Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
2
2-күй •••• Худаниң Мәсиһи барлиқ әлләрни идарә қилиду
1 Әлләр немишкә чуқан салиду?
Немә үчүн хәлиқләр бекардин-бекар сүйқәст ойлайду?«Әлләр немишкә чуқан салиду?» — Зәбурдики күйләрдә, «әлләр» яки «ят әлләр» болса, Исраил хәлқидин башқа һәр бир хәлиқ-милләтни көрситиду.  Рос. 4:25
2 Дуниядики падишалар сәпкә тизилип,
Әмәлдарлар қара нийәт әйлишип,
Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишип: — «Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи» — «Мәсиһ» мошу йәрдә, кона бир өрп-адәткә қаритилған. Тәвраттики бәлгүлимидә, йеңи падиша тиклиниш мурасимида бешиға пурақлиқ зәйтун мейи қуюлатти. Бу «мәсиһ қилиш» («мәсиһләш») дәп аталған. «Йәшая» китап, 61-бапта «мәсиһ қилиш» дегән сөз болса, келидиған Қутқузғучиниң вуҗудиға май әмәс, бәлки Муқәддәс Роһ қуюлидиғанлиғини көрситиду. Мошу айәттиму охшашла, «Мәсиһ» Муқәддәс Роһ билән «мәсиһ қилинған адәм»ни көрситиду.
3 «Уларниң чәклимилирини чөрүветәйли,
Уларниң асарәтлирини бузуп ташлайли!» — дейишиду.«Уларниң чәклимилирини чөрүветәйли, Уларниң асарәтлирини бузуп ташлайли!» — «Улар» «Худа вә Униң Мәсиһи»ни көрситиду.
4 Асманда олтарғучи күлиду,
Рәб уларни мазақ қилиду;
5 Һәм аччиғида уларға сөзләп,
Қәһри билән уларни вәһимигә селип: —
6 «Өзүм болсам Зионда, йәни муқәддәс теғимда,
Өзүм мәсиһ қилған падишани тиклидим».«Зион.., йәни муқәддәс теғим..» — «Зион теғи» Йерусалим вә муқәддәс ибадәтхана бу тағ үстигә қурулған. «Зион» (яки «Сион») әслидә «көрүнәрлик» дегән мәнидә. У Худаниң Өз хәлқигә һимайә болғанлиғиға символ қилиниду. «Өзүм мәсиһ қилған падишани тиклидим» — жуқуридики 2-айәттики, «Мәсиһ» тоғрисидики изаһатни көрүң.
 
Худа тайинлиған Мәсиһ-Падиша сөз қилиду
7 «Мән әрштики пәрманни җакалаймәнки,
Пәрвәрдигар маңа: —
«Сән Мениң оғлум;
Өзүм сени бүгүнки күндә туғулдурдум;Рос. 13:33; Ибр. 1:5; 5:5
8 Мәндин сора, Мән саңа мирас болушқа әлләрни,
Тәәллуғуң болушқа йәр йүзини чәт-чәтлиригичә беримән;Зәб. 21:28; 71:8
9 Сән төмүр таяқ билән уларни битчит қиливетисән;
Сапал чинини кукум-талқан қилғандәк, сән уларни парә-парә қиливетисән» — деди».«Сән төмүр таяқ билән уларни битчит қиливетисән» — яки: «Сән төмүр таяқ билән уларни башқурисән».  Вәһ. 2:27; 19:15
10 Әнди, һәй падишалар, әқилдар болуңлар!
Җаһандики сорақчилар савақ елиңлар;
11 Пәрвәрдигардин қорқуш билән униң хизмитидә болуңлар;
Титрәк ичидә хошаллиниңлар!«Титрәк ичидә хошаллиниңлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «титрәк ичидә яшаңлар!».
12 Оғулниң ғәзивиниң қозғалмаслиғи үчүн,
Уни сөйүңлар;
Чүнки униң ғәзиви сәлла қайниса,
Йолуңлардила һалак болисиләр;
Униңға таянғанлар нәқәдәр бәхитликтур!«Уни (Оғулни) сөйүңлар» — буниң мәнаси бәлким «Худаниң оғли билән әплишивелиңлар». «Чүнки униң ғәзиви сәлла қайниса...» — йәнә бир хил тәрҗимиси «Чүнки униң ғәзиви тезла қозғилиду...».  Зәб. 33:9; Пәнд. 16:20; Йәш. 30:18; Йәр. 17:7; Рим. 9:33; 10:11; 1Пет. 2:6