145
145-күй •••• Худа мәдһийиләнсун!
1 Һәмдусана!
И җеним, Пәрвәрдигарни мәдһийилә!
2 Мән һаят болсамла, Пәрвәрдигарни мәдһийиләймән;
Вуҗудум бар болсила Худайимға күй ейтимән.
3 Есилзадиләргиму,
Инсан балисиғиму таянмаңлар,
Уларда һеч мәдәт-ниҗатлиқ йоқтур.■Зәб. 117:8, 9
4 Мана, униң нәпәси кетиду,
У өз туприғиға қайтип кетиду;
Шу күндила арзу-нийәтлири йоқап кетиду.□«У өз туприғиға қайтип кетиду» — ибраний тилида: «адәм» һәм «тупрақ, топа» бир сөздур.
5 Яқупниң Тәңриси мәдәткари болған адәм,
Пәрвәрдигар Худасини өз үмүти қилған адәм бәхитликтур!
6 У асманларни, зиминни,
Деңизни һәм униңда бар мәвҗудатларни яратқандур;
У һәқиқәт-садақәттә мәңгү туриду;
7 Езилгүчиләр үчүн У һөкүм сүриду;
Ач қалғанларға нан бериду.
Пәрвәрдигар мәһбусларни азат қилиду;
8 Пәрвәрдигар корларниң көзлирини ачиду;
Пәрвәрдигар егилип қалғанларни турғузиду;
Пәрвәрдигар һәққанийларни сөйиду.■Зәб. 144:14; 146:3; Мат. 9:30; Луқа 13:13; Юһ. 9:7,32
9 Пәрвәрдигар мусапирлардин хәвәр алиду;
Житим-йесирләрни, тул хотунни йөләйду;
Бирақ рәзилләрниң йолини әгир-бүгри қилиду.
10 Пәрвәрдигар мәңгүгә һөкүм сүриду;
И Зион, сениң Худайиң дәвирдин-дәвиргичә һөкүм сүриду!
Һәмдусана!■Мис. 15:18; Зәб. 144:13
- Зәбур
- ~2~ «У өз туприғиға қайтип кетиду» — ибраний тилида: «адәм» һәм «тупрақ, топа» бир сөздур.
■145:8 Зәб. 144:14; 146:3; Мат. 9:30; Луқа 13:13; Юһ. 9:7,32
■145:10 Мис. 15:18; Зәб. 144:13
-
Зәб. 117:8, 9