхана техи мәвҗут әмәс еди.
- Зәбур
- a
-
«Бу улуқ күй тоғрилиқ изаһат» — Пәләстиндики қойлар билән падичиниң мунасивити наһайити йеқин. У улар билән кечә-күндүз биллә болиду, уларға исим қойиду. Йеңи яйлаққа көчкәндә, падичи қойларниң бешида меңип, уларни чақирип йетәкләйду; уларниң беши тикәнликтә ярилинип қалса, падичи май билән сүрүп «мәсиһ қилиду»; бәзи падичилар һәтта амрақ қойлириға алаһидә қәдәһтин шарап ичуриду.
- c «У вуҗудумни йеңилайду» — «йеңилайду» ибраний тилида бу сөз «товиға қайтуриду» яки «товва қилдуриду» дегән мәнини өз ичигә алиду.
- ~5~ «барлиқ күнлиримдә яхшилиқ вә өзгәрмәс шәпқәт маңа әгишип һәмраһ болиду» —яки «барлиқ күнлиримдә маңа әгишип һәмраһ болған өзгәрмәс шәпқәт немидигән яхши!». «мәңгүдин-мәңгүгә Пәрвәрдигарниң дәргаһида яшаймән!» — «Пәрвәрдигарниң дәргаһи» ибраний тилида «Пәрвәрдигарниң өйидә». Давут бу күйни язғанда Йерусалимдики муқәддәс ибадәтхана техи мәвҗут әмәс еди.
■22:1 Йәш. 40:11; Йәр. 23:4; Әз. 34:23; Юһ. 10:11; 1Пет. 2:25; Вәһ. 7:17