149
149-күй •••• Қиямәт күнидики ғәлибә үчүн мәдһийиләңлар!
1 Һәмдусана!
Пәрвәрдигарға атап йеңи бир нахшини оқуңлар;
Мөмин бәндиләрниң җамаитидә Униң мәдһийисини ейтиңлар!
2 Исраил өз Яратқучисидин шатлансун;
Зион оғуллири өз Падишасидин хуш болғай!■Зәб. 99:3
3 Улар Униң намини уссул билән мәдһийилисун;
Униңға күйләрни дап һәм чилтарға тәңшәп ейтсун!■Зәб. 80:1-5
4 Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқидин сөйүнәр;
У мулайим мөминләрни ниҗатлиқ билән безәйду;
5 Униң мөмин бәндилири шан-шәрәптә роһлинип шат болғай,
6 Ағзида Тәңригә жүксәк мәдһийилири болсун,
Қоллирида қош бислиқ қилич тутулсун;■2Тес. 2:8; Ибр. 4:12; Вәһ. 1:16
7 Шуниң билән улар әлләр үстидин қисас,
Хәлиқләргә җаза беҗа жүргүзиду;
8 Әлләрниң падишалирини зәнҗирләр билән,
Ақсүйәклирини төмүр кишәнлири билән бағлайду;■Мат. 18:18
9 Уларниң үстигә пүтүлгән һөкүмни беҗа кәлтүриду —
Униң барлиқ мөмин бәндилири мошу шәрәпкә несип болиду!
Һәмдусана!■Қан. 4:6
- Зәбур
- ~3~ «Орунлирида йетип шат авазини яңратқай!» — «орунлирида йетиш» бәлким: — (1) Йәһудийларниң өрп-адәтлири бойичә, зияпәтләрдә меһманлар үчүн көрпиләр селинип, меһманлар йеничилап йетип дәстихандин алиду; шуңа мошу йәрдә хошаллиқ зияпәтләрни көрситиду; (2) мөмин бәндиләр шунчә хошал болуп, хошаллиғидин ухлалмайду; (3) өзлириниң аман-есән йетип-қопушлири үчүн шатлиниши керәк.
■149:6 2Тес. 2:8; Ибр. 4:12; Вәһ. 1:16
-
Зәб. 99:3