4
Уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсил
Мат. 13:1-9; Луқа 8:4-8
1 У йәнә деңиз бойида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға зор бир топ адәмләр олишивалғачқа, у бир кемигә чиқип деңизда олтарди; пүткүл халайиқ болса деңиз қирғиқида турушатти.■Мат. 13:1; Луқа 8:4. 2 У уларға тәмсил билән нурғун ишларни үгәтти. У тәлим берип мундақ деди:
3 — Қулақ селиңлар! Уруқ чачқучи уруқ чачқили етизға чиқипту. 4 Уруқ чачқанда уруқлардин бәзилири чиғир йол бойиға чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту. 5 Бәзилири туприғи аз ташлиқ йәргә чүшүпту. Тописи чоңқур болмиғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту, 6 лекин күн чиқиш биләнла аптапта көйүп, йилтизи болмиғачқа қуруп кетипту. 7 Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни боғувелип, улар һеч һосул бәрмәпту. 8 Бәзилири болса, яхши тупраққа чүшүпту. Улар өсүп көпийип чоң болғанда һосул берипту. Уларниң бәзилири оттуз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири йүз һәссә һосул берипту.
9 — Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! — деди у.
Тәмсилләрниң мәхсити
Мат. 13:10-17; Луқа 8:9-10
10 У униң әтрапидикиләр һәм он иккилән билән ялғуз қалғанда, улар униңдин тәмсилләр тоғрилиқ сорашти. □«у униң әтрапидикиләр һәм он иккилән билән ялғуз қалғанда, улар униңдин тәмсилләр тоғрилиқ сорашти» — мошу йәрдә «униң әтрапидикиләр» униңға әгәшкәнләр (он иккиләндин сирт)ни көрсәтсә керәк. ■Мат. 13:10; Луқа 8:9. 11 У уларға мундақ деди:
— Худаниң падишалиғиниң сирини билишкә силәр несип болдуңлар. Лекин сирттикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду; □«Лекин сирттикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду» — «сирттикиләргә» Худаниң падишалиғидин яки униң ниҗатидин сиртта турғанлар, демәк. ■Мат. 11:25; 2Кор. 2:14; 3:14. 12 буниң билән: «Улар қарашни қарайду, бирақ көрмәйду;
Аңлашни аңлайду, бирақ чүшәнмәйду;
Шундақ болмисиди, улар йолидин яндурулуши билән,
Кәчүрүм қилинатти» дегән сөз әмәлгә ашурулиду.□«улар қарашни қарайду, бирақ көрмәйду; аңлашни аңлайду, бирақ чүшәнмәйду; шундақ болмисиди, улар йолидин яндурулуши билән, кәчүрүм қилинатти» — бу сөзләр «Йәш.» 6:9-10дин елинған. ■Йәш. 6:9-10; Мат. 13:14; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8.
Уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши
Мат. 13:18-23; Луқа 8:11-15
13 Андин у уларға:
— Силәр мошу тәмсилниму чүшәнмидиңларму? Ундақта, қандақму башқа һәр хил тәмсилләрни чүшинәләйсиләр? — деди. 14 Уруқ чачқучи сөз-калам чачиду. ■Мат. 13:19; Луқа 8:11. 15 Үстигә сөз-калам чечилған чиғир йол бойи шундақ адәмләрни көрсәткәнки, улар сөз-каламни аңлиған һаман Шәйтан дәрһал келип уларниң қәлбигә чечилған сөз-каламни елип кетиду. 16 Буниңға охшаш, ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, сөз-каламни аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларни көрситиду. 17 Һалбуки, қәлбидә һеч йилтиз болмиғачқа, пәқәт вақитлиқ туриду; сөз-каламниң вәҗидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриғанда, улар шуан йолдин чәтнәп кетиду. 18 Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ бәзи адәмләрни көрсәткәнки, бу адәмләр сөз-каламни аңлиғини билән, 19 лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқларниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, сөз-каламни боғуветиду-дә, у һеч һосул чиқармайду. ■Мат. 19:23; Мар. 10:23; Луқа 18:24; 1Тим. 6:9. 20 Лекин яхши тупраққа чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлиши билән уни қобул қилған адәмләрни көрситиду. Бундақ адәмләр һосул бериду, бириси оттуз һәссә, бириси атмиш һәссә, йәнә бириси йүз һәссә һосул бериду.
Севәт астидики чирақ
Луқа 8:16-18
21 У уларға йәнә мундақ деди:
— Чирақ севәт яки кариват астиға қоюлуш үчүн кәлтүрүләмду? У чирақданниң үстигә қоюлуш үчүн кәлтүрүлмәмду? □«Чирақ севәт яки кариват астиға қоюлуш үчүн кәлтүрүләмду?» — «севәт» грек тилида «өлчигүчи севәт» дейилиду. ■Мат. 5:15; Луқа 8:16; 11:33. 22 Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, шуниңдәк һәр қандақ мәхпий иш йүз бәргәндин кейин аян болмай қалмайду. ■Аюп 12:22; Мат. 10:26; Луқа 8:17; 12:2.
23 Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!
24 Аңлиғанлириңларға көңүл бөлүңлар! Чүнки силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, силәргиму шундақ өлчәм билән өлчәп берилиду, һәтта униңдинму көп қошуп берилиду. □«Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчисәңлар» — бу сөз көп тәрәплимилик болуши керәк; мәсилән: (1) адәм Худаниң сөзигә қанчилик көңүл бөлүп етивар бәрсә, униңға шунчилик әқил бериду; (2) биз башқиларға рәһим-шәпқәт көрсәтсәк, Худаму бизгә рәһим-шәпқәт көрситиду; (3) ((2)-тәрипигә йеқин) биз башқиларни қайси өлчәм билән баһалисақ, Худа бизни баһалиғанда дәл шу өлчәмни ишлитиду; (4) башқиларға қанчилик хәйр-сахавәт көрсәтсәк, Худаму кейин бизгә шунчилик илтипатни көрситиду. ■Мат. 7:2; Луқа 6:38. 25 Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.□«Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду» — «кимдә бар болса... » — бу «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу иман-ишәшни өз ичигә чоқум алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр немә болуши үчүн уни пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз. ■Мат. 13:12; 25:29; Луқа 8:18; 19:26.
Үнгән уруқ тоғрисидики тәмсил
26 У йәнә мундақ деди:
— Худаниң падишалиғи йәнә бирисиниң тупраққа уруқ чачқиниға охшайду: 27 у ухлайду, орундин туриду, кечә-күндүзләр өтүверип, уруқ бих уруп өсиду. Лекин чачқучи қандақ йол билән өсидиғанлиғини билмәйду. 28 Тупрақ өзлүгидин һосул бериду; уруқ авал бих уриду, кейин баш чиқириду, ахирда башақлар толуқ дан тутиду. 29 Дан пишқанда, чачқучи дәрһал оғақ салиду, чүнки һосул вақти кәлгән болиду.□«чачқучи дәрһал оғақ салиду» — грек тилида «чачқучи дәрһал оғақ әвәтиду».
Қича уруғи тоғрисидики тәмсил
Мат. 13:31-32, 34-35; Луқа 13:18-19
30 У йәнә мундақ деди:
— Худаниң падишалиғини немигә охшитимиз? Яки қандақ бир тәмсил билән сүрәтләп берәләймиз? ■Мат. 13:31; Луқа 13:18. 31 У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. У йәргә терилғанда, гәрчә йәр йүзидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму, □«гәрчә йәр йүзидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,...» — яки «гәрчә тупрақ ичидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,...». 32 терилғандин кейин, һәр қандақ зираәттин егиз өсүп шундақ чоң шахлайдуки, асмандики қушларму униң сайисигә қониду.□«...асмандики қушларму униң сайисигә қониду» — яки «...асмандики қушларму униң сайисигә угулайду». Бу йәрдә тилға елинған қича оттура шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған, өсүмлүкни көрситиду.
33 У шуниңға охшаш халайиқ аңлап чүшинәлигидәк нурғун тәмсилләр билән сөз-каламни йәткүзди. ■Мат. 13:34. 34 Лекин тәмсил кәлтүрмәй туруп уларға һеч қандақ сөз қилмайтти. Лекин өз мухлислири билән ялғуз қалғинида, уларға һәммини чүшәндүрүп берәтти.
Әйсаниң боранни тиничлитиши
Мат. 8:23-27; Луқа 8:22-25
35 Шу күни кәч киргәндә, у уларға:
— Деңизниң у қетиға өтәйли, — деди. ■Мат. 8:23; Луқа 8:22. 36 Улар халайиқни йолға селивәткәндин кейин, уни кемидә олтарған пети елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди. □«...уни кемидә олтарған пети елип жүрүп кетишти» — Мәсиһ аллиқачан кемидә олтарған еди (1-айәттә).
Башқа бир хил тәрҗимиси: «...уни шу пети кемисигә чүшүрүп, елип жүрүп кетишти» — бу тәрҗимидә «шу пети» бәлким Мәсиһ «һеч қандақ тәйярлиқсиз (деңиз сәпиригә лайиқ кийим яки йемәк-ичмәк алмиған) һалда» дегәндәк болуши мүмкин. 37 Вә мана, әшәддий қара қуюн чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемини уруп, су һалқип кирип, кемигә тошай дәп қалған еди. 38 Лекин у кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Улар уни ойғитип:
Башқа бир хил тәрҗимиси: «...уни шу пети кемисигә чүшүрүп, елип жүрүп кетишти» — бу тәрҗимидә «шу пети» бәлким Мәсиһ «һеч қандақ тәйярлиқсиз (деңиз сәпиригә лайиқ кийим яки йемәк-ичмәк алмиған) һалда» дегәндәк болуши мүмкин. 37 Вә мана, әшәддий қара қуюн чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемини уруп, су һалқип кирип, кемигә тошай дәп қалған еди. 38 Лекин у кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Улар уни ойғитип:
— И устаз, һалак болуватқинимизға кариң йоқму? — деди.
39 У орнидин туруп, боранға тәнбиһ берип, деңизға: «Тиничлан! Җим бол!» девиди, боран тохтап, чоңқур бир җим-җитлиқ һөкүм сүрди.■Аюп 26:12; Зәб. 106:29; Йәш. 51:10.
40 — Немишкә шунчә қорқисиләр? Силәрдә қандақсигә техичә ишәш болмайду? — деди у уларға.
41 Уларни интайин зор бир қорқунуч басти, улар бир-биригә:
— Бу адәм зади кимду? Һәтта шамал вә деңизму униңға итаәт қилидикән-һә! — дәп кетишти.
- Маркус
- b «у униң әтрапидикиләр һәм он иккилән билән ялғуз қалғанда, улар униңдин тәмсилләр тоғрилиқ сорашти» — мошу йәрдә «униң әтрапидикиләр» униңға әгәшкәнләр (он иккиләндин сирт)ни көрсәтсә керәк.
- d «Лекин сирттикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду» — «сирттикиләргә» Худаниң падишалиғидин яки униң ниҗатидин сиртта турғанлар, демәк.
■4:11 Мат. 11:25; 2Кор. 2:14; 3:14.
- f «улар қарашни қарайду, бирақ көрмәйду; аңлашни аңлайду, бирақ чүшәнмәйду; шундақ болмисиди, улар йолидин яндурулуши билән, кәчүрүм қилинатти» — бу сөзләр «Йәш.» 6:9-10дин елинған.
■4:12 Йәш. 6:9-10; Мат. 13:14; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8.
- j «Чирақ севәт яки кариват астиға қоюлуш үчүн кәлтүрүләмду?» — «севәт» грек тилида «өлчигүчи севәт» дейилиду.
■4:21 Мат. 5:15; Луқа 8:16; 11:33.
■4:22 Аюп 12:22; Мат. 10:26; Луқа 8:17; 12:2.
- ~13~ «Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчисәңлар» — бу сөз көп тәрәплимилик болуши керәк; мәсилән: (1) адәм Худаниң сөзигә қанчилик көңүл бөлүп етивар бәрсә, униңға шунчилик әқил бериду; (2) биз башқиларға рәһим-шәпқәт көрсәтсәк, Худаму бизгә рәһим-шәпқәт көрситиду; (3) ((2)-тәрипигә йеқин) биз башқиларни қайси өлчәм билән баһалисақ, Худа бизни баһалиғанда дәл шу өлчәмни ишлитиду; (4) башқиларға қанчилик хәйр-сахавәт көрсәтсәк, Худаму кейин бизгә шунчилик илтипатни көрситиду.
- ~15~ «Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду» — «кимдә бар болса... » — бу «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу иман-ишәшни өз ичигә чоқум алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр немә болуши үчүн уни пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз.
■4:25 Мат. 13:12; 25:29; Луқа 8:18; 19:26.
- ~17~ «чачқучи дәрһал оғақ салиду» — грек тилида «чачқучи дәрһал оғақ әвәтиду».
- ~19~ «гәрчә йәр йүзидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,...» — яки «гәрчә тупрақ ичидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,...».
- ~20~ «...асмандики қушларму униң сайисигә қониду» — яки «...асмандики қушларму униң сайисигә угулайду». Бу йәрдә тилға елинған қича оттура шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған, өсүмлүкни көрситиду.
- ~23~ «...уни кемидә олтарған пети елип жүрүп кетишти» — Мәсиһ аллиқачан кемидә олтарған еди (1-айәттә). Башқа бир хил тәрҗимиси: «...уни шу пети кемисигә чүшүрүп, елип жүрүп кетишти» — бу тәрҗимидә «шу пети» бәлким Мәсиһ «һеч қандақ тәйярлиқсиз (деңиз сәпиригә лайиқ кийим яки йемәк-ичмәк алмиған) һалда» дегәндәк болуши мүмкин.
■4:39 Аюп 26:12; Зәб. 106:29; Йәш. 51:10.
■4:1
-
Мат. 13:1; Луқа 8:4.