Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
15
1 Мулайим җавап ғәзәпни басар;
Қопал сөз аччиқни қозғар.[a]
2 Ақиланиләрниң тили билимни җари қилар;
Ахмақниң ағзи қуруқ гәп төкәр.[b]
3 Пәрвәрдигарниң көзи һәр йәрдә жүрәр;
Яхши-яманларни көрүп турар.«Яхши-яманлар...» — ибраний тилида «яман-яхшилар» дегәнлик билән билдүрүлиду.  [d]
4 Шипа йәткүзгүчи тил худди бир «һаятлиқ дәриғи»дур;
Тили әгирлик кишиниң роһини сундурар.«Шипа йәткүзгүчи тил» — яки «меһриван тил». «һаятлиқ дәриғи» — 3:18-айәттики изаһатни көрүң.  [f]
5 Ахмақ атисиниң тәрбийисигә писәнт қилмас;
Лекин атисиниң тәнбиһигә қулақ салған зерәк болар.
6 Һәққанийниң өйидә гөһәрләр көптур;
Бирақ яманниң тапавити өзигә аваричилик тапар.
7 Дананиң ләвлири билим тарқитар;
Ахмақниң көңлидин һеч билим чиқмас.
8 Яманларниң қурбанлиғи Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Дурусларниң дуаси Униң хурсәнлигидур.[g]
9 Яманларниң йоли Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Лекин һәққанийәтни интилип издигүчини У яхши көрәр.
10 Тоғра йолдин чиққанлар азаплиқ тәрбийини көрәр;
Тәнбиһгә өч болғучи өләр.
11 Тәһтисара вә һалакәт Пәрвәрдигарниң көз алдида очуқ турған йәрдә,
Инсан көңлидики ой-пикирни қандақму Униңдин йошуралисун?!«Тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җайни көрситиду.  [i]
12 Һакавур тәнбиһ бәргүчини яқтурмас;
У ақиланиләрдин несиһәт елишқа бармас.«Һакавур» — яки «мәсқирә қилғучи».
13 Көңүл шат болса, хуш чирай болар;
Дәрд-әләм тартса, роһи сунар.[k]
14 Йорутулған көңүл билимни издәр;
Әқилсизниң ағзи наданлиқни озуқ қилар.
15 Езилгәнләрниң һәммә күнлири тәстә өтәр;
Бирақ шат көңүл һәр күнини һейттәк өткүзәр.
16 Зор байлиқ билән беарамлиқ тапқандин,
Азға шүкүр қилип, Пәрвәрдигардин әймәнгән әвзәл.[l]
17 Нәпрәт ичидә йегән бордақ гөштә қилинған катта зияпәттин,
Меһир-муһәббәт ичидә йегән көктат әвзәл.[m]
18 Териккәк киши җедәл чиқирар;
Еғир-бесиқ талаш-тартишларни тиничландурар.[n]
19 Һорунниң йоли тикәнлик қашадур,
Дурус адәмниң йоли көтирилгән йолдәк дағдамдур.
20 Дана оғул атисини шат қилар;
Әқилсиз адәм анисини кәмситәр.[o]
21 Әқли йоқ киши ахмақлиғи билән хуштур;
Йорутулған киши йолини тоғрилап маңар.[p]
22 Мәслиһәтсиз иш қилғанда нишанлар әмәлгә ашмас;
Мәслиһәтчи көп болғанда муддиалар әмәлгә ашурулар.[q]
23 Кишигә җайида бәргән җававидин хуш болар,
Дәл вақтида қилған сөз нәқәдәр яхшидур!
24 Һаятлиқ йоли әқиллиқ кишини жуқуриға башлайдуки,
Уни чоңқур тәһтисарадин қутқузар.«тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири барған җайни көрситиду.
25 Пәрвәрдигар тәкәббурниң өйини жулуветәр;
Бирақ У тул хотунларға пасилларни турғузар.[s]
26 Яманларниң ой-пикри Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Бирақ сап дилниң сөзлири сөйүмлүктур.«ой-пикри» — яки «планлири».  [u]
27 Ач көз киши өз аилисигә аваричилик кәлтүрәр;
Пара елишқа нәпрәтләнгән киши күн көрәр.[v]
28 Һәққаний адәм қандақ җавап бериштә қайта-қайта ойлинар;
Яман адәмниң ағзидин шумлуқ төкүләр.
29 Пәрвәрдигар яман адәмдин жирақтур;
Бирақ У һәққанийниң дуасини аңлар.[w]
30 Хуш көзләр көңүлни шатландурар;
Хуш хәвәр устиханларға гөш-май қондурар.[x]
31 Һаятлиққа елип баридиған тәнбиһкә қулақ салған киши даналарниң қатаридин орун алар.
32 Тәрбийәни рәт қилған өз җенини хар қилар;
Тәнбиһгә қулақ салған йорутулар.
33 Пәрвәрдигардин қорқуш адәмгә даналиқ үгитәр;
Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр.[y]