135
135-күй •••• Пәрвәрдигарниң муһәббитигә тәшәккүр ейтиңлар!
1 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, У меһривандур;
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
2 Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;□«Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар» — «илаһлар» тоғрилиқ 95:3 вә изаһатини көрүң.
3 Рәбләрниң Рәббигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
4 Зор карамәтләрни бирдин-бир Жүргүзгучигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
5 Әқил-парасәт арқилиқ асманларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[b]
6 Зиминни сулар үстидә созуп Турғузғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[c]
7 Улуқ нур җисимлирини Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[d]
8 Күндүзни башқуридиған қуяшни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[e]
9 Кечини башқурдиған ай һәм юлтузларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
10 Уларниң тунҗилирини уруп, Мисирға зәрб бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[f]
11 Исраилни улар арисидин чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[g]
12 Күчлүк қол һәм узатқан биләк билән уларни Чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[h]
13 Қизил деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[i]
14 Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
15 Қизил деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[j]
16 Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[k]
17 Бүйүк падишаларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[l]
18 Һәм мәшһур падишаларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
19 Җүмлидин Аморийларниң падишаси Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
20 — Һәм Башан падишаси Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[m]
21 Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;[n]
22 Буни бәндиси Исраилға мирас қилип бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
23 Һалимиз харап әһвалда, бизләрни Әслигүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
24 Бизни әзгәнләрдин қутулдурғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
25 Барлиқ әт егилиригә озуқ Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
26 Әршләрдики Тәңригә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур!
- Зәбур
- a
-
«Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар» — «илаһлар» тоғрилиқ 95:3 вә изаһатини көрүң.
- b Яр. 1:1
- c Зәб. 23:1-2
- d Яр. 1:14
- e Яр. 1:16
- f Мис. 12:29; Зәб. 77:43,51
- g Мис. 12:31,51; 13:3,17
- h Мис. 6:6
- i Мис. 14:21,22; Зәб. 77:13
- j Мис. 14:24
- k Мис. 15,16,17,19; Зәб. 77:52
- l Чөл. 21:24,25,34,35; Йә. 12:1; Зәб. 134:10,11
- m Қан. 3:1-7
- n Йә. 12:6