5
Бузуқчилиқ-паһишивазлиқниң ақивити балаю-апәттур, садиқлиқниң нәтиҗиси бәхит-саадәттур
1 И оғлум, даналиғимға көңүл қойғин,
Идраклик сөзлиримгә қулақ салғин.
2 Шундақ қилғиниңда ишқа сәзгүрлүк билән қарайдиған болисән,
Ләвлириң пәм-парасәттин айрилмайду.
3 Чүнки бузуқ хотунниң ағзидин һәсәл тамиду,
Ләвлири зәйтун йеғидин силиқтур;[a]
4 Лекин униң ақивити кәкридәк аччиқ,
Икки бислиқ қиличтәк өткүр.
5 Униң қәдәмлири өлүм гирдавиға елип бариду,
Тутқан йоли гөргә башлайду.□«гөр» — ибраний тилида «шеол», йәни «тәһтисара» дейилиду, у өлүкләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған йәр. [c]
6 Һаятлиқ йолини қилчә билгүм йоқ дәп,
Басқан қәдәмлири турақсиз болиду,
Нәгә баридиғанлиғини һеч билмәйду.
7 Шуңа, и оғуллирим, сөзлиримни көңүл қоюп аңлаңлар,
Мениң дегәнлиримдин чиқмаңлар.
8 Ундақ хотундин жирақ қач!
Ишиги алдиғиму йеқин йолима!
9 Болмиса, иззәт-абруюңни башқиларға тутқузуп қойисән,
Яшлиқ жиллириңни рәһимсизләрниң қолиға тапшурисән![d]
10 Ят адәмләр байлиқлириң билән өзини толдуриду,
Җапалиқ әҗирлириңниң мевиси яқа жутлуқниң өйигә өтүп кетиду;
11 Әҗилиңдә налә-пәряд көтәргиниңдә,
Әзайи-бәдиниң йәм болғанда,
12 Шу чағда сән: — «Аһ, несиһәтләрдин неманчә нәпрәтләнгәндимән!
Көңлүмдә тәнбиһләрни неманчә кәмситкәндимән!
13 Немишкә устазлиримниң сөзини аңлимиғандимән?
Маңа тәрбийә бәргәнләргә қулақ салмиғандимән?
14 Җәмийәттиму, җамаәт алдидиму һәр хил номусқа қалғандәк болдум!» — дәп қалисән.□«һәр хил номусқа қалғандәк болдум!» — яки «пүтүнләй заваллиққа чүшкәндәкмән!».
15 Өзүңниң көлчигиңдики суни ичкин,
Өз булиқиңдин еқиватқан судин һозурлан.□«Өзүңниң көлчигиңдики су..., өз булиқиңдин еқиватқан судин һозурлан» — шүбһисизки, өзиниң аялиниң муһәббитини көрситиду.
16 Булақлириң урғуп һәр йәргә тарқилип кәтсә боламду?
Ериқлириңдики сулар кочиларда еқип жүрсә боламду?
17 Булар саңила хас болсун,
18 Булиқиң бәхит-бәрикәтлик болғай!
Яшлиғиңда алған хотунуң билән һозурлан.□«Булиқиң бәхит-бәрикәтлик болғай!» — «булиқиң» мошу айәттә «өз аялиң»ни көрситиду. Айәтниң иккинчи қисмини көрүң.
19 У чиши кейиктәк чирайлиқ! Җәрәндәк сөйүмлүк!
Униң бағридин һемишә қанаәттә болғайсән,
Униң қайнақ муһәббитидин дайим хошаллиққа патқайсән.□«Униң бағридин...» — ибраний тилида «Униң әмчәклиридин...».
20 И оғлум, немишкә ят аялға шәйда болисән?
Немишкә ят хотунниң қойниға өзүңни атисән?
21 Чүнки инсанниң һәммә қилғанлири Пәрвәрдигарниң көз алдида ашкаридур,
У униң һәммә маңған йоллирини таразиға селип туриду.[j]
22 Яман адәмниң өз қәбиһликлири өзини қапқанқа чүшүриду,
У өз гунайи билән сиртмаққа елиниду.
23 У йолйоруқтин мәһрум болғанлиғидин җенидин айрилиду,
Чекидин ашқан һамақәтлиги түпәйлидин йолдин езип кетиду.
- Пәнд-несиһәтләр
- a
-
Пәнд. 2:16; 6:24
- b «гөр» — ибраний тилида «шеол», йәни «тәһтисара» дейилиду, у өлүкләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған йәр.
- c Пәнд. 7:27
- d Пәнд. 6:34,35
- e «һәр хил номусқа қалғандәк болдум!» — яки «пүтүнләй заваллиққа чүшкәндәкмән!».
- f «Өзүңниң көлчигиңдики су..., өз булиқиңдин еқиватқан судин һозурлан» — шүбһисизки, өзиниң аялиниң муһәббитини көрситиду.
- g «Булақлириң урғуп һәр йәргә тарқилип кәтсә боламду? ... Булар саңила хас болсун, ят кишиләргә тәгмисун!» — 16-17-айәтләр шүбһисизки, көчмә мәнидә. Бизниңчә көчмә мәнаси: «Ишқи муһәббәтлириңни ят аялға бәрмә, пәқәт өз җораңғила беғишла; болмиса интайин номус иш болиду, рәстә-кочиларда рәсва болисән» дегәндәк болса керәк. Бәзи алимлар мошу айәттики «сулар» балиларни көрситиду, дәп қарап, мундақ тәрҗимә қилиду: — «Булақлириң урғуп һәр йәргә тарқилип кәтсун, ериқлириңдики сулар кочиларда еқип жүрсун (демәк, «пәрзәнтлириң урғуған булақлардәк һәр йәргә тарқалсун!»); пәқәтла саңила хас болсун, ят аялдин болған болмисун!».
- h «Булиқиң бәхит-бәрикәтлик болғай!» — «булиқиң» мошу айәттә «өз аялиң»ни көрситиду. Айәтниң иккинчи қисмини көрүң.
- i «Униң бағридин...» — ибраний тилида «Униң әмчәклиридин...».
- j 2Тар. 16:9; Аюп 31:4; 34:21; Пәнд. 15:3; Йәр. 16:17; 32:19