134
134-күй •••• Худаниң қилған улуқ әмәллири үчүн ибадәт
1 Һәмдусана! Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар,
Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң қуллири!
2 Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң өйидә турғанлар,
Худайимизниң һойлилирида турғанлар!
3 Яһни мәдһийиләңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур;
Униң намиға күй ейтиңлар;
Чүнки мошундақ қилиш шериндур;
4 Чүнки Яһ Яқупни Өзиниңки болушқа,
Исраилни Өз мираси болушқа талливалди.[a]
5 Чүнки өзүм билимәнки, Пәрвәрдигар улуқдур;
Рәббимиз барлиқ илаһлардин үстүндур.□«Пәрвәрдигар... барлиқ илаһлардин үстүндур» — бу айәт «илаһлар»ниң һәқиқий мәвҗут екәнлигини етирап қилмайду, әлвәттә. 95:3 вә изаһатини көрүң.
6 Пәрвәрдигар немә ишни мувапиқ көргән болса,
У асманларда,
Зиминда,
Деңизларда һәм униң барлиқ тәглиридиму шуни қилғандур.
7 У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду;
Ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилиду;
Шамални Өз ғәзнилиридин чиқириду.[c]
8 У Мисирдики тунҗа оғулларни һалак қилди,
Инсанларниң болсун, һайванларниң болсун һәммини уруп һалак қилди.[d]
9 У аламәтләрни, мөҗизиләрни араңларға әвәтти, и Мисир;
Пирәвн вә униң һәммә қуллири үстигә әвәтти.[e]
10 У улуқ әлләрни урувәтти,
Қудрәтлик падишаларни өлтүрүвәтти;[f]
11 Аморийларниң падишаси Сиһонни,
Башанниң падишаси Огни,
Қанаандики барлиқ падишалиқларни урувәтти.
12 Уларниң зиминини мирас қилип,
Өз хәлқи Исраилға мирас болушқа тәқдим қилди.[g]
13 Сениң намиң, Пәрвәрдигар, мәңгүгә,
Шөһрәт-хатирәң дәвирдин-дәвиргичидур.[h]
14 Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң дәвасини сорайду;
Өз қуллириға рәһим қилиду.[i]
15 Әлләрниң бутлири болса пәқәтла күмүч-алтундин ибарәттур,
Уларни инсанниң қоллири ясиғандур, халас.[j]
16 Уларниң ағзи бар, бирақ сөзлимәйду;
Көзлири бар, бирақ көрмәйду;
17 Қулақлири бар, бирақ аңлимайду,
Ағзида һеч нәпәс йоқтур.
18 Уларни ясиғанлар уларға охшап қалиду,
Уларға таянғанларму шундақтур.
19 Исраил җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар;
Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар;
20 Лавий җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар;
Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
21 Йерусалимда маканлашқан Пәрвәрдигарға Зиондин тәшәккүр-мәдһийә ейтилсун!
Һәмдусана!
- Зәбур
- a
-
Мис. 19:5; Қан. 7:6; Тит. 2:14; 1Пет. 2:9
- b «Пәрвәрдигар... барлиқ илаһлардин үстүндур» — бу айәт «илаһлар»ниң һәқиқий мәвҗут екәнлигини етирап қилмайду, әлвәттә. 95:3 вә изаһатини көрүң.
- c Йәр. 10:13; 51:16
- d Мис. 12:12,29; Зәб. 77:51
- e Мис. 7,8,9,10,14
- f Йә. 12
- g Зәб. 77:55
- h Мис. 3:15, Зәб. 101:13
- i Қан. 32:36, Зәб. 89:13
- j Зәб. 113:12