31
Падишаға несиһәт
1 Төвәндикиләр, падиша Ләмуәлгә униң аниси арқилиқ вәһий билән кәлгән сөзләрдур; аниси бу сөзләрни униңға үгәткән: □«Падиша Ләмуәл» — бәзи алимлар «Ләмуәл»ни Сулайманниң аниси Бат-Шеба униңға қойған ләқәм, дәп қарайду. Исраил үстидин һөкүм сүргүчиләр арисида «Ләмуәл» исимлиқ бир падиша бизгә намәлум. «Ләмуәл» дегәнниң мәнаси: «Худа үчүн». «вәһий билән кәлгән сөзләр» — әгәр бу бап Агурниң (30:1) сөзиниң давами болса, ундақта «вәһий билән кәлгән сөзләр» Пәрвәрдигарниң Агурниң «дил-роһиға жүклигән сөзлири»ни ң давамини көрситиду.
2 И оғлум, и мениң амриғим, қәсәмләр билән тилигән арзулуғум, мән саңа немә дәй?□«И мениң амриғим» — ибраний тилида «И балиятқумниң балиси!». «қәсәмләр билән тилигән арзулуғум!» — ибраний тилида «И қәсәмлиримниң балиси!».
3 Күч-қуввитиңни аял-хотунлар тәрипигә сәрп қилмиғин;
Яки падишаларниму вәйран қилидиған ишларға берилгүчи болма!□«аял-хотунлар тәрипигә» — демәк, җинсий һәвәсләргә. ■Қан. 17:17
4 И Ләмуәл, шарап ичиш падишаларға лайиқ әмәс,
Әмирләргиму һараққа хумар болуш ярашмас.
5 Болмиса улар шарап ичип, муқәддәс бәлгүлимиләрни унтуп,
Бозәк бәндиләрниң һәққини астин-үстүн қиливетиши мүмкин.
6 Күчлүк һарақ өлгүси кәлгәнләргә, һәсрәткә чөмгәнләргә берилсун!
7 Улар шарапни ичип, мискинлигини унтуп,
Қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!□«Улар шарапни ичип, ... қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!» — бу сөзләр кинайилик, һәҗвий болғини билән, мскинләрниң шарап ичиш сәвәвигиму һесдашлиқ билдүриду. Лекин айәт уларниң шундақ қилидиғанлиғини һәргиз тәстиқлиған әмәс. Көздә тутулғини һөкүмдарларниң еғир мәсъулийитидин ибарәттур.
8 Өзлири үчүн гәп қилалмайдиғанларға ағзиңни ачқин,
Һалак болай дегәнләрниң дәвасидә гәп қил.
9 Сүкүт қилма, улар үчүн лилла һөкүм қил,
Езилгәнләрниң вә мискинләрниң дәрдигә дәрман бол.■Лав. 19:15; Қан. 1:16
Пәзиләтлик аял
10 |א| Пәзиләтлик аялни ким тапалайду?
Униң қиммити ләәл-яқутлардинму зор ешип чүшиду.□«пәзиләтлик аялни ким тапалайду?...» — кейинки 22 айәт шеир болуп, ибраний тилида алаһидә шәкилгә егә. Ибраний йезиғида 22 һәрип бар. Бу 22 айәтниң һәр бири ибраний елипбә тәртивигә асасән башлиниду (мәсилән, уйғур тили болса, а-, ә-, б- қатарлиқ һәрипләр билән башланғанға охшаш). ■Пәнд. 12:4
11 |ב| Ериниң көңли униңға тайинип хатирҗәм туриду,
У болғачқа ериниң алған олҗиси кам әмәстур!
12 |ג| У өмүр бойи еригә вападар болуп яхшилиқ қилиду,
Уни зиянға учратмайду.
13 |ד| У қой жуңи вә кәндир тепип,
Өз қоли билән җан дәп әҗир қилиду.
14 |ה| У сода кемилиригә охшаш,
Аилини беқиштики озуқ-түлүкләрни жирақ җайлардин тошуйду.
15 |ו| Таң йорумаста у орнидин туриду,
Аилисидикиләргә йемәклик тәйярлайду,
Хизмәткар-дедәкләргә несивисини тәқсим қилиду.□«... несивисини тәқсим қилиду» — яки «... ишни тәқсим қилиду».
16 |ז| У бир парчә етизни өзи көрүп алиду;
Қоли билән жиққан дарамәттин у бир үзүмзар бена қилиду.
17 |ח| Ишқа қарап у белини күч билән бағлар,
Биләклирини күчләндүрәр;
18 |ט| Өз ишиниң пайдилиқлиғиға көзи йетәр,
Кечичә чириғини өчүрмәй иш қилар.
19 |י| У қоллири билән чақни чөрәр,
Бармақлири жип урчуқини тутар.
20 |כ| Аҗизларға ярдәм қолини узитар;
Һаҗәтмәнләргә қоллирини созар.
21 |ל| Қар яққанда у аилиси тоғрилиқ әндишә қилмайду,
Өйидикиләрниң һәммисигә қизил кийимләр кийдүрүлгән.
22 |מ| Кариват япқучлирини өзи тоқуйду;
Өзиниң кийим-кечәклири канап вә сөсүн рәхттиндур.
23 |נ| Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар;
Шу йәрдә у жуттики ақсақаллар қатаридин орун алиду.□«Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар» — кона өрп-адәтләр бойичә, жуттики ақсақаллар шәһәр дәрвазида жиғин ечип сот қилатти.
24 |ס| У нәпис канаптин кийим-кечәк тикип уни сатиду;
Бәлвағларни тикип содигәрләрни тәминләйду.
25 |ע| Кийими күч-қудрәт вә иззәт-һөрмәттур;
У келәчәккә үмүт билән күлүп қарайду.
26 |פ| Ағзини ачсила, дана сөз қилиду,
Тилида меһриванә несиһәтләр бар.
27 |צ| Аилисидики ишлардин дайим хәвәр алиду,
Бекарға нан йемәйду.
28 |ק| Пәрзәнтлири орнидин туруп униңға бәхит-бәрикәт тиләйду;
Ериму мубарәкләп уни махтап: —
29 |ר| «Пәзиләт билән яшиған аяллар көптур,
Бирақ сән уларниң һәммисидинму ешип чүшисән» — дәйду.
30 |ש| Гөзәллик сеһри алдамчидур,
Һөсн-җамалму пәқәт бир көпүк, халас,
Пәқәт Пәрвәрдигардин қорқидиған аялла махтилиду!
31 |ת| У өз меһнитиниң мевилиридин бәһримән болсун!
Әҗирлири уни дәрвазиларда һөрмәт-шөһрәткә ериштүрсун!□«Әҗирлири уни дәрвазиларда һөрмәт-шөһрәткә ериштүрсун!» — жуқуриқи изаһатта дейилгәндәк, шәһәр дәрвазилири ақсақаллар олтиридиған орун болуп, җәмийәтниң әң жуқури дәриҗисини билдүриду.
<- Пәнд-несиһәтләр 30
Пәнд-несиһәтләр
a
-
«Падиша Ләмуәл» — бәзи алимлар «Ләмуәл»ни Сулайманниң аниси Бат-Шеба униңға қойған ләқәм, дәп қарайду. Исраил үстидин һөкүм сүргүчиләр арисида «Ләмуәл» исимлиқ бир падиша бизгә намәлум. «Ләмуәл» дегәнниң мәнаси: «Худа үчүн». «вәһий билән кәлгән сөзләр» — әгәр бу бап Агурниң (30:1) сөзиниң давами болса, ундақта «вәһий билән кәлгән сөзләр» Пәрвәрдигарниң Агурниң «дил-роһиға жүклигән сөзлири»ни ң давамини көрситиду.
- b «И мениң амриғим» — ибраний тилида «И балиятқумниң балиси!». «қәсәмләр билән тилигән арзулуғум!» — ибраний тилида «И қәсәмлиримниң балиси!».
- c «аял-хотунлар тәрипигә» — демәк, җинсий һәвәсләргә.
- e «Улар шарапни ичип, ... қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!» — бу сөзләр кинайилик, һәҗвий болғини билән, мскинләрниң шарап ичиш сәвәвигиму һесдашлиқ билдүриду. Лекин айәт уларниң шундақ қилидиғанлиғини һәргиз тәстиқлиған әмәс. Көздә тутулғини һөкүмдарларниң еғир мәсъулийитидин ибарәттур.
- g «пәзиләтлик аялни ким тапалайду?...» — кейинки 22 айәт шеир болуп, ибраний тилида алаһидә шәкилгә егә. Ибраний йезиғида 22 һәрип бар. Бу 22 айәтниң һәр бири ибраний елипбә тәртивигә асасән башлиниду (мәсилән, уйғур тили болса, а-, ә-, б- қатарлиқ һәрипләр билән башланғанға охшаш).
- ~9~ «... несивисини тәқсим қилиду» — яки «... ишни тәқсим қилиду».
- ~10~ «Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар» — кона өрп-адәтләр бойичә, жуттики ақсақаллар шәһәр дәрвазида жиғин ечип сот қилатти.
- ~11~ «Әҗирлири уни дәрвазиларда һөрмәт-шөһрәткә ериштүрсун!» — жуқуриқи изаһатта дейилгәндәк, шәһәр дәрвазилири ақсақаллар олтиридиған орун болуп, җәмийәтниң әң жуқури дәриҗисини билдүриду.