10
Талақ тоғрисидики тәлим
Мат. 19:1-12
1 У у йәрдин қозғилип, Йәһудийә өлкиси тәрәплиридин өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларғиму барди. Топ-топ адәмләр йәнә униң әтрапиға олишивалған еди. У адити бойичә уларға тәлим беришкә башлиди.■Мат. 19:1. 2 Бәзи Пәрисийләр униң йениға келип уни қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униңдин:
— Бир адәмниң аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.□«қилтаққа чүшүрүш мәхситидә» — әслидә Йәһя пәйғәмбәр Һерод падишаға «талақ қилсаң болмайду» дәп тәнбиһ берип, униң чишиға тегип өлтүрүлгән еди. Шүбһисизки, Пәрсийләрниң мәхсәтлириниң бири: — Әйсаму «талақ қилишқа болмайду» десә, Һерод падиша уни Йәһяға охшаш өлтүрүветәтти.
3 Лекин у җававән: — Муса пәйғәмбәр силәргә немә дәп буйруған? — деди. 4 Улар: — Муса пәйғәмбәр кишиниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған, — дейишти.□«Муса пәйғәмбәр кишиниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған» — мошу әмирниң тоғриси «Қан.» 24:1дә тепилиду.
Йәнә «қоюп бериш» тоғрисидики бир йәкүн үчүн «1Кор.»дики «қошумчә сөз»ниму (7-бап тоғрилиқ) көрүң. ■Қан. 24:1, 3; Йәр. 3:1; Мат. 5:31.
Йәнә «қоюп бериш» тоғрисидики бир йәкүн үчүн «1Кор.»дики «қошумчә сөз»ниму (7-бап тоғрилиқ) көрүң. ■Қан. 24:1, 3; Йәр. 3:1; Мат. 5:31.
5 Әйса уларға:
— Таш жүрәклигиңлардин у силәргә бу әмирни пүткән; 6 лекин Худа аләм апиридә болғинида инсанларни «Әр вә аял қилип яратти».■Яр. 1:27, 2:24, 5:2; Мат. 19:4. 7 «Шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип■Яр. 2:24; 1Кор. 6:16; Әф. 5:31. 8 иккилиси бир тән болиду». Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бәлки бир тән болиду.□«шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип иккилиси бир тән болиду» — «Яр.» 2:24. ■Яр. 2:24 9 Шуниң үчүн, Худа қошқанни инсан айримисун, — деди.■1Кор. 7:10.
10 Улар өйгә қайтип келип киргәндә, мухлислири униңдин бу һәқтә сориди. 11 У уларға:
— Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши аялиға гуна қилип зина қилған болиду. ■Мат. 5:32; 19:9; Луқа 16:18; 1Кор. 7:10. 12 Ерини қоюветип, башқа әргә тәккән аялму зина қилған болиду, — деди.□«Аял .... ерини қоюветип... » — Йәһудий җәмийитидә бу интайин аз көрүлидиған әһвал. Лекин Йәһудий әмәсләр арисида дайим йүз берәтти. Шуңа шүбһисизки, Мәсиһниң мошу йәрдә көздә тутқини Йәһудий әмәсләрниму өз ичигә алиду.
Йәнә «қоюп бериш» («талақ қилиш») тоғрисидики бир йәкүн үчүн «1Кор.»дики «қошумчә сөз»ниму (7-бап тоғрилиқ) көрүң.
Йәнә «қоюп бериш» («талақ қилиш») тоғрисидики бир йәкүн үчүн «1Кор.»дики «қошумчә сөз»ниму (7-бап тоғрилиқ) көрүң.
Әйсаниң кичик балиларға бәхит тилиши
Мат. 19:13-15; Луқа 18:15-17
13 Қолуңни тәккүзгәйсән дәп, кишиләр кичик балилирини униң алдиға елип келивататти. Бирақ мухлислар елип кәлгәнләрни әйиплиди. ■Мат. 19:13; Луқа 18:15. 14 Буни көргән Әйса аччиқлинип, мухлислириға:
Балилар алдимға кәлсун, уларни тосмаңлар. Чүнки Худаниң падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур. □«Худаниң падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур» — яки «Худаниң падишалиғи дәл мошундақлардин тәркиб тапқандур». ■Мат. 18:3; 19:14; 1Кор. 14:20; 1Пет. 2:2. 15 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Худаниң падишалиғини сәбий балидәк қобул қилмиса, униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди. 16 Шуниң билән у балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди.□«Шуниң билән у балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди» — бу айәттики грек тилиға қариғанда, мүмкинчилиги барки, у бир-бирләп қучағлап, балиларға айрим-айрим бәхит тилиди. ■Мат. 19:15; Мар. 9:36.
Пулдарлар Худаниң падишалиғиға кирәләмду?
Мат. 19:16-30; Луқа 18:18-30
17 У йолға чиққанда, бириси униң алдиға жүгүрүп келип, униң алдида тизлинип униңдин:
— И яхши устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа мираслиқ қилимән? — дәп сориди.■Мат. 19:16; Луқа 18:18.
18 Лекин Әйса униңға:
— Мени немишкә яхши дәйсән? Пәқәт биридин, йәни Худадин башқа һеч ким яхши әмәстур. 19 Сән Тәвраттики «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, хиянәт қилма, ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәрһиз-пәрзләрни билисән, — деди.□«Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, хиянәт қилма, ата-анаңни һөрмәт қил» — мошу әмирләр «Мис.» 20:12-16, «Қан.» 5:16-20 вә 24:14дә тепилиду. ■Мис. 20:12-16; 21:12; Қан. 5:16-20; Қан. 24:14; Рим. 13:9.
20 У адәм җававән: — Устаз, буларниң һәммисигә кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди.
21 Әйсаниң униңға қарап муһәббити қозғалди вә униңға:
— Сәндә йәнә бир иш кәм. Берип пүтүн мал-мүлкиңни сетип, пулини йоқсулларға бәргин вә шундақ қилсаң, әрштә ғәзнәң болиду; андин келип крестни көтирип маңа әгәшкин! — деди.□«...Андин келип крестни көтирип маңа әгәшкин!» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «крест көтирип» дегән сөз тепилмайду. «Крест көтириш» дегән уқум тоғрисида «Мат.» 10:38дики изаһат вә башқа изаһатларни көрүң.
«Әйсаниң униңға қарап муһәббити қозғалди» дегән сөзигә қариғанда, мүмкинчилиги барки, мәңгүлүк һаятни издигән яш бай жигит дәл Маркусниң өзи еди. Бу жигит Маркус болмиса, «Әйсаниң муһәббити» тоғрилиқ қандақму хәвәр тапалайду? ■Мат. 6:19; Луқа 12:33; 1Тим. 6:17.
«Әйсаниң униңға қарап муһәббити қозғалди» дегән сөзигә қариғанда, мүмкинчилиги барки, мәңгүлүк һаятни издигән яш бай жигит дәл Маркусниң өзи еди. Бу жигит Маркус болмиса, «Әйсаниң муһәббити» тоғрилиқ қандақму хәвәр тапалайду? ■Мат. 6:19; Луқа 12:33; 1Тим. 6:17.
22 Лекин мошу сөзни аңлап, униң чирайи тутулуп, қайғуға чөмүп у йәрдин кәтти. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди.
23 Андин Әйса чөрисигә сәпселип қарап, мухлислириға:
— Мал-дунияси көпләрниң Худаниң падишалиғиға кириши немидегән тәсликтә болиду-һә! — деди.■Пәнд. 11:28; Мат. 19:23; Луқа 18:24.
24 Мухлислар униң сөзлиригә интайин һәйран болушти, лекин Әйса уларға йәнә җававән:
— Балилирим, мал-мүлүккә таянғанлар үчүн Худаниң падишалиғиға кириш немидегән тәс-һә! □«мал-мүлүккә таянғанлар үчүн Худаниң падишалиғиға кириш немидегән тәс-һә!» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «мал-мүлүкләргә таянғанлар үчүн» дегән сөз тепилмайду. 25 Төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди.
26 Улар буни аңлап интайин бәк һәйран болушуп, бир-биридин:
Ундақта, ким ниҗатқа еришәләйду? — дәп сорашти. 27 Әйса уларға қарап:
— Бу иш инсан билән вуҗудқа чиқиши мүмкин әмәс, лекин Худа үчүн мүмкин әмәс болмайду; чүнки Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду, — деди.□«чүнки Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду» — грек тилида: «чүнки Худа билән һәммә иш мүмкин болиду». ■Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Луқа 1:37.
28 Буниң билән Петрус униңға:
— Мана, биз болсақ, һәммини ташлап саңа әгәштуқ!? — дегили турди.■Мат. 4:20; 19:27; Луқа 5:11; 18:28.
29 Әйса униңға җававән мундақ деди:
— Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, мән үчүн вә хуш хәвәр үчүн өйи, ака-укилири, ача-сиңиллири, атиси, аниси, аяли, балилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси 30 бу заманда буларниң йүз һәссисигә, йәни өй, ака-ука, ача-сиңил, ана, балилар вә йәр-зиминларға (зиянкәшликләр қошулған һалда) муйәссәр болмай қалмайду вә келидиған замандиму мәңгүлүк һаятқа еришмәй қалмайду. 31 Лекин шу чағда нурғун алдида турғанлар арқиға өтиду, нурғун арқида турғанлар алдиға өтиду.■Мат. 19:30; 20:16; Луқа 13:30.
Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини йәнә алдин-ала ейтиши
Мат. 20:17-19; Луқа 18:31-34
32 Улар Йерусалимға чиқидиған йолда еди, Әйса һәмминиң алдида кетивататти. Мухлислири бәк һәйран еди һәмдә униңға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти. Әйса он иккәйләнни йәнә өз йениға тартип, уларға өз бешиға чүшидиғанлирини уқтурушқа башлап:□«мухлислири» —Мошу йәрдә грек тилида «улар» билән билдүрүлиду. «Мухлислири бәк һәйран еди һәмдә униңға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти» — уларниң һәйран қелиш яки қорқунучта болушниң сәвәви: (1) у адәттикидәк улар билән биллә маңмай, бәлким намәлум сәвәптин алдида ялғуз маңатти; (2) у хәтәр йүз бериш мүмкинчилиги болған шу шәһәргә алдирап кетиватиду. ■Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; Луқа 9:22; 18:31; 24:7.
33 — Мана биз һазир Йерусалимға чиқип кетиватимиз. Инсаноғли баш каһинлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар уни өлүмгә мәһкүм қилиду вә ят әлликләргә тапшуриду. 34 Улар болса уни мәсқирә қилип, қамчилап, униң үстигә төкүриду вә уни өлтүриду. Лекин үч күндин кейин у қайта тирилиду, — деди.□«улар болса уни мәсқирә қилип, қамчилап...» — Рим империйәсидә җаза қамчилири бир нәччә тасмилиқ болуп, һәр бир тасмиға қоғушун вә устихан парчилири бағланған болиду. Қамчилиған вақтида җазаланғучи ялаңачлинип, йәргә тизландурулуп, икки йенида турған ләшкәр уни қамчилайтти. Җазаланғучи бәзи вақитларда һәтта мошу қамчилаштин өләтти.
Яқуп билән Юһаннаниң тәливи
Мат. 20:20-28
35 Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһанна униң алдиға келип:
— Устаз, сәндин немә тилисәк орундап бәрсәң, дәп өтүнимиз, — дейишти.■Мат. 20:20.
36 У уларға: — Силәргә немә қилип беришимни халайсиләр? — деди.
37 — Сән шан-шәривиңдә болғиниңда, биримизни оң йениңда, биримизни сол йениңда олтарғузғайсән, — дейишти улар.
38 Әйса уларға җававән: — Немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр. Мән ичидиған қәдәһни ичәләмсиләр? Мән қобул қилидиған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр?□«Мән ичидиған қәдәһни ичәләмсиләр?» — бу айәттики «қәдәһ» дегән сөз, Әйсаниң тартидиған азап-оқубити вә кресттики өлүмини көздә тутиду. «Мән қобул қилидиған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр?» — Мәсиһ көрсәткән бу «чөмүлдүрүш» шүбһисизки, өз өлүмидур. «Әфәсуслуқларға»дики «қошумчә сөз»имиздә язған «чөмүлдүрүш» тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң. ■Мат. 20:22; Луқа 12:49,50.
39 — Қилалаймиз, — дейишти улар.
Әйса уларға:
— Дәрвәқә, мән ичидиған қәдәһимни силәрму ичисиләр вә мән қобул қилидиған чөмүлдүрүлүш билән чөмүлдүрүлисиләр. 40 Бирақ оң яки сол йенимда олтиришқа несип болуш мениң илигимдә әмәс; бәлки кимләргә тәйярланған болса, шуларға берилиду, — деди.■Мат. 25:34.
41 Буниңдин хәвәр тапқан қалған он мухлис Яқуп билән Юһаннадин хапа болушқа башлиди. ■Мат. 20:24. 42 Лекин Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди:
— Силәргә мәлумки, ят әлләр үстидики һөкүмран дәп һесапланғанлар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду. □«ят әлләр үстидики һөкүмран дәп һесапланғанлар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду» — «ят әлләр» мошу сөз адәттә Йәһудий әмәсләрни көрситиду. Лекин мошу йәрдә етиқатсиз, Худани тонумайдиған дуниядики әлләрни тәкитләйду. ■Мат. 20:25; Луқа 22:25. 43 Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмайду; бәлки силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у силәрниң хизмитиңларда болсун; ■1Пет. 5:3. 44 вә ким араңларда биринчи болушни истисә, у һәммә адәмниң қули болсун. 45 Чүнки Инсаноғлиму дәрвәқә шу йолда көпчилик мениң хизмитимдә болсун демәй, бәлки көпчиликниң хизмитидә болай вә җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә чиқирай дәп кәлди.□«Инсаноғлиму... җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә чиқирай дәп кәлди» — немидин «азат қилиш»? — гунадин азат қилиштур. ■Юһ. 13:14; Әф. 1:7; Фил. 2:7; Кол. 1:14; 1Тим. 2:6; Тит. 2:14.
Қариғу Бартимайниң көзиниң сақайтилиши
Мат. 20:29-34; Луқа 18:35-43
46 Улар Йерихо шәһиригә кәлди. Әйса мухлислири вә зор бир топ адәмләр билән биллә Йериходин чиққан вақитта, Тимайниң Бартимай исимлиқ қариғу оғли йол бойида олтирип, тиләмчилик қиливататти. □«Тимайниң Бартимай исимлиқ қариғу оғли» — «қариғу» грек тилида «һелиқи қариғу» дейилиду — демәк, Бартимай җамаәтләр ичидә көп адәмләргә тонуш еди. ■Мат. 20:29; Луқа 18:35. 47 У «Насарәтлик Әйса»ниң у йәрдә екәнлигини аңлап:
— И Давутниң оғли Әйса, маңа рәһим қилғайсән! — дәп товлашқа башлиди.□«и Давутниң оғли Әйса...!» — Тәвраттики пәйғәмбәрләрниң бешарәтлик язмилири бойичә Мәсиһ Давут падишаниң әвлатлиридин болуши керәк еди. Шуңа «Давутниң оғли» Мәсиһниң йәнә бир атилиши еди.
48 Нурғун адәмләр уни «Үн чиқарма» дәп әйиплиди. Лекин у:
— И Давутниң оғли, маңа рәһим қилғайсән, — дәп техиму үнлүк товлиди.
49 Әйса тохтап:
Уни чақириңлар, — деди. Шуниң билән улар қариғуни чақирип униңға:
— Жүрәклик бол! Орнуңдин тур, у сени чақириватиду! — дейишти. 50 У адәм чапинини селип ташлап, орнидин дәс туруп Әйсаниң алдиға кәлди.
51 Әйса җававән униңдин:
— Сән мени немә қил дәйсән? — дәп сориди.
Қариғу:
— И егәм, қайта көридиған болсамиди! — деди.□«И егәм, қайта көридиған болсамиди!» — «егәм» мошу йәрдә грек тилида интайин чоңқур һөрмәтни ипадиләйдиған «Раббони» дегән сөз билән ипадилиниду.
52 Әйса униңға:
— Йолуңға қайтсаң болиду, етиқатиң сени сақайтти, — девиди, у шуан көрәләйдиған болди вә йол бойи Әйсаға әгишип маңди.■Мат. 9:22; Мар. 5:34.
- Маркус
- b «қилтаққа чүшүрүш мәхситидә» — әслидә Йәһя пәйғәмбәр Һерод падишаға «талақ қилсаң болмайду» дәп тәнбиһ берип, униң чишиға тегип өлтүрүлгән еди. Шүбһисизки, Пәрсийләрниң мәхсәтлириниң бири: — Әйсаму «талақ қилишқа болмайду» десә, Һерод падиша уни Йәһяға охшаш өлтүрүветәтти.
- c «Муса пәйғәмбәр кишиниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған» — мошу әмирниң тоғриси «Қан.» 24:1дә тепилиду. Йәнә «қоюп бериш» тоғрисидики бир йәкүн үчүн «1Кор.»дики «қошумчә сөз»ниму (7-бап тоғрилиқ) көрүң.
■10:4 Қан. 24:1, 3; Йәр. 3:1; Мат. 5:31.
- g «шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип иккилиси бир тән болиду» — «Яр.» 2:24.
- k «Аял .... ерини қоюветип... » — Йәһудий җәмийитидә бу интайин аз көрүлидиған әһвал. Лекин Йәһудий әмәсләр арисида дайим йүз берәтти. Шуңа шүбһисизки, Мәсиһниң мошу йәрдә көздә тутқини Йәһудий әмәсләрниму өз ичигә алиду. Йәнә «қоюп бериш» («талақ қилиш») тоғрисидики бир йәкүн үчүн «1Кор.»дики «қошумчә сөз»ниму (7-бап тоғрилиқ) көрүң.
- m «Худаниң падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур» — яки «Худаниң падишалиғи дәл мошундақлардин тәркиб тапқандур».
- o «Шуниң билән у балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди» — бу айәттики грек тилиға қариғанда, мүмкинчилиги барки, у бир-бирләп қучағлап, балиларға айрим-айрим бәхит тилиди.
- r «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, хиянәт қилма, ата-анаңни һөрмәт қил» — мошу әмирләр «Мис.» 20:12-16, «Қан.» 5:16-20 вә 24:14дә тепилиду.
■10:19 Мис. 20:12-16; 21:12; Қан. 5:16-20; Қан. 24:14; Рим. 13:9.
- ~20~ «...Андин келип крестни көтирип маңа әгәшкин!» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «крест көтирип» дегән сөз тепилмайду. «Крест көтириш» дегән уқум тоғрисида «Мат.» 10:38дики изаһат вә башқа изаһатларни көрүң. «Әйсаниң униңға қарап муһәббити қозғалди» дегән сөзигә қариғанда, мүмкинчилиги барки, мәңгүлүк һаятни издигән яш бай жигит дәл Маркусниң өзи еди. Бу жигит Маркус болмиса, «Әйсаниң муһәббити» тоғрилиқ қандақму хәвәр тапалайду?
- ~23~ «мал-мүлүккә таянғанлар үчүн Худаниң падишалиғиға кириш немидегән тәс-һә!» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «мал-мүлүкләргә таянғанлар үчүн» дегән сөз тепилмайду.
- ~24~ «чүнки Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду» — грек тилида: «чүнки Худа билән һәммә иш мүмкин болиду».
■10:27 Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Луқа 1:37.
- ~28~ «мухлислири» —Мошу йәрдә грек тилида «улар» билән билдүрүлиду. «Мухлислири бәк һәйран еди һәмдә униңға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти» — уларниң һәйран қелиш яки қорқунучта болушниң сәвәви: (1) у адәттикидәк улар билән биллә маңмай, бәлким намәлум сәвәптин алдида ялғуз маңатти; (2) у хәтәр йүз бериш мүмкинчилиги болған шу шәһәргә алдирап кетиватиду.
■10:32 Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; Луқа 9:22; 18:31; 24:7.
- ~30~ «улар болса уни мәсқирә қилип, қамчилап...» — Рим империйәсидә җаза қамчилири бир нәччә тасмилиқ болуп, һәр бир тасмиға қоғушун вә устихан парчилири бағланған болиду. Қамчилиған вақтида җазаланғучи ялаңачлинип, йәргә тизландурулуп, икки йенида турған ләшкәр уни қамчилайтти. Җазаланғучи бәзи вақитларда һәтта мошу қамчилаштин өләтти.
- ~32~ «Мән ичидиған қәдәһни ичәләмсиләр?» — бу айәттики «қәдәһ» дегән сөз, Әйсаниң тартидиған азап-оқубити вә кресттики өлүмини көздә тутиду. «Мән қобул қилидиған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр?» — Мәсиһ көрсәткән бу «чөмүлдүрүш» шүбһисизки, өз өлүмидур. «Әфәсуслуқларға»дики «қошумчә сөз»имиздә язған «чөмүлдүрүш» тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.
- ~36~ «ят әлләр үстидики һөкүмран дәп һесапланғанлар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду» — «ят әлләр» мошу сөз адәттә Йәһудий әмәсләрни көрситиду. Лекин мошу йәрдә етиқатсиз, Худани тонумайдиған дуниядики әлләрни тәкитләйду.
- ~39~ «Инсаноғлиму... җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә чиқирай дәп кәлди» — немидин «азат қилиш»? — гунадин азат қилиштур.
■10:45 Юһ. 13:14; Әф. 1:7; Фил. 2:7; Кол. 1:14; 1Тим. 2:6; Тит. 2:14.
- ~41~ «Тимайниң Бартимай исимлиқ қариғу оғли» — «қариғу» грек тилида «һелиқи қариғу» дейилиду — демәк, Бартимай җамаәтләр ичидә көп адәмләргә тонуш еди.
- ~43~ «и Давутниң оғли Әйса...!» — Тәвраттики пәйғәмбәрләрниң бешарәтлик язмилири бойичә Мәсиһ Давут падишаниң әвлатлиридин болуши керәк еди. Шуңа «Давутниң оғли» Мәсиһниң йәнә бир атилиши еди.
- ~44~ «И егәм, қайта көридиған болсамиди!» — «егәм» мошу йәрдә грек тилида интайин чоңқур һөрмәтни ипадиләйдиған «Раббони» дегән сөз билән ипадилиниду.
■10:1
-
Мат. 19:1.