6
Хәйр-сахавәт һәққидә
1 Һези болуңларки, хәйр-сахавәтлик ишлириңларни башқиларниң алдида көз-көз қилмаңлар. Бундақ қилсаңлар, әрштики Атаңларниң инъамиға еришәлмәйсиләр.□«хәйр-сахавәтлик ишлириңларни башқиларниң алдида көз-көз қилмаңлар» — яки «қилған яхши ишлириңларни башқиларниң алдида көз-көз қилмаңлар».
2 Шуңа хәйр-сахавәт қилғиниңда, давраң салма. Сахтипәзләрла синагогларда вә кочиларда адәмләрниң махтишиға еришиш үчүн шундақ қилиду. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, улар көзлигән инъамиға еришкән болиду.□«Шуңа хәйр-сахавәт қилғиниңда, давраң салма» — грек тилида «шуңа хәйр-сахавәт қилғиниңда, өз алдиңда канай чалғузма». ■Рим. 12:8. 3 Лекин сән, хәйр-сахавәт қилғиниңда оң қолуңниң немә қиливатқинини сол қолуң билмисун. 4 Шуниң билән хәйр-сахавитиң йошурун болиду вә йошурун ишларни көргүчи Атаң саңа буни қайтуриду.■Луқа 14:14.
Дуа һәққидә
Луқа 11:2-4
5 Дуа қилған вақтиңда, сахтипәзләрдәк болма; чүнки улар башқиларға көз-көз қилиш үчүн синагоглар яки төрт коча еғизида турувелип дуа қилишқа амрақтур. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, улар көзлигән инъамиға еришкән болиду.
6 Лекин сән болсаң, дуа қилған вақтиңда, ичкири өйгә кирип, ишикни йепип, йошурун турғучи Атаңға дуа қилиңлар; вә йошурун көргүчи Атаң буни саңа қайтуриду.■2Пад. 4:33; Рос. 10:4.
7 Дуа-тилавәт қилғанда, бутпәрәс ят әлликләрдикидәк қуруқ гәпләрни тәкрарлавәрмәңлар. Чүнки улар дегәнлиримиз көп болса Худа тилигинимизни чоқум иҗабәт қилиду, дәп ойлайду.■1Пад. 18:28; Йәш. 1:15. 8 Шуңа, силәр уларни доримаңлар. Чүнки Атаңлар силәрниң еһтияҗиңларни силәр тилимәстин бурунла билиду. 9 Шуниң үчүн, мундақ дуа қилиңлар: —
«И асманларда турғучи Атимиз,
Сениң намиң муқәддәс дәп улуқланғай.■Луқа 11:2.
10 Падишаһлиғиң кәлгәй,
Ирадәң әрштә ада қилинғандәк йәр йүзидиму ада қилинғай.
11 Бүгүнки ненимизни бүгүн бизгә бәргәйсән.
12 Бизгә қәриздар болғанларни кәчүргинимиздәк,
Сәнму қәризлиримизни кәчүргәйсән.□«Бизгә қәриздар болғанларни кәчүргинимиздәк, сәнму қәризлиримизни кәчүргәйсән» — бу айәттики «қәриз» чоқум гуналарни өз ичигә алиду. 14-айәтни көрүң.
13 Бизни аздурулушларға учратқузмиғайсән,
Бәлки бизни рәзил болғучидин қутулдурғайсән».□«..бәлки бизни рәзил болғучидин қутулдурғайсән» — демәк, Шәйтандин қутқузуш. Башқа бир хил тәрҗимиси: «яманлиқтин», «рәзилликтин». «..бәлки бизни рәзил болғучидин қутулдурғайсән...» — бәзи грекчә нусхиларда бу айәтниң ахириға келип: «Чүнки, падишалиқ, һоқуқ вә улуқлуқ Саңа мәнсуп, амин» дегән ибариләр қошулған. ■Мат. 13:19.
14 Чүнки силәр башқиларниң гуна-сәһвәнликлирини кәчүрсәңлар, әрштики Атаңларму силәрни кәчүриду. ■Мар. 11:25; Кол. 3:13. 15 Бирақ башқиларниң гуна-сәһвәнликлирини кәчүрмисәңләр, әрштики Атаңларму гуна-сәһвәнликлириңларни кәчүрмәйду.■Мат. 18:35; Яқ. 2:13.
Роза тутуш һәққидә
16 Роза тутқан вақтиңларда, сахтипәзләрдәк татираңғу қияпәткә киривалмаңлар. Улар роза тутқинини көз-көз қилиш үчүн чирайлирини солғун қияпәттә көрситиду. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, улар көзлигән инъамиға еришкән болиду. ■Йәш. 58:3; Мат. 9:14; Мар. 2:18; Луқа 5:33. 17 Әнди сән, роза тутқиниңда, чачлириңни майлап, йүзүңни жуюп жүр. 18 Шу чағда, роза тутқиниң инсанларға әмәс, бәлки пәқәт йошурун турғучи Атаңғила көрүниду; вә йошурун көргүчи Атаң уни саңа қайтуриду.
Байлиқ һәққидә
Луқа 12:33-34; 11:34-36; 16:13
19 Йәр йүзидә өзүңларға байлиқларни топлимаңлар. Чүнки бу йәрдә я күйә йәп кетиду, я дат басиду яки оғрилар там тешип оғрилап кетиду. ■Пәнд. 23:4; Ибр. 13:5; Яқ. 5:1. 20 Әксичә, әрштә өзүңларға байлиқлар топлаңлар. У йәрдә күйә йемәйду, дат басмайду, оғриму там тешип оғрилимайду. ■Луқа 12:33; 1Тим. 6:19. 21 Чүнки байлиғиң қәйәрдә болса, қәлбиңму шу йәрдә болиду.
22 Тәнниң чириғи көздур. Шуңа әгәр көзүң сап болса, пүтүн вуҗудуң йорутулиду. □«әгәр көзүң сап болса...» — грек тилида «сап» дегән сөзниң икки мәнаси бар: (1) «бир, бөлүнмәс, бирләшкән, сақ»; (2) «сехий». Демәк, шундақ болғанда «сап» дегән сөзниң толуқ мәнаси «Көзүң Худағила қариса...» һәмдә «Сән өзүң сехий болсаң...» дегән болиду. ■Луқа 11:34. 23 Лекин әгәр көзүң яман болса пүтүн вуҗудуң қараңғу болиду. Әгәр вуҗудуңдики «йоруқлуқ» әмәлийәттә қараңғулуқ болса, у қараңғулуқ немидегән қорқунучлуқ-һә!□«әгәр көзүң яман болса...» — «яман» мошу йәрдә һәм «рәзил» һәм «сақ әмәс, аҗиз, кесәл» дегән икки мәнини билдүриду.
24 Һеч ким бирла вақитта икки ғоҗайинниң қуллуғида болмайду. Чүнки у яки буни яман көрүп, уни яхши көриду; яки буниңға бағлинип, униңға етиварсиз қарайду. шуниңға охшаш, силәрниң һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қуллуғида болушуңлар мүмкин әмәс.□«силәрниң һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қуллуғида болушуңлар мүмкин әмәс» — «мал-дуния» грек тилида «маммон» дейилиду. ■Луқа 16:13.
25 Шуңа мән силәргә шуни ейтип қояйки, һаятиңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәкниң ғемини қилмаңлар. Һаятлиқ озуқтин, тән кийим-кечәктин әзиз әмәсму? ■Зәб. 36:5; 54:23; Луқа 12:22; Фил. 4:6; 1Тим. 6:8; 1Пет. 5:7. 26 Асмандики учар-қанатларға қараңлар! Улар теримайду, ормайду, амбарларға жиғмайду, лекин әрштики Атаңлар уларниму озуқландуриду. Силәр әшу қушлардин көп әзиз әмәсму? ■Аюп 38:41; Зәб. 146:9. 27 Араңларда қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни бирәр саат узарталайсиләр?□«... өмрүңларни бирәр саат узарталайсиләр?» — башқа бир тәрҗимиси: «....боюңға бирәр ғерич қошаламду?».
28 Силәрниң кийим-кечәкниң ғемини қилишиңларниң немә һаҗити?! Даладики нелупәрләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар! Улар әмгәкму қилмайду, чақ егирмәйду; □«Даладики нелупәрләр ... » — яки «Даладики явайи гүл-гиялар...». 29 лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта Сулайман толуқ шан-шәрәптә турғандиму униң кийиниши нилупәрләрниң бир гүличиликму йоқ еди. □«һәтта Сулайман толуқ шан-шәрәптә турғандиму униң кийиниши нилупәрләрниң бир гүличиликму йоқ еди» — мошу йәрдә «Сулайман» улуқ падиша, Давут падишаниң оғли Сулайманни көрситиду. 30 Әнди Худа даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа селинидиған әшу гүл-гияларни шунчә безигән йәрдә, силәрни техиму кийиндүрмәсму, әй ишәши аҗизлар! 31 Шуңа «немә йәймиз», «немә ичимиз», «немә кийимиз?» дәп ғәм қилмаңлар. 32 Чүнки ят әлдикиләр мана шундақ һәммә нәрсигә интилиду, амма әрштики Атаңлар силәрниң бу һәммә нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду; □«ят әлдикиләр мана шундақ һәммә нәрсигә интилиду...» — «ят әлдикиләр» Йәһудий әмәс бутпәрәсләр болуп, тирик Худани билмәйтти. Мухлислар Йәһудий болғачқа, Худаниң күч-қудритигә һәмдә Өз хәлқидин хәвәр алидиғанлиғиға ишәши болуши керәк еди. 33 шундақ екән, һәммидин авал Худаниң падишалиғи вә һәққанийлиғиға интилиңлар. У чағда, буларниң һәммиси силәргә қошулуп несип болиду.■1Пад. 3:13; Зәб. 36:25; 54:23
34 Шуниң үчүн, әтиниң ғемини қилмаңлар. Әтиниң ғеми әтигә қалсун. Һәр күнниң дәрди шу күнгә тушлуқ болиду.
- Матта
- a
-
«хәйр-сахавәтлик ишлириңларни башқиларниң алдида көз-көз қилмаңлар» — яки «қилған яхши ишлириңларни башқиларниң алдида көз-көз қилмаңлар».
- b «Шуңа хәйр-сахавәт қилғиниңда, давраң салма» — грек тилида «шуңа хәйр-сахавәт қилғиниңда, өз алдиңда канай чалғузма».
- h «Бизгә қәриздар болғанларни кәчүргинимиздәк, сәнму қәризлиримизни кәчүргәйсән» — бу айәттики «қәриз» чоқум гуналарни өз ичигә алиду. 14-айәтни көрүң.
- i «..бәлки бизни рәзил болғучидин қутулдурғайсән» — демәк, Шәйтандин қутқузуш. Башқа бир хил тәрҗимиси: «яманлиқтин», «рәзилликтин». «..бәлки бизни рәзил болғучидин қутулдурғайсән...» — бәзи грекчә нусхиларда бу айәтниң ахириға келип: «Чүнки, падишалиқ, һоқуқ вә улуқлуқ Саңа мәнсуп, амин» дегән ибариләр қошулған.
■6:16 Йәш. 58:3; Мат. 9:14; Мар. 2:18; Луқа 5:33.
- ~16~ «әгәр көзүң сап болса...» — грек тилида «сап» дегән сөзниң икки мәнаси бар: (1) «бир, бөлүнмәс, бирләшкән, сақ»; (2) «сехий». Демәк, шундақ болғанда «сап» дегән сөзниң толуқ мәнаси «Көзүң Худағила қариса...» һәмдә «Сән өзүң сехий болсаң...» дегән болиду.
- ~18~ «әгәр көзүң яман болса...» — «яман» мошу йәрдә һәм «рәзил» һәм «сақ әмәс, аҗиз, кесәл» дегән икки мәнини билдүриду.
- ~19~ «силәрниң һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қуллуғида болушуңлар мүмкин әмәс» — «мал-дуния» грек тилида «маммон» дейилиду.
■6:25 Зәб. 36:5; 54:23; Луқа 12:22; Фил. 4:6; 1Тим. 6:8; 1Пет. 5:7.
- ~23~ «... өмрүңларни бирәр саат узарталайсиләр?» — башқа бир тәрҗимиси: «....боюңға бирәр ғерич қошаламду?».
- ~24~ «Даладики нелупәрләр ... » — яки «Даладики явайи гүл-гиялар...».
- ~25~ «һәтта Сулайман толуқ шан-шәрәптә турғандиму униң кийиниши нилупәрләрниң бир гүличиликму йоқ еди» — мошу йәрдә «Сулайман» улуқ падиша, Давут падишаниң оғли Сулайманни көрситиду.
- ~26~ «ят әлдикиләр мана шундақ һәммә нәрсигә интилиду...» — «ят әлдикиләр» Йәһудий әмәс бутпәрәсләр болуп, тирик Худани билмәйтти. Мухлислар Йәһудий болғачқа, Худаниң күч-қудритигә һәмдә Өз хәлқидин хәвәр алидиғанлиғиға ишәши болуши керәк еди.
■6:33 1Пад. 3:13; Зәб. 36:25; 54:23