Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
12
1 Кимки тәрбийини қәдирлисә, билимниму сөйгүчидур;
Лекин тәнбиһкә нәпрәтләнгән надан-һамақәттур.
2 Яхши нийәтлик адәм Пәрвәрдигарниң илтипатиға еришәр;
Амма Пәрвәрдигар һейлә-микирлик адәмниң гунайини бекитәр.
3 Адәмләр яманлиқ қилип аманлиқ тапалмас;
Лекин һәққанийларниң йилтизи тәврәнмәс.Пәнд. 10:25
4 Пәзиләтлик аял ериниң таҗидур;
Амма уни уятқа салғучи хотун униң устихинини чиритәр.1Кор. 11:7
5 Һәққаний адәмниң ой-пикри дурус һөкүм чиқирар;
Яманларниң несиһәтлири мәккарлиқтур.«... ой-пикри дурус һөкүм чиқирар» — яки: «...ой-пикри дурустур».
6 Яманларниң сөзлири қан төкидиған қилтақтур;
Лекин дурусниң сөзи адәмни қилтақтин қутулдурар.Пәнд. 1:11,18; 11:9
7 Яманлар ағдурулуп, йоқилар;
Лекин һәққанийларниң өйи мәзмут турар.«Яманлар ағдурулуп, йоқилар» — башқа бир хил тәҗимиси: «Яманлар ағдурулғанда, йоқилар».  Зәб. 36:36-40; Пәнд. 11:21
8 Адәм өз зериклиги билән махташқа сазавәр болар;
Әгир нийәтлик киши көзгә илинмас.
9 Пеқир туруп хизмәткари бар киши,
Өзини чоң тутуп ач жүргән кишидин яхшидур.Пәнд. 13:7
10 Һәққаний адәм өз улиғиниму асрар;
Амма рәзил адәмниң болса һәтта рәһимдиллиғиму залимлиқтур.Қан. 25:4
11 Тиришип териқчилиқ қилған деханниң қосиғи тоқ болар;
Амма хам хиялларға берилгән кишиниң әқли йоқтур.Пәнд. 28:19
12 Яман адәм яманлиқ қилтиғини көзләп олтирар;
Амма һәққаний адәмниң йилтизи мевә берип турар.
13 Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар;
Һәққаний адәм мушәққәт-қийинчилиқтин қутулар.«Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар» — яки «Еғиздики итаәтсизликтин рәзил қапқан чиқар».  Пәнд. 10:14; 18:7
14 Адәм өз ағзиниң мевисидин қанаәт тапар;
Өз қоли билән қилғанлиридин униңға яндурулар.Пәнд. 13:2
15 Ахмақ өз йолини тоғра дәп биләр;
Амма дәвәткә қулақ салған киши ақиланидур.Пәнд. 3:7
16 Ахмақниң аччиғи кәлсә, тезла билинәр;
Зерәк киши һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас.«...һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас» — ибраний тилида бу икки ибарә «икки бислиқ» бир сөз биләнла ипадиләнгән.
17 Һәқиқәтни ейтқан кишидин адаләт билинәр;
Ялған гувалиқ қилғучидин алдамчилиқ билинәр.Пәнд. 14:5
18 Бәзлиләрниң йениклик билән ейтқан гепи адәмгә санҗилған қиличқа охшар;
Бирақ ақиланиниң тили дәрдкә дәрмандур.Зәб. 56:5; 58:8; Пәнд. 16:27
19 Растчил мәңгү турғузулиду;
Ләвзи ялған болса бирдәмликтур.«растчил» — ибраний тилида «һәқиқәтниң леви». «ләвзи ялған болса бирдәмликтур.» — ибраний тилида «ялғанчи тил болса бирдәмликтур».
20 Яманлиқниң койида жүргүчиниң көңлидә һейлә сақланғандур;
Аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиққа чөмәр.
21 Һәққаний адәмниң бешиға һеч күлпәт чүшмәс;
Қәбиһләр балаю-қазаға чөмүләр.
22 Ялған сөзләйдиғанниң ләвлири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Лекин ләвзидә турғанларға У апирин ейтар.
23 Пәмлик адәм билимини йошурар;
Бирақ ахмақ наданлиғини җакалар.Пәнд. 13:16; 15:2
24 Тиришчан қол һоқуқ тутар;
Һорун қол алванға тутулар.Пәнд. 10:4
25 Көңүлниң ғәм-әндишиси кишини мүкчәйтәр;
Лекин меһриванә бир сөз кишини роһландурар.Пәнд. 15:13
26 Һәққаний киши өз дости билән биргә йол издәр;
Бирақ яманларниң йоли өзлирини адаштурар.«Һәққаний киши өз дости билән биргә йол издәр» — башқа хил тәрҗимилири: «Һәққаний киши өз достиниң көңлидикини тәкшүрәр», «Һәққаний киши дост тутушта сәгәк болар» яки «Һәққаний киши өз достиға йол көрситәр».
27 Һорун өзи тутқан овни пиширип йейәлмәс;
Бирақ әтиварлиқ байлиқлар тиришчанға мәнсуптур.«Бирақ әтиварлиқ байлиқлар тиришчанға мәнсуптур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ тиришчан киши өз тәәллуқатини әтиварлайду».
28 Һәққанийлиқниң йолида һаят тепилар;
Шу йолда өлүм көрүнмәстур.