146
146-күй •••• Һәммигә Қадир Худаға һәмдусаналар ейтилсун!
1 Һәмдусана! Яһни мәдһийиләңлар!
Бәрһәқ, бундақ қилиш шериндур;
Худайимизни күйләңлар!
Мәдһийә оқуш инсанға яришиду.■Зәб. 32:1; 92:1-3; 134:3
2 Пәрвәрдигар Йерусалимни бена қилмақта;
Исраилниң сүргүн қилинғанлирини У жиғип келиду;□«Пәрвәрдигар Йерусалимни бена қилмақта; Исраилниң сүргүн қилинғанлирини У жиғип келиду» — бу айәткә қариғанда, мошу күй Исраил Бабилға сүргүн болғанлиғидин қайтип кәлгәндин кейин йезилған.
3 У көңли сунуқларни давалайду;
Уларниң ярилирини таңиду.■Мис. 15:26; Аюп 5:18
4 У юлтузларниң санини санайду;
Уларниң һәммисигә бир-бирләп исим қойиду.□«У... уларниң һәммисигә бир-бирләп исим қойиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У... уларни (юлтузларни) исмилирини чақирип опуққа чиқириду». ■Йәш. 40:26
5 Улуқдур Рәббимиз, зор қудрәтликтур;
Униң чүшиниши чәксиздур.
6 Пәрвәрдигар мулайим мөминләрни йөләп көтириду;
Рәзилләрни йәргичә төвән қилиду.
7 Пәрвәрдигарға тәшәккүрләр билән нахша ейтиңлар;
Күйләрни чилтарға тәңшәп ейтиңлар!
8 У асманни булутлар билән қаплитиду,
Зиминға ямғурни бекитиду,
Тағларда от-чөпләрни өстүриду;■Аюп 38:26, 27; Зәб. 103:13-14; Һош. 2:23, 24
9 Малларға озуқ,
Тағ қарғисиниң җүҗилири зарлиғанда, уларға озуқ бериду;
10 Ат күчидин У зоқ алмайду;
Адәмниң чәбдәс путлирини хурсәнлик дәп билмәйду;
11 Пәрвәрдигар бәлки Өзидин әйминидиғанларни,
Өзиниң өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларни хурсәнлик дәп билиду.
- Зәбур
- b «Пәрвәрдигар Йерусалимни бена қилмақта; Исраилниң сүргүн қилинғанлирини У жиғип келиду» — бу айәткә қариғанда, мошу күй Исраил Бабилға сүргүн болғанлиғидин қайтип кәлгәндин кейин йезилған.
- ~4~ «У... уларниң һәммисигә бир-бирләп исим қойиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У... уларни (юлтузларни) исмилирини чақирип опуққа чиқириду».
■146:8 Аюп 38:26, 27; Зәб. 103:13-14; Һош. 2:23, 24
-
Зәб. 32:1; 92:1-3; 134:3