Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
110
110-күй •••• Худаниң улуқлуғини сеғиниш •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1 Һәмдусана!
Көңли дурусларниң мәшрипидә,
Һәм җамаәттә туруп,
Пәрвәрдигарға пүтүн қәлбим билән тәшәккүр ейтимән.«Һәмдусана! Көңли дурусларниң мәшрипидә, һәм җамаәттә туруп...» — бу күй «елипбә тәртивилик» күй. Бирақ ибраний тилини тәрҗимә қилиш җәрянида җүмлә тәртиплирини өзгәртиш керәклиги түпәйлидин, «елипбәлик» нусхини көрситәлмидуқ.
2 Пәрвәрдигарниң ясиғанлири улуқдур;
Булардин хурсән болғанлар издинип уларни сүрүштүрмәктә.
3 Униң әҗри шәрәп вә һәйвәттур,
Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду.
4 У Өз мөҗизилирини яд әткүзиду;
Пәрвәрдигар муһәббәтлик һәм рәһимдилликтур.
5 У Өзидин әйминидиғанларни аш билән тәминләйду;
Өз әһдисини һемишә яд етиду.
6 У әмәллиридики қудритини Өз хәлқигә көрситип,
Башқа әлләрниң мирас-зиминини уларға тәқдим қилди.
7 Униң қоли қилғанлири һәқиқәт-садақәт вә адиллиқтур;
Униң барлиқ көрсәтмилири ишәшликтур.
8 Булар әбәдил-әбәткичә инавәтликтур;
Һәқиқәттә һәм дуруслуқта чиқирилғандур.
9 У Өз хәлқигә ниҗатлиқ әвәтти;
Өз әһдисини әмир қилип мәңгүгә бекитти;
Муқәддәс һәм сүрлүктур Униң нами.
10 Пәрвәрдигардин қорқуш даналиқниң башлинишидур;
Униң һөкүмлирини тутқанларниң һәммиси йорутулған адәмләрдур;
Униң мәдһийиси мәңгү туриду.