Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
3
Чөмүлдүргүчи Йәһяниң тәлим бериши
Мар. 1:1-8; Луқа 3:1-9; 15-17; Юһ. 1:19-28
1 Шу чағларда, чөмүлдүргүчи Йәһя Йәһудийәдики чөл-баяванға келип«Шу чағларда, чөмүлдүргүчи Йәһя Йәһудийәдики чөл-баяванға келип...» — «Йәһя» ибраний вә грек тиллирида «Юһанна» («Пәрвәрдигарниң шәпқити» дегән мәнидә) билән ипадилиниду. «Йәһя» дегән исим оқурмәнләргә мошу шәклидә тонуш болғанлиғи үчүн уни мошу тәрҗимидә ишләттуқ («Йәһя» әсли әрәбчә сөз еди).  Мар. 1:4; Луқа 3:3. 2 кишиләргә:
— Товва қилиңлар! Чүнки әрш падишалиғи йеқинлишип қалди! — дәп җакалашқа башлиди.«... әрш падишалиғи йеқинлишип қалди!» — Инҗилда баштин-ахир «әрш падишалиғи» яки «асманниң падишалиғи» дәп тилға елиниду. Грек тилида дайим «асманларниң падишалиғи» дегән шәклидә елиниду. 3 Чүнки чөмүлдүргүчи Йәһя болса илгири Йәшая пәйғәмбәр бешаритидә көрсәткән кишиниң дәл өзи болуп: —
«Баяванда товлайдиған бир кишиниң:
Рәбниң йолини тәйярлаңлар,
Униң чиғир йоллирини түптүз қилиңлар! — дегән авази аңлиниду».«Баяванда товлайдиған бир кишиниң: Рәбниң йолини тәйярлаңлар, униң чиғир йоллирини түптүз қилиңлар! — дегән авази аңлиниду» — «Йәш.» 40:3.  Йәш. 40:3; Мар. 1:3; Луқа 3:4; Юһ. 1:23.
 
4 Йәһя пәйғәмбәр төгә жуңидин қилинған кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди. Йәйдиғини болса чекәткиләр билән явайи һәрә һәсили еди.Мар. 1:6. 5 Әнди Йерусалим шәһири, пүтүн Йәһудийә өлкиси вә пүткүл Иордан дәрия вадисиниң әтрапидики кишиләр униң алдиға келишип, 6 гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти.«... Йәһяниң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти» — бу йәрдә ейтилған чөмүлдүрүш кишиләрниң: (1) өз гуналириға товва қилғанлиғини; (2) Худаниң падишалиғиниң йеқинлашқанлиғиға вә шундақла (3) Қутқузғучи-Мәсиһниң йеқинлашқанлиғиға иман кәлтүрүшини ипадиләйтти (ахирқи нуқта Инҗилдики кейинки мәзмунда испатлиниду).  Мар. 1:5.
7 Лекин Пәрисий вә Садуқий мәзһипидикиләрдин көплириниң униң чөмүлдүрүшини қобул қилғили кәлгәнлигини көргинидә у уларға:
— Әй иланларниң балилири! Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!«Лекин Пәрисий вә Садуқий мәзһипидикиләрдин көплириниң униң чөмүлдүрүшини қобул қилғили кәлгән...» — «Пәрисий» вә «Садуқий» тоғрилиқ: — Йәһудийлар арисидики икки мәзһәпниң кишилири. Тәбирләрдики «Пәрисий» вә «Садуқий»ға қаралсун. «Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!» — бу кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә; мәнаси бәлким «Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәптин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли дегиниңлар қандақ гәп?!».  Мат. 12:34; 23:33; Луқа 3:7.
8 Әнди товиға лайиқ мевини кәлтүрүңлар!«Әнди товиға лайиқ мевини кәлтүрүңлар!» — «товиға лайиқ мевә» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Луқа 3:8. 9 Вә өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял қилип жүрмәңлар; чүнки Мән шуни силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһимға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни апиридә қилалайду.«Өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял қилип жүрмәңлар!» — «Атимиз Ибраһим бардур!» — демәк, «Биз улуқ Ибраһимниң әвлатлири болған «улуқ Йәһудий миллити»», «Биз һеч немә қилмисақму Худа алдида «Униңға хас алаһидә һәлқ» боливеримиз» дегән позитсийини билдүриду.  Юһ. 8:39.
10 Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди; яхши мевә бәрмәйдиған һәр қайси дәрәқләр кесилип отқа ташлиниду. «Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди» — Йәһя пәйғәмбәрниң бу улуқ сөзи вә 12-айәттики кейинки бешарити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Униң шу баяни «Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида» дегән асасий мәнини билдүриду.  Мат. 7:19; Юһ. 15:6. 11 Мән дәрвәқә силәрни товва қилишиңлар үчүн суға чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин кәлгүчи зат мәндин қудрәтликтур. Мән һәтта униң кәшини көтиришкиму лайиқ әмәсмән; у силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмүлдүриду. Мар. 1:7; Луқа 3:16; Юһ. 1:15,26; Рос. 1:5; 11:16; 19:4. 12 Униң соруғучи күрики қолида туриду; у өз хаминини топа-самандин тәлтөкүс тазилайду, сап буғдайни амбарға жиғиду, амма топа-саманни өчмәс отта көйдүрүветиду, — деди.
 
Әйсаниң чөмүлдүрүлүши
Мар. 1:9-11; Луқа 3:21-22
13 Шу вақитта, Әйса Йәһядин чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш үчүн Галилийә өлкисидин Иордан дәрияси бойиға, униң йениға кәлди. Мар. 1:9; Луқа 3:21. 14 Бирақ Йәһя чөмүлдүрүшкә унимай уни тосуп:
— Әсли чөмүлдүрүлүшни мән сәндин қобул қилишим керәк еди, бирақ сән мениң алдимға кәпсәнғу? — деди.
15 Лекин Әйса униңға җававән: — Һазирчә шуниңға йол қойғин; чүнки һәққанийлиқниң барлиқ тәләплирини әмәлгә ашуруш үчүн, шундақ қилишимизға тоғра келиду, — деди.
Шуниң билән, Йәһя униңға йол қойди. 16 Вә Әйса чөмүлдүрүлүп болупла, судин чиқти; у судин чиқиши билән мана, әршләр униңға ечилип, Худаниң Роһи кәптәр қияпитидә әрштин чүшүп, үстигә қонуватқанлиғини көрди. «Әйса чөмүлдүрүлүп болупла, судин чиқти...» — немишкә Әйса Йәһяниң чөмүлдүрүшини қобул қилди? «Қошумчә сөз»имиздә бу тоғрилиқ азрақ тохтилимиз. «Худаниң Роһи кәптәр қияпитидә әрштин чүшүп..» — яки «... пахтәк қияпитидә чүшүп...». Грек тилида бу қуш «перистера» дәп атилиду. «Перистера» грек тилида һәм кәптәрни һәм пахтәкниму көрситиду.  Йәш. 11:2; 42:1; Юһ. 1:32. 17 Вә мана, әрштин бир аваз: — «Бу Мениң сөйүмлүк оғлум, Мән униңдин толуқ хурсәнмән!» — дәп аңланди.Йәш. 42:1; Мат. 12:18; 17:5; Мар. 1:11; Луқа 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.   


Хәритә - Мәсиһниң дәвридә, Қанаан (Исраилийә) зимини