29
1 Қайта-қайта әйиплинип туруп йәнә бойни қаттиқлиқ қилған киши,
Туюқсиздин давалиғусиз янҗилар.
2 Һәққанийлар гүлләнсә, пухралири шатлинар,
Қәбиһләр һоқуқ тутса пухра налә-пәряд көтирәр.[a]
3 Даналиқни сөйгән оғул атисини хуш қилар;
Бирақ паһишиләргә һәмраһ болған униң мал-мүлкини бузуп-чачар.[b]
4 Падиша адаләт билән жутини тинич қилар;
Бирақ баҗ-селиқ салған болса, уни вәйран қилар.□«Бирақ баҗ-селиқ салған болса,...» — яки «бирақ парихор болса,..».
5 Өз йеқиниға хушамәт қилған киши,
Униң путлириға тор тәйярлап қойғандур.
6 Рәзил адәмниң гунайи өзигә қапқан ясап қурар;
Бирақ һәққаний киши нахшилар билән шатлинар.
7 Һәққаний киши мискинниң дәвасиға көңүл бөлүр;
Бирақ яманлар болса бу ишни чүшәнмәс.[d]
8 Һакавур кишиләр шәһәрни қутритип давалғутар;
Бирақ ақиланиләр аччиқ ғәзәпләрни яндурар.
9 Дана киши ахмақ билән дәвалашса,
Ахмақ һүрпийиду яки күлиду, нәтиҗиси һаман течлиқ болмас.
10 Қанхорлар пак-диянәтликләргә нәпрәтлинәр;
Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр.□«Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бирақ дуруслар уларниң җенидин хәвәр алар».
11 Ахмақ һәрдайим ичидики һәммини ашкарә қилар;
Бирақ дана өзини бесивалар.[f]
12 Һөкүмдар ялған сөзләргә қулақ салса,
Униң барлиқ хизмәткарлири яман үгәнмәй қалмас.
13 Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар;
Һәр иккисиниң көзини нурландурғучи Пәрвәрдигардур.□«Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар» — ибраний тилида: «гадай билән уни әзгүчи киши бир-биригә йолуқар». [h]
14 Йоқсулларни диянәт билән сориған падишаниң болса,
Тәхти мәңгүгә мәһкәм турар.[i]
15 Таяқ билән тәнбиһ-несиһәт балиларға даналиқ йәткүзәр;
Бирақ өз мәйлигә қоюп берилгән бала анисини хиҗаләткә қалдурар.[j]
16 Яманлар гүллинип кәтсә, наһәқлик көпийәр;
Лекин һәққанийлар уларниң жиқилғинини көрәр.[k]
17 Оғлуңни тәрбәлисәң, у сени арам тапқузар;
У көңлүңни сөйүндүрәр.[l]
18 Пәрвәрдигарниң вәһийси болмиған әлниң пухралири йолдин чиқип башпанаһсиз қалар;
Лекин Тәврат-қануниға әмәл қилидиған киши бәхитликтур.□«йолдин чиқип башпанаһсиз қалар» — бу ибарә ибраний тилида икки бислиқ бир сөз биләнла ипадиләнгән.
19 Қулни сөз биләнла түзәткили болмас;
У сөзүңни чүшәнгән болсиму, етивар қилмас.
20 Ағзини басалмайдиған кишини көргәнму?
Униңдин үмүт күткәндин, ахмақтин үмүт күтүш әвзәлдур.[n]
21 Кимки өз қулини кичигидин тартип өз мәйлигә қоюп бәрсә,
Күнләрниң биридә униң бешиға чиқар.□«Күнләрниң биридә униң бешиға чиқар» — башқа бир хил тәрҗимиси «Ахирда у (қул) өзигә пәрзәнттәк болуп чиқар».
22 Териккәк киши җедәл-маҗира қозғап турар;
Асан аччиқлинидиған кишиниң гуналири көптур.[p]
23 Мәғрурлуқ кишини пәс қилар,
Бирақ кәмтәрлик кишини һөрмәткә ериштүрәр.[q]
24 Оғри билән шерик болған киши өз җениға дүшмәндур;
У сорақчиниң гува беришкә агаһландурушини аңлисиму, лекин раст гәп қилишқа петиналмас.□«...раст гәп қилишқа петиналмас» — «Лав.» 5:1ни көрүң. [s]
25 Инсан балисидин қорқуш адәмни қапқанқа чүшүриду;
Бирақ кимки Пәрвәрдигарға таянған болса, у бехәтәр көтириләр.□«бехәтәр көтириләр» — ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду.
26 Көп кишиләр һөкүмдардин илтипат издәп жүрәр;
Бирақ адәмниң һәқ-рисқи пәқәт Пәрвәрдигарниңла қолидидур.[u]
27 Наһәқләр һәққанийларға жиркиничликтур;
Дурус йолда маңған кишиләр яманларға жиркиничликтур.
- Пәнд-несиһәтләр
- a
-
Пәнд. 11:10; 28:12,28
- b Пәнд. 10:1; 15:20; 28:7; Луқа 15:13
- c «Бирақ баҗ-селиқ салған болса,...» — яки «бирақ парихор болса,..».
- d Аюп 29:16
- e «Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бирақ дуруслар уларниң җенидин хәвәр алар».
- f Пәнд. 14:33
- g «Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар» — ибраний тилида: «гадай билән уни әзгүчи киши бир-биригә йолуқар».
- h Пәнд. 22:2
- i Пәнд. 20:28; 25:5
- j Пәнд. 10:1; 13:24; 17:21,25; 22:15; 23:13
- k Зәб. 36:36; 57:11-12; 90:8
- l Пәнд. 13:24; 22:15; 23:13,14
- m «йолдин чиқип башпанаһсиз қалар» — бу ибарә ибраний тилида икки бислиқ бир сөз биләнла ипадиләнгән.
- n Пәнд. 26:12
- o «Күнләрниң биридә униң бешиға чиқар» — башқа бир хил тәрҗимиси «Ахирда у (қул) өзигә пәрзәнттәк болуп чиқар».
- p Пәнд. 15:18; 26:21
- q Аюп 22:29; Пәнд. 15:33; 18:12; Йәш. 66:2; Мат. 23:12; Луқа 14:11; 18:14; Яқ. 4:6,10; 1Пет. 5:5
- r «...раст гәп қилишқа петиналмас» — «Лав.» 5:1ни көрүң.
- s Лав. 5:1
- t «бехәтәр көтириләр» — ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду.
- u Пәнд. 19:6