105
105-күй •••• Худаниң вападарлиғи вә сәвир-тақити; инсанниң вапасизлиғи
1 Һәмдусана!
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар!
Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити.□«Пәрвәрдигар... меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити...» — бу күйдә Тәвраттики «Мис.» 1-24-баплар, «Чөл.» 11-17, 20-баплар, «Йәшуа», «Батур һакимлар» һәм «Падишаһлар» дегән қисимлардики тарих көздә тутулиду. [b]
2 Пәрвәрдигарниң қудрәтлик қилғанлирини ким сөзләп берәләйду?
Униң бар шан-шөһритини ким җакалап берәләйду?
3 Бәхитликтур адаләтни тутқан,
Дайим һәққанийлиқни жүргүзгән киши!
4 Хәлқиңгә болған һиммитиң билән мени әслигәйсән, и Пәрвәрдигар;
Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин!□«Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин!» — ибраний тилида: «Ниҗатлиғиң билән мени йоқлиғайсән» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
5 Шуниң билән, Сән таллиғанлириңниң бәрикитини көрәй,
Өз елиңниң шатлиғи билән шат болай,
Өз мирасиң болған хәлқиң билән пәхирлинип, яйрап жүрәй!
6 Биз ата-бовилиримиз қатарида гуна өткүздуқ,
Қәбиһлик қилдуқ, яманлиқ әйлидуқ.[d]
7 Мисирда турған ата-бовилиримиз мөҗизилириңни нәзиригә алмай,
Көп меһриванлиқлириңни есигә алмиди;
Бәлки деңизда, Қизил Деңиз бойида исян көтәрди.[e]
8 Бирақ У қудритимни намайән қилай дәп,
Өз нами үчүн уларни қутқузди.[f]
9 Униң Қизил Деңизға тәнбиһ бериши билән,
У қупқуруқ болди;
Худди қағҗирақ чөллүктин йетәкләп маңғандәк,
У уларни деңиз тәглиридин қуруқ өткүзди.[g]
10 Уларни өч көргәнләрниң қолидин һөрлүккә чиқарди,
Уларға һәмҗәмәт болуп дүшмән чаңгилидин қутқузди.
11 Явларни сулар басти,
Уларниң һеч бирси сақ қалмиди.[h]
12 Шундила улар Униң сөзлиригә ишәш қилди;
Улар Уни күйлиди.[i]
13 Улар Униң қилғанлирини шунчә тез унтуди,
Несиһәтини күтмиди;
14 Бәлки далада ач көзлүккә баладәк берилди,
Чөл-баяванда Тәңрини синиди.[j]
15 Шуңа У сориғинини уларға бәрди,
Бирақ җүдәткүчи бир кесәлни җанлириға тәккүзди.[k]
16 Улар баргаһда Мусаға һәсәт қилди,
Худаниң муқәддәс бәндиси Һарунниму көрәлмиди.[l]
17 Йәр ечилип Датанни жутувәтти,
Абирамни адәмлири билән қапсивалди.[m]
18 Әгәшкүчилири арисида от йеқилди;
Ялқун рәзилләрни көйдүривәтти.[n]
19 Улар Һорәб теғида мозай бутни ясиди,
Қуйма һәйкәлгә сәҗдә қилип,[o]
20 Өзлириниң пәхир-шөһрити болғучиниң орниға,
От-чөп йәйдиған өкүзниң сүритини алмаштурди.
21 Мисирда улуқ ишларни көрсәткән Ниҗаткари Тәңрини улар унтуди.
22 Дәрвәқә, Һам диярида мөҗизиләр яратқан,
Қизил Деңиз бойида қорқунучлуқ ишларни көрсәткән Худани унтуди.
23 У уларни һалак қилимән дегән еди —
Өз таллиғини Муса қәһрини яндуруш үчүн Униң алдида аричи болуп тик турмиған болса,
— Дәрвәқә шундақ қилған болар еди.[p]
24 Улар йәнә гөзәл зиминни кәмситип рәт қилди,
Униң вәдисигә ишәнмиди;[q]
25 Бәлки чедирлирида қақшап жүрүп,
Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиди.
26 Шуңа У уларға қәсәм қилип қол көтирип: —
Силәрни чөлдә жиқитип түгәштүримән —[r]
27 Әвлатлириңларниму әлләр арисида жиқитип түгәштүрүп,
Яқа жутлар ара тарқитиветимән» — деди.[s]
28 Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп,
Өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди.□«Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп, өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди» — «өлүкләргә қурбанлиқ қилиш», «яғ пуритиш» қатарлиқ һәр қандақ паалийәтләр Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған. [u]
29 Улар қилмишлири билән Униң аччиғини кәлтүрди,
Улар арисида ваба қозғалди;
30 Финиһас турди-дә, һөкүм жүргүзди,
Шуниң билән ваба тосулди;
31 Бу иш Финиһасқа һәққанийәт дәп һесапланди,
Униң нәслигиму әвладидин әвладиғичә, әбәдий шундақ һесапланди.
32 Улар йәнә Пәрвәрдигарни мерибаһ сулири бойида ғәзәпкә кәлтүрди,
Уларниң сәвәвидин Мусағиму зәрәр йәтти;[v]
33 Чүнки улар униң роһини териктүрди,
Униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди.□«Чүнки улар униң роһини териктүрди» — бәзи тәрҗимиләрдә «униң роһи» Мусаниң роһи әмәс, бәлки Худаниң Роһи дәп чүшәндүрүлиду. «... Улар униң роһини териктүрди, униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди» — «Чөл.» 20:7-13ни көрүң.
34 Улар Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилип,
Шу йәрдики қовмларни йоқатмиди;
35 Бәлки ят әлләр билән арилишип,
Уларниң қилиқлирини үгәнди;[x]
36 Уларниң бутлириға чоқунди,
Булар өзлиригә бир қапқан болуп чиқти;
37 Чүнки улар өз оғул-қизлирини союп, җинларға қурбанлиққа беғишлиди.[y]
38 Шундақ қилип улар бегуна қанни,
Йәни Қанаандики бутларға атап қурбанлиқ қилип, өз оғул-қизлириниң қенини төкти;
Зимини қанға булғинип кәтти.[z]
39 Улар өз қилмишлири билән булғанди;
Қилиқлири билән паһишә аялдәк бузулди.
40 Шуңа Пәрвәрдигар Өз хәлқидин қаттиқ ғәзәпләнди,
У Өз мирасидин йиргәнди;
41 Уларни ят әлләрниң қолиға бәрди,
Уларға өчмәнләр улар үстидин һөкүмранлиқ қилди.
42 Дүшмәнлири уларни әзди,
Улар яв қоли астида егилип пүкүлди.
43 Көп қетим Пәрвәрдигар уларни қутқузди;
Бирақ улар болса, өз хаһишлири билән Униңға асийлиқ қилди,
Улар өз қәбиһлиги билән пәс һалға чүшти.
44 Шундақтиму У уларниң налә-пәрядини аңлиғанда,
Уларниң җәбир-җапалириға етивар бәрди;
45 Һәм улар билән түзгән әһдисини әслиди,
Зор меһри-шәпқити билән, ғәзивидин янди,□«Зор меһри-шәпқити билән,...» — ибраний тилида: «Зор меһри-шәпқәтлири билән...».
46 У уларни сүргүн қилғанларниң қәлбидә рәһим ойғатти.
47 Бизни қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар Худайимиз!
Муқәддәс намиңға тәшәккүр ейтишқа,
Тәнтәнә қилип Сени мәдһийиләшкә,
Бизни әлләр арисидин йениңға жиғивалғайсән![bb]
48 Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға,
Әзәлдин та әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!
Пүткүл хәлиқ «Амин» десун!
Һәмдусана! [cc]
- Зәбур
- a
-
«Пәрвәрдигар... меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити...» — бу күйдә Тәвраттики «Мис.» 1-24-баплар, «Чөл.» 11-17, 20-баплар, «Йәшуа», «Батур һакимлар» һәм «Падишаһлар» дегән қисимлардики тарих көздә тутулиду.
- b 1Тар. 16:34-36; Зәб. 106:1; 117:1; 135:1
- c «Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин!» — ибраний тилида: «Ниҗатлиғиң билән мени йоқлиғайсән» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
- d Лав. 26:40; Йәр. 3:25; Дан. 9:5
- e Мис. 14:11,12
- f Мис. 9:16
- g Мис. 14:21,22,29
- h Мис. 14:27; 15:5
- i Мис. 14:31; 15:1
- j Мис. 16:3; Чөл. 11:4,6,33; Зәб. 77:18; 1Кор. 10:6
- k Чөл. 11:20, 33; Зәб. 77:29-31; Йәш. 10:16
- l Чөл. 16
- m Чөл. 16:31,32,33; Қан. 11:6
- n Чөл. 16:35,46
- o Мис. 32:4
- p Мис. 32:11,32; Қан. 9:13,14; 10:10
- q Чөл. 14:1, 2
- r Чөл. 14:28
- s Зәб. 43:11-15; Әз. 20:23
- t «Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп, өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди» — «өлүкләргә қурбанлиқ қилиш», «яғ пуритиш» қатарлиқ һәр қандақ паалийәтләр Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған.
- u Чөл. 25:3; 31:16; Вәһ. 2:14
- v Чөл. 20:12; Зәб. 94:8
- w «Чүнки улар униң роһини териктүрди» — бәзи тәрҗимиләрдә «униң роһи» Мусаниң роһи әмәс, бәлки Худаниң Роһи дәп чүшәндүрүлиду. «... Улар униң роһини териктүрди, униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди» — «Чөл.» 20:7-13ни көрүң.
- x Һак. 2:2; 3:5, 6
- y Лав. 18:21; Қан. 12:31; 2Пад. 16:3; 17:17; 21:6; 2Тар. 28:3; 33:6
- z Чөл. 35:33
- aa «Зор меһри-шәпқити билән,...» — ибраний тилида: «Зор меһри-шәпқәтлири билән...».
- bb 1Тар. 16:35
- cc 1Тар. 16:36