Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
135
135-күй •••• Пәрвәрдигарниң муһәббитигә тәшәккүр ейтиңлар!
1 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, У меһривандур;
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
2 Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; «Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар» — «илаһлар» тоғрилиқ 95:3 вә изаһатини көрүң.
3 Рәбләрниң Рәббигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
4 Зор карамәтләрни бирдин-бир Жүргүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
5 Әқил-парасәт арқилиқ асманларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [b]
6 Зиминни сулар үстидә созуп Турғузғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [c]
7 Улуқ нур җисимлирини Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [d]
8 Күндүзни башқуридиған қуяшни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [e]
9 Кечини башқуридиған ай һәм юлтузларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
10 Уларниң тунҗилирини уруп, Мисирға зәрб бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [f]
11 Исраилни улар арисидин чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [g]
12 Күчлүк қол һәм узатқан биләк билән уларни Чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [h]
13 Қизил Деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [i]
14 Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
15 Қизил Деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [j]
16 Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [k]
17 Бүйүк падишаларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [l]
18 Һәм мәшһур падишаларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
19 Җүмлидин Аморийларниң падишаси Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
20 — Һәм Башан падишаси Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [m]
21 Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; [n]
22 Буни бәндиси Исраилға мирас қилип бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
23 Һалимиз харап әһвалда, бизләрни Әслигүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
24 Бизни әзгәнләрдин Қутулдурғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; «Қутулдурғучи» — ибраний тилида «Жиртип чиққучи».  [p]
25 Барлиқ әт егилиригә озуқ Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
26 Әршләрдики Тәңригә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур!