Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
140
140-күй •••• Рәзиллик билән мурәссә қилғили болмайду
1 Давут язған күй: —
 
Пәрвәрдигар, мән Саңа нида қилдим;
Йенимға тездин кәлгәйсән;
Саңа нида қилғинимда авазимни аңлиғайсән.
2 Дуайимни аңлиғиниңда, Саңа сунулған хушбуйдәк йеқимлиқ болсун,
Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик қурбанлиқтәк қобул болсун.«Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик қурбанлиқтәк қобул болсун» — яки «Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик ашлиқ һәдийәдәк қобул болсун» — ибадәтханида каһинлар кәчлик қурбанлиқ яки һәдийә сунуштин авал, қоли билән шу қурбанлиқ-һәдийәләрни Худа алдида көтирәтти.  Мис. 29:30; Вәһ. 5:8; 8:3
3 Ағзим алдида күзәтчи турғузғайсән, и Пәрвәрдигар;
Ләвлирим дәрвазисини сақлиғайсән;
4 Көңлүмни һеч қандақ яман ишқа,
Қәбиһлик қилғучиларға шерик болуп, рәзиллик қилишқа майил қилмиғайсән.
Мени уларниң немәтлиридин һеч йегүзмигәйсән!
5 Һәққаний адәм мени урсун —
Бу маңа меһриванлиқтур;
Маңа тәнбиһ бәрсун —
Бу болса, бешим рәт қилмайдиған, қуюлған есил майдәк болиду.
Чүнки мениң дуайим йәнила шуларниң рәзилликлиригә қарши болиду.«Чүнки мениң дуайим йәнила шуларниң рәзилликлиригә қарши болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки мениң дуайим уларға (рәзилләргә) күлпәт чүшкәндә улар үчүн давамлишивериду» (ибраний тилида «яманлиқ» һәм «күлпәт» бир сөз билән ипадилиниду).
6 Уларниң һакимлири тик ярлардин ташливетилгәндә,
Хәлиқ мениң сөзлиримни аңлайду;
Чүнки бу сөзләр шериндур.«Хәлиқ мениң сөзлиримни аңлайду; чүнки бу сөзләр шериндур» — «шерин» бәлким мошу йәрдә «җайида, орунлуқ» дегән мәнидә.
7 Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк,
Мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди;«Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк, мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди» — айәтниң бир нәччә тәрҗимилири бар. Ибраний тилидики нусхисида, мошу сөз интайин ихчам болуп, чүшиниш тәс.  Әз. 37:1,11,12
8 Бәрһәқ, көзлирим Саңила тикилип қарайду, Пәрвәрдигар Рәббим;
Саңа тайинимән;
Җенимни харап қилип ташливәтмигәйсән.
9 Уларниң маңа салған қилтиғидин,
Қәбиһлик қилғучиларниң қапқанлиридин мени сақлиғайсән;
10 Рәзилләр өзиниң торлириға жиқилсун,
Мән болсам — өтүп кетимән.