Филемонға
1
Расул Павлус Филемонға язған мәктуп
1 Мәсиһ Әйсаниң мәһбуси мәнки Павлус вә қериндишимиз Тимотийдин сөйүмлүгимиз вә хизмәтдишимиз Филемонға□«Мәсиһ Әйсаниң мәһбуси мәнки Павлус ...» — Павлус бу мәктупни язғанда Римниң мәһбуси еди. Шүбһисизки, римлиқлар Павлусни «бизниң мәһбусимиз» дәп ойлайтти — лекин Павлус ишқа башқичә қарайтти. Римлиқларниң уни қолға елип түрмигә ташливәткини Худаниң ирадиси болуп, шу иш билән «ят әллик» ишәнгүчиләрниң көп пайда көридиғанлиғиға Павлусниң көзи йәткән; шуниң билән Павлус өзини: «римлиқларниң мәһбуси» демәй, бәлки «Мәсиһниң мәһбуси» дәйду. ■Әф. 3:1; 4:1. 2 вә сиңлимиз Афияға, сәпдишимиз Аркиппусқа вә өйүңдә жиғилидиған җамаәткә салам! □«сәпдишимиз Аркиппус» — «сәпдишимиз» (яки «күрәшдишимиз») — роһий «уруш сепи»дә болған күрәштә, әлвәттә. ■Рим. 16:5; 1Кор. 16:19; Кол. 4:15,17.
3 ХудаАтимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
Филемонниң меһир-муһәббити вә етиқати
4-5 Рәббимиз Әйсаға вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә болған меһир-муһәббитиң вә ишәш-етиқатиңни аңлап, мән дуалиримда һемишә сени яд етип туруватимән, сән үчүн тәшәккүр ейтимән;□«Рәббимиз Әйсаға вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә болған меһир-муһәббитиң вә ишәш-етиқатиң» — демәк, Филемонниң муһәббити вә ишәши Мәсиһгә вә муқәддәс бәндилиригиму қаритип бағланған еди. ■1Тес. 1:2; 2Тес. 1:3. 6 Бизгә несип болған, Мәсиһни улуқлайдиған барлиқ яхши илтипатни толуқ тонуп йетишиң билән, сениң етиқатниң әмәллиридә мәртләрчә ортақлишишиң күчәйтилсун дәп дуа қилимән.□«Мәсиһни улуқлайдиған барлиқ яхши илтипатни толуқ тонуп йетишиң билән..» — башқа чүшәнчиси «Мәсиһдә болған барлиқ яхши илтипатни толуқ тонуп йетишиң билән...». «Бизгә несип болған, Мәсиһни улуқлайдиған барлиқ яхши илтипатни толуқ тонуп йетишиң билән, сениң етиқатниң әмәллиридә мәртләрчә ортақлишишиң күчәйтилсун дәп дуа қилимән» — толуқ айәтниң башқа бир тәрҗимиси: «Сениң етиқатниң әмәллиридә мәртләрчә ортақлишишиң техиму җари қилиниши билән, бизгә несип болған, Мәсиһни улуқлайдиған барлиқ яхши илтипатни толуқ тонуп йетишиң үчүн дуа қилимән». 7 Чүнки сениң меһир-муһәббитиң маңа зор хошаллиқ вә риғбәт елип кәлди; чүнки и қериндишим, муқәддәс бәндиләрниң ич-бағирлири сениң арқилиқ көп сөйүндүрүлди.
Филемонниң қули Онесимус һәққидә илтимас
8 Шуңа, гәрчә сени лайиқ ишни қилишқа буйрушқа Мәсиһдә җүръәтлик болалисамму, 9 лекин йәнила муһәббәтниң түрткиси билән мәнки қери Павлус һәмдә һазирму Әйса Мәсиһниң мәһбуси болуш сүпитидә саңа илтимас қилип өтүнүшни лайиқ көрдум — □«лекин йәнила муһәббәтниң түрткиси билән мәнки қери Павлус һәмдә һазирму Әйса Мәсиһниң мәһбуси болуш сүпитидә саңа илтимас қилип өтүнүшни лайиқ көрдум» — «муһәббәтниң түрткиси билән.. өтүнүш...» тоғрилиқ «Коринтлиқларға (1)»дики «қошумчә сөз»имиздә баян қилған «һоқуқ вә муһәббәт» (15:24) үстидә болған музакиримизни көрүң. 10 кишәнләрдә туруп туққан балам, йәни Онесимус тоғрилиқ илтимасим бар. ■1Кор. 4:15. Гал. 4:19; Кол. 4:9. 11 У бурун саңа пайдисиз болған болсиму, амма һазир саңиму, маңиму пайдилиқтур. □«У бурун саңа пайдисиз болған болсиму, амма һазир саңиму, маңиму пайдилиқтур» — «Онесимус» дегән исим грекчә «пайдилиқ» дегән мәнидә. Кириш сөзимиздә ейтқинимиздәк, Онесимус әсли Филемонниң қули еди, у униң қешидин қачқан еди. 12 Мән һазир уни — җанҗигиримни сениң йениңға қайтуруп әвәтимән. 13 Хуш хәвәрни дәп кишәнләрдә турғинимда уни сениң орнуңда мениң хизмитимдә болушқа йенимда қалдуруп қалғум бар еди; 14 бирақ сениң разилиғиңни алмай һеч немини қилғум йоқ; шундақ қилғанда сениң маңа қилған яхшилиғиң мәҗбурий әмәс, бәлки разимәнлик билән болиду. 15 Чүнки сениң Онесимустин вақитлиқ мәһрум болғиниңниң сәвәви, бәлким дәл сениң униңға әбәдил-әбәткичә несивә болушуң үчүн еди.□«Чүнки сениң Онесимустин вақитлиқ мәһрум болғиниңниң сәвәви, бәлким дәл сениң униңға әбәдил-әбәткичә несивә болушуң үчүн еди» — бу айәт үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. ■Яр.50:20; 1Тес.4:13
16 Мениң шундақ дегиним, униңға қул қатарида әмәс, бәлки қулдин көп үстүн — маңа нәқәдәр сөйүмлүк, шундақла саңа техиму шундақ болидиған (инсаний мунасивәтләр билән һәм Рәбдә болған мунасивәт билән), сөйүмлүк қериндаш қатарида егә болисән; □«инсаний мунасивәтләр билән һәм Рәбдә болған мунасивәт билән» — грек тилида «әт тәрипидин вә Рәбдә болуш тәрипидин...». Әслидә Онесимус Филемонға қул еди, инсаний тәрәптин уларниң оттурисидики (Рим имерийәсидики қанун бойичә) мунасивәт ғоҗайин билән қул айрилмаслиқ мунасивити еди. Бу сөз бәлким йәнә Филемонниң қули Онесимусқа әслидә амрақ екәнлигини көрситиду. 17 шуниң үчүн, әгәр сән мени һәмдаш қатарида көрсәң, уни мени қобул қилғандәк қобул қилғин. 18 Әгәр бурун у саңа бирәр йолсизлиқ қилған болса яки саңа қәриздар болған болса, буни мениң һесавимға язғин. □«Әгәр бурун у саңа бирәр йолсизлиқ қилған болса яки саңа қәриздар болған болса, буни мениң һесавимға язғин» — мүмкинчилиги барки, Павлусниң: «Әгәр у... саңа қәриздар болған болса» дегини, Онесимусни хиҗаләткә қалдурмаслиқ үчүн «у сәндин бирәр пул-дуния оғрилиған болса» дегәнни силиқ ипадилиши еди. 19 Мана мәнки Павлус бу сөзләрни өз қолум билән йезиватимән: қәрзи болса өзүм қайтуримән; лекин мән саңа өзүңниң җениң билән маңа қәриздар болғиниңни тилға алмаймән. □«лекин мән саңа өзүңниң җениң билән маңа қәриздар болғиниңни тилға алмаймән» — «өз җениң билән маңа қәриздар болғиниң» дегән сөз, шүбһисизки, Павлусниң Филемонға хуш хәвәрни йәткүзүши билән Филемон етиқат арқилиқ дозақ йолидин чиққанлиғини, шундақла мәңгүлүк һаятқа еришкәнлигини көрситиду. «Мән саңа... тилға алмаймән» — бу гәпни дейиши чирайлиқ бир чақчақ болиду, әлвәттә. 20 Шуңа, әй қериндишим, мән Рәбдә сәндин мәнпәәткә еришмәкчимән; ич-бағирлиримни Мәсиһдә сөйүндүргин.□«Шуңа, әй қериндишим, мән Рәбдә сәндин мәнпәәткә еришмәкчимән» — грек тилида «мәнпәәт» вә «Онесимус» («мәнпәәтлик, пайдилиқ») дегән сөз билән мунасивәтлик болғачқа, Павлус йәнә сөз оюни ойнайду. Бу айәт үстидә йәнә «кириш сөз»имизни көрүң.
21 Ишәшим сөзүмни аңлайдиғанлиғиңға камил болуп вә сориғанлиримдин артуқ орунлайдиғанлиғиңни билип, саңа мошундақ яздим. 22 Булардин башқа, маңа туралғу җай тәйярлап қойғин. Чүнки дуалириңлар арқилиқ мениң силәргә қайтуруп берилишимни үмүт қилимән.□«Чүнки дуалириңлар арқилиқ мениң силәргә қайтуруп берилишимни үмүт қилимән» — «дуалириңлар арқилиқ» — Филемонниң вә өйдә жиғилған җамаәтниң дуалири арқилиқ.
«Мениң силәргә қайтуруп берилишим» — демәк, «солақтин азат болуп, йениңларға қайтип беришим». Расулниң кейинки «Филиппилиқларға» язған хетидә (1:26-27) униң бу ишқа болған мутләқ ишәши ипадилиниду. Шу хәттики 1:26-27-айәтләрдики изаһатлар вә хәттики «қошумчә сөз»имизни көрүң. Павлусниң жуқуриқи сөзидин дайим өз қийинчилиғини әмәс (чүнки у түрмидә ятқанлиғини беваситә тилға алмайду) бәлки башқиларниң мәнпәитини («мениң силәргә қайтуруп берилишим») көзләйдиғанлиғи көрүниду. ■Фил. 1:25.
«Мениң силәргә қайтуруп берилишим» — демәк, «солақтин азат болуп, йениңларға қайтип беришим». Расулниң кейинки «Филиппилиқларға» язған хетидә (1:26-27) униң бу ишқа болған мутләқ ишәши ипадилиниду. Шу хәттики 1:26-27-айәтләрдики изаһатлар вә хәттики «қошумчә сөз»имизни көрүң. Павлусниң жуқуриқи сөзидин дайим өз қийинчилиғини әмәс (чүнки у түрмидә ятқанлиғини беваситә тилға алмайду) бәлки башқиларниң мәнпәитини («мениң силәргә қайтуруп берилишим») көзләйдиғанлиғи көрүниду. ■Фил. 1:25.
Ахирқи салам
23 Әйса Мәсиһкә хизмәт қилғанлиғи үчүн зиндандишим болған Әпафрас, □«Әйса Мәсиһкә хизмәт қилғанлиғи үчүн зиндандишим болған Әпафрас» — грек тилида «Әйса Мәсиһдә болған зиндандишим Әпафрас».
Әпафрас тоғрилиқ йәнә «Кол.» 1:7, 4:12ни көрүң. ■Кол. 1:7; 4:12. 24 хизмәтдашлирим Маркус, Аристархус, Демас вә Луқалардин саңа салам.□«хизмәтдашлирим Маркус, Аристархус, Демас вә Луқалардин саңа салам» — Демас тоғрилиқ йәнә «2Тим.» 4:12ни көрүң. ■Рос. 12:12,25; 15:37; Кол. 4:10; 2Тим. 4:11; 1Пет. 5:13; Рос. 19:29; 20:4; 27:2; Кол. 4:10,14; 2Тим. 4:10,11.
Әпафрас тоғрилиқ йәнә «Кол.» 1:7, 4:12ни көрүң. ■Кол. 1:7; 4:12. 24 хизмәтдашлирим Маркус, Аристархус, Демас вә Луқалардин саңа салам.□«хизмәтдашлирим Маркус, Аристархус, Демас вә Луқалардин саңа салам» — Демас тоғрилиқ йәнә «2Тим.» 4:12ни көрүң. ■Рос. 12:12,25; 15:37; Кол. 4:10; 2Тим. 4:11; 1Пет. 5:13; Рос. 19:29; 20:4; 27:2; Кол. 4:10,14; 2Тим. 4:10,11.
25 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити роһуңларға яр болғай!
- a «Мәсиһ Әйсаниң мәһбуси мәнки Павлус ...» — Павлус бу мәктупни язғанда Римниң мәһбуси еди. Шүбһисизки, римлиқлар Павлусни «бизниң мәһбусимиз» дәп ойлайтти — лекин Павлус ишқа башқичә қарайтти. Римлиқларниң уни қолға елип түрмигә ташливәткини Худаниң ирадиси болуп, шу иш билән «ят әллик» ишәнгүчиләрниң көп пайда көридиғанлиғиға Павлусниң көзи йәткән; шуниң билән Павлус өзини: «римлиқларниң мәһбуси» демәй, бәлки «Мәсиһниң мәһбуси» дәйду.
- c «сәпдишимиз Аркиппус» — «сәпдишимиз» (яки «күрәшдишимиз») — роһий «уруш сепи»дә болған күрәштә, әлвәттә.
■1:2 Рим. 16:5; 1Кор. 16:19; Кол. 4:15,17.
□1:4-5 «Рәббимиз Әйсаға вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә болған меһир-муһәббитиң вә ишәш-етиқатиң» — демәк, Филемонниң муһәббити вә ишәши Мәсиһгә вә муқәддәс бәндилиригиму қаритип бағланған еди.
- g «Мәсиһни улуқлайдиған барлиқ яхши илтипатни толуқ тонуп йетишиң билән..» — башқа чүшәнчиси «Мәсиһдә болған барлиқ яхши илтипатни толуқ тонуп йетишиң билән...». «Бизгә несип болған, Мәсиһни улуқлайдиған барлиқ яхши илтипатни толуқ тонуп йетишиң билән, сениң етиқатниң әмәллиридә мәртләрчә ортақлишишиң күчәйтилсун дәп дуа қилимән» — толуқ айәтниң башқа бир тәрҗимиси: «Сениң етиқатниң әмәллиридә мәртләрчә ортақлишишиң техиму җари қилиниши билән, бизгә несип болған, Мәсиһни улуқлайдиған барлиқ яхши илтипатни толуқ тонуп йетишиң үчүн дуа қилимән».
- h «лекин йәнила муһәббәтниң түрткиси билән мәнки қери Павлус һәмдә һазирму Әйса Мәсиһниң мәһбуси болуш сүпитидә саңа илтимас қилип өтүнүшни лайиқ көрдум» — «муһәббәтниң түрткиси билән.. өтүнүш...» тоғрилиқ «Коринтлиқларға (1)»дики «қошумчә сөз»имиздә баян қилған «һоқуқ вә муһәббәт» (15:24) үстидә болған музакиримизни көрүң.
- j «У бурун саңа пайдисиз болған болсиму, амма һазир саңиму, маңиму пайдилиқтур» — «Онесимус» дегән исим грекчә «пайдилиқ» дегән мәнидә. Кириш сөзимиздә ейтқинимиздәк, Онесимус әсли Филемонниң қули еди, у униң қешидин қачқан еди.
- k «Чүнки сениң Онесимустин вақитлиқ мәһрум болғиниңниң сәвәви, бәлким дәл сениң униңға әбәдил-әбәткичә несивә болушуң үчүн еди» — бу айәт үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
■1:15 Яр.50:20; 1Тес.4:13
- m «инсаний мунасивәтләр билән һәм Рәбдә болған мунасивәт билән» — грек тилида «әт тәрипидин вә Рәбдә болуш тәрипидин...». Әслидә Онесимус Филемонға қул еди, инсаний тәрәптин уларниң оттурисидики (Рим имерийәсидики қанун бойичә) мунасивәт ғоҗайин билән қул айрилмаслиқ мунасивити еди. Бу сөз бәлким йәнә Филемонниң қули Онесимусқа әслидә амрақ екәнлигини көрситиду.
- ~14~ «Әгәр бурун у саңа бирәр йолсизлиқ қилған болса яки саңа қәриздар болған болса, буни мениң һесавимға язғин» — мүмкинчилиги барки, Павлусниң: «Әгәр у... саңа қәриздар болған болса» дегини, Онесимусни хиҗаләткә қалдурмаслиқ үчүн «у сәндин бирәр пул-дуния оғрилиған болса» дегәнни силиқ ипадилиши еди.
- ~15~ «лекин мән саңа өзүңниң җениң билән маңа қәриздар болғиниңни тилға алмаймән» — «өз җениң билән маңа қәриздар болғиниң» дегән сөз, шүбһисизки, Павлусниң Филемонға хуш хәвәрни йәткүзүши билән Филемон етиқат арқилиқ дозақ йолидин чиққанлиғини, шундақла мәңгүлүк һаятқа еришкәнлигини көрситиду. «Мән саңа... тилға алмаймән» — бу гәпни дейиши чирайлиқ бир чақчақ болиду, әлвәттә.
- ~16~ «Шуңа, әй қериндишим, мән Рәбдә сәндин мәнпәәткә еришмәкчимән» — грек тилида «мәнпәәт» вә «Онесимус» («мәнпәәтлик, пайдилиқ») дегән сөз билән мунасивәтлик болғачқа, Павлус йәнә сөз оюни ойнайду. Бу айәт үстидә йәнә «кириш сөз»имизни көрүң.
- ~17~ «Чүнки дуалириңлар арқилиқ мениң силәргә қайтуруп берилишимни үмүт қилимән» — «дуалириңлар арқилиқ» — Филемонниң вә өйдә жиғилған җамаәтниң дуалири арқилиқ. «Мениң силәргә қайтуруп берилишим» — демәк, «солақтин азат болуп, йениңларға қайтип беришим». Расулниң кейинки «Филиппилиқларға» язған хетидә (1:26-27) униң бу ишқа болған мутләқ ишәши ипадилиниду. Шу хәттики 1:26-27-айәтләрдики изаһатлар вә хәттики «қошумчә сөз»имизни көрүң. Павлусниң жуқуриқи сөзидин дайим өз қийинчилиғини әмәс (чүнки у түрмидә ятқанлиғини беваситә тилға алмайду) бәлки башқиларниң мәнпәитини («мениң силәргә қайтуруп берилишим») көзләйдиғанлиғи көрүниду.
- ~19~ «Әйса Мәсиһкә хизмәт қилғанлиғи үчүн зиндандишим болған Әпафрас» — грек тилида «Әйса Мәсиһдә болған зиндандишим Әпафрас». Әпафрас тоғрилиқ йәнә «Кол.» 1:7, 4:12ни көрүң.
- ~21~ «хизмәтдашлирим Маркус, Аристархус, Демас вә Луқалардин саңа салам» — Демас тоғрилиқ йәнә «2Тим.» 4:12ни көрүң.
■1:24 Рос. 12:12,25; 15:37; Кол. 4:10; 2Тим. 4:11; 1Пет. 5:13; Рос. 19:29; 20:4; 27:2; Кол. 4:10,14; 2Тим. 4:10,11.