148
148-күй •••• Пүткүл аләм, Пәрвәрдигарни улуқлаңлар!
1 Һәмдусана!
Пәрвәрдигарни асманлардин мәдһийиләңлар;
Жуқири җайларда Уни мәдһийиләңлар;[a]
2 Уни мәдһийиләңлар, барлиқ пәриштилири;
Уни мәдһийиләңлар, барлиқ қошунлири!
3 Уни мәдһийиләңлар, и қуяш һәм ай,
Уни мәдһийиләңлар, һәммә парлақ юлтузлар;
4 Уни мәдһийиләңлар, асманларниң асманлири,
Асмандин жуқури җайлашқан сулар!
5 Булар Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун;
Чүнки У буйруған һаман, улар яратилғандур;[b]
6 У уларни әбәдил-әбәткичә турғузди;
Улар үчүн вақти өтмәйдиған бәлгүлимини буйруған.[c]
7 Пәрвәрдигарни зиминдин мәдһийиләңлар,
Деңиздики барлиқ әҗдиһалар, деңизниң барлиқ тәглири;
8 От, мөлдүз, қар, туман,
Униң сөзигә әмәл қилидиған җудунлуқ шамал;
9 Тағлар һәм барлиқ дөңләр,
Мевилик дәрәқләр, барлиқ кедир дәрәқлири,
10 Явайи һайванлар, барлиқ мал-варанлар,
Өмилигүчиләр һәм учар-қанатлар;
11 Җаһан падишалири вә барлиқ қовмлар,
Әмирләр һәм йәр йүзидики барлиқ һаким-сотчилар;
12 Һәм жигитләр һәм қизлар,
Бовайлар вә яшлар, —
13 Һәммиси Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун;
Чүнки пәқәтла Униң нами алийдур;
Униң һәйвити йәр һәм асмандин үстүн туриду.[d]
14 Һәм У Өз хәлқиниң мүңгүзини,
Йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийисини егиз көтәргүзгән;
Улар Исраил балилири,
Өзигә йеқин бир хәлиқтур!
Һәмдусана!□«Өз хәлқиниң мүңгүзини, йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийиси...» — Тәвратта «мүңгүз» адәттә адәмниң нам-шөһрити яки һоқуқини билдүриду. Бу айәттә у Исраилниң Худаға болған мәдһийилирини билдүриду. Бу айәттики «көтириш» адәмниң қоли билән көтириш әмәс, бәлки Худа уларниң мәдһийә авазлирини көтиришини билдүриду. [f]
- Зәбур
- a
-
Луқа 2:14; Вәһ. 5:13
- b Яр. 1:6-31; Зәб. 32:6, 9
- c Аюп 14:5,13; 26:10; 38:33; Зәб. 103:5; 118:91; Йәр. 31:35; 33:25
- d Пәнд. 18:10; Йәш. 12:4
- e «Өз хәлқиниң мүңгүзини, йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийиси...» — Тәвратта «мүңгүз» адәттә адәмниң нам-шөһрити яки һоқуқини билдүриду. Бу айәттә у Исраилниң Худаға болған мәдһийилирини билдүриду. Бу айәттики «көтириш» адәмниң қоли билән көтириш әмәс, бәлки Худа уларниң мәдһийә авазлирини көтиришини билдүриду.
- f Зәб. 131:17