Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
3
Яшларға сәмимий агаһландуруш
1 И оғлум, тәлимимни унтума,
Дегәнлиримни һемишә көңлүңдә чиң тут.«чиң тут» — дегән сөз ибраний тилида: «қоғда, мудапиә қил» дегән мәниниму билдүриду.
2 Чүнки у саңа бәрикәтлик күнләр, узун өмүр вә хатирҗәмлик қошуп бериду.«бәрикәтлик күнләр» — ибраний тилида «күнләрниң узунлуғи».  [c]
3 Меһриван вә һәқ-сәмимий болуштин ваз кәчмә,
Буларни бойнуңға есивал,
Қәлбиңгә пүтивал.«қәлбиңгә пүтивал» — ибраний тилида «қәлбиңдики тахтайға пүтүвал» (Муса пәйғәмбәргә тапшурулған муқәддәс қанун икки таш тахтайға пүтүлгән еди).  [e]
4 Шундақ қилғанда Худа вә бәндиләрниң нәзиридә илтипатқа лайиқ болисән, данишмән һесаплинисән.«илтипатқа лайиқ болисән» — мошу йәрдә ибраний тилида «илтипат» дегән сөз икки бислиқ болуп, иккинчи мәнаси «гөзәллик»тур.
 
5 Өз әқлиңгә таянмай, Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин;
6 Қандақла иш қилсаң, Пәрвәрдигарни тонушқа интил;
У саңа тоғра йолларни көрситиду.«Қандақла иш қилсаң,...» — ибраний тилида «Барлиқ йоллириңда...».  [h]
7 Өзүңни әқиллиқ санима;
Пәрвәрдигардин әйминип, яманлиқтин жирақ бол.[i]
8 Шундақ қилғиниңда, бу ишлар дәрдиңгә дәрман,
Устиханлириңға илик болиду.«дәрдиңгә дәрман... болиду» — ибраний тилида «киндигиңгә саламәтлик... болиду».
9 Пәрвәрдигарниң һөрмитини қилип мал-дунияйиңдин һәдийәләрни сунғин,
Етизиңдин тунҗа чиққан мәһсулатлириңдин Униңға атиғин;[k]
10 Шундақ қилғиниңда, амбарлириң ашлиққа толуп ташиду,
Шарап көлчәклириңдә йеңи шарап ешип-тешип туриду.[l]
11 И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә бепәрвалиқ қилма,
Униң тәнбиһидин бәзмә.[m]
12 Чүнки, ата әзиз көргән оғлиға тәнбиһ-тәрбийә бәргәндәк,
Пәрвәрдигар кимни сөйгән болса униңға тәнбиһ-тәрбийә бериду.[n]
13 Даналиққа муйәссәр болған киши,
Йоруқлуққа егә болған киши немидегән бәхитлик-һә!
14 Чүнки даналиқниң пайдиси күмүчниң пайдисидин көптур,
Қиммити сап алтунниңкидинму зиядидур.[o]
15 У ләәл-яқутлардин қиммәтликтур,
Интизар болған һәр қандақ нәрсәңдин һеч бириму униңға тәң кәлмәстур.[p]
16 Даналиқниң оң қолида узун өмүр,
Сол қолида байлиқ вә шөһрәт бардур.
17 Униң йоллири саңа хуш пурақ туюлур,
Униң барлиқ тәриқилири сени арам тапқузур.
18 У өзини тапқан адәмгә «һаятлиқ дәриғи»дур,
Уни чиң тутқан киши немидегән бәхитлик!«һаятлиқ дәриғи» — шүбһисизки, «Ерән бағчиси»дики Адәм атимиз вә Һава анимизниң бәһримән болушиға тәйярланған «һаятлиқ дәриғи»ни көрситиду (Тәврат, «Яр.» 2:9).
19 Пәрвәрдигар даналиқ билән йәр-зиминни бәрпа қилди,
Һекмәт билән асманни орнатти.
20 Униң билими билән йәрниң чоңқур қатламлири йерилди,
Һәмдә булутлардин шәбнәм чүшти.«йәрниң чоңқур қатламлири йерилди» — бәлким Нуһ пәйғәмбәрниң вақтидики «чоң топан» билән мунасивәтлик бәзи ишларни көрситиши мүмкин («Яр.» 7:11)  [s]
21 И оғлум! Даналиқ билән билимни көзүңдин чиқарма,
Пишқан һекмәт вә пәм-парасәтни чиң тут.
22 Шуниң билән улар җениңға җан қошиду,
Бойнуңға есилған есил марҗандәк саңа гөзәллик қошиду.
23 Шу чағда йолуңда аман-есән маңалайсән,
Йолда путлашмайсән.[t]
24 Ятқанда һеч немидин қорқмайсән,
Йетишиң биләнла татлиқ ухлайсән.[u]
25 Бешиңға дәһшәтлик вәһимә чүшкәндә қорқмиғин,
Рәзилләрниң вәйранчилиғидин ғәм қилмиғин!«Рәзилләрниң вәйранчилиғидин ғәм қилмиғин!» — яки «Рәзилләрниң бешиға чүшкән вәйранчилиқтин ғәм қилмиғин!».  [w]
26 Чүнки Пәрвәрдигар сениң таянчиңдур,
У путуңни қапқанлардин нери қилиду.
 
27 Пәқәт қолуңдин кәлсила, һаҗәтмәнләрдин яхшилиқни айимиғин.
28 Қолум-хошнилириң сениңдин өтнә сорап кирсә, «Қайтип кетип, әтә кәлгин, әтә берәй» — демигин.
29 Хошнаңға зиянкәшлик нийитидә болма,
Чүнки у саңа ишинип йениңда хатирҗәм яшайду.
30 Бириси саңа зиян йәткүзмигән болса,
Униң билән сәвәпсиз маҗиралашма.«сәвәпсиз маҗиралашма» — яки «сәвәпсиз дәвалашма».
31 Зулумхор кишигә һәсәт қилма,
Униң йол-тәдбирлиридин һеч немини таллима.[y]
32 Чүнки қиңғир йолларни маңидиғанлар Пәрвәрдигарниң нәзиридә жиркиничликтур,
Лекин Униң сирдаш достлуғи дурус яшаватқан адәмгә тәәллуқтур.[z]
33 Пәрвәрдигарниң ләнити рәзиллик қилғучиниң өйидидур,
Лекин У һәққаний адәмниң өйигә бәхит ата қилур.[aa]
34 Бәрһәқ, мәсқирә қилғучиларни У мәсқирә қилиду,
Лекин кичик пеил кишиләргә шәпқәт көрситиду.[bb]
35 Даналар шөһрәткә варислиқ қилиду,
Лекин һамақәтләр рәсва қилиниду.«Лекин һамақәтләр рәсва қилиниду» — яки «Лекин У (Худа) һамақәтләрни номусқа қалдуриду» (ибраний тилида кинайә ишлитип, ахирқи сөз «көтирилиду» болиду).