Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
15
Әнъәнимиз муһимму яки Худаниң әмри муһимму — инсанни немә напак қилиду?
Мар. 7:1-23
1 Бу чағда, Тәврат устазлиридин вә Пәрисийләрдин бәзилири Йерусалимдин келип Әйсаниң алдиға берип:Мар. 7:1. 2 — Мухлислириң немишкә ата-бовилиримизниң әнъәнилиригә хилаплиқ қилиду? Чүнки улар қоллирини жуймай тамақ йәйдикәнғу, — деди.
3 Лекин у уларға мундақ җавап бәрди:
— Силәрчу, силәр немишкә әнъәнимизни сақлаймиз дәп Худаниң әмригә хилаплиқ қилисиләр? 4 Чүнки Худа: «Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «Атиси яки анисини һақарәтлигәнләр өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп әмир қилған.«Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «атиси яки анисини һақарәтлигәнләр өлүмгә мәһкүм қилинсун» — бу әмирләр Тәврат «Мис.» 20:12, 17, «Лав.» 20:9 вә «Қан.» 5:16дә хатирилиниду.  Мис. 20:12; 21:17; Лав. 20:9; Қан. 5:16; Пәнд. 20:20; Әф. 6:2. 5 Лекин силәр: — Һәр қандақ киши «Атиси яки анисиға: — Мән силәргә ярдәм бәргидәк нәрсиләрни аллиқачан Худаға ативәттим — десила, 6 униң ата-анисиға һөрмәт-вападарлиқ қилиш мәҗбурийити қалмайду, — дәйсиләр. Буниң билән әнъәнәңларни дәп, Худаниң әмрини йоққа чиқиривәттиңлар.«униң ата-анисиға һөрмәт-вападарлиқ қилиш мәҗбурийити қалмайду, — дәйсиләр. Буниң билән әнъәнәңларни дәп, Худаниң әмрини йоққа чиқиривәттиңлар» — Мәсиһниң сөзигә қариғанда «Худаға атиған тәәллуқатлар» техи атиғучи кишиниң қолида турғанда, улардин пайдилинивәрсә болатти. Шу киши бәлким Тәврат устазлириниң қоллиши билән «дуниядин кәткинимдин кейин...» яки «мәлум бир мәзгилдин кейин...» «ибадәтханиға тапшуримән» дәп қәсәм қилған болса керәк. Йәһудийларниң тарихий хатирилиридә шуниңға охшаш көплигән мисаллар тепилиду.
Пәрийсиләр үгәткән шу һейлә-микир: «Мал-мүлкүңни Худаға аталған («қурбан қилған») қилған болсаң, ата-анаңдин хәвәр алмисаң болиду» әмәс, бәлки «(шундақ қилған болсаң) хәвәр елишиңға болмайду» дегәндәк. Улар шүбһисизки ахирида бу иштин мәлум бир пайда көриду, әлвәттә.
  Мар. 7:13; 1Тим. 4:3; 2Тим. 3:2. 7 Әй сахтипәзләр! Йәшая пәйғәмбәр бәргән мошу бешарәт топтоғра силәр тоғрилиқ екән: —
8 «Мошу хәлиқ ағзида мени һөрмәтлигини билән,
Бирақ қәлби мәндин жирақ.Йәш. 29:13; Әз. 33:31; Мар. 7:6.
9 Улар маңа беһудә ибадәт қилиду.
Уларниң үгәткән тәлимлири пәқәт инсанлардин чиққан пәтиваларла, халас».«... Улар маңа беһудә ибадәт қилиду. Уларниң үгәткән тәлимлири пәқәт инсанлардин чиққан пәтиваларла, халас» — (8-9-айәтләр) «Йәш.» 29:13.  Йәш. 29:13; Мар. 7:6, 7; Кол. 2:18, 20, 22.
 
Һәқиқий напаклиқ
10 Андин у халайиқни йениға чақирип, уларға:
— Қулақ селиңлар һәм шуни чүшиниңларки, Мар. 7:14. 11 Инсанни напак қилидиғини ағзидин киридиғини әмәс, бәлки ағзидин чиқидиғинидур, — деди.Рос. 10:15; Рим. 14:17,20; Тит. 1:15.
12 Кейин мухлислири униң алдиға келип:
— Сениң бу сөзүңни Пәрисийләр аңлап, униңдин бизар болуп рәнҗигәнлигини билдиңму? — деди.
13 Лекин у мундақ җавап қайтурди:
— Әрштики Атам тикмигән һәр қандақ өсүмлүк йилтизидин жулунуп ташлиниду. Юһ. 15:2. 14 Силәр уларға писәнт қилмаңлар; улар корларға йол башлайдиған корлардур. Әгәр кор корға йол башлиса, һәр иккиси ориға чүшүп кетиду.Йәш. 42:19; Луқа 6:39.
15 Лекин Петрус униңға:
— Бая ейтқан тәмсилни бизгә чүшәндүрүп бәргәйсән, — деди.Мар. 7:17.
16 Лекин у: — Силәрму техичә чүшәнчигә еришимидиңлар?! — деди. 17 Еғизға киргән барлиқ нәрсиләрниң аш қазан арқилиқ тәрәт болуп чиқип кетидиғанлиғини техи чүшәнмәмсиләр? 18 Лекин еғиздин чиқидиғини қәлбтин чиқиду, инсанни напак қилидиғиниму шудур. 19 Чүнки яман ойлар, қатиллиқ, зинахорлуқ, бузуқчилиқ, оғрилиқ, ялған гувалиқ вә төһмәт қатарлиқлар қәлбтин чиқиду. Яр. 6:5; 8:21; Пәнд. 6:14; Йәр. 17:9. 20 Инсанни напак қилидиғанлар мана шулардур; жуюлмиған қоллар билән тамақ йейиш инсанни напак қилмайду.
 
Ят әллик аялниң етиқати
Мар. 7:24-30
21 Әйса у йәрдин чиқип, Тур вә Зидон шәһәрлириниң әтрапидики жутларға барди. «Әйса у йәрдин чиқип, Тур вә Зидон шәһәрлириниң әтрапидики жутларға барди» — у йәр «чәт әлликләр» туруватқан район болуп, Мәсиһниң шу йәргә бериштики мәхсити, өз хәлқидин бир вақит айрилип арам елиштин ибарәт болса керәк.  Мар. 7:24. 22 Мана, у чәт йәрләрдин кәлгән қананий бир аял униң алдиға келип:
— И Рәб! Давутниң оғли, һалимға рәһим қилғайсиз! Қизимға җин чаплишивалған екән, қийнилип кетиватиду! — дәп униңға нида қилип зарлиди.
23 Лекин у у аялға бир еғизму җавап бәрмиди. Мухлислири униң йениға келип:
— Бу аялни йолға салсаң! Чүнки у кәйнимиздин әгишип ялвуруп нида қиливатиду, — деди.
24 Әнди у җавап берип:
— Мән пәқәт йолдин тенигән қой падилири болған Исраил җәмәтидикиләргә әвәтилгәнмән, — деди.Мат. 10:6; Рос. 13:46.
25 Амма һелиқи аял униң алдиға келип сәҗдә қилип:
— Рәб, маңа ярдәм қилғайсән! — дәп ялвурди.
26 У униңға:
— Балиларниң ненини кичик иштларға ташлап бериш яхши әмәс, — деди.«Балиларниң ненини кичик иштларға ташлап бериш яхши әмәс» — Мәсиһ бу йәрдә өзиниң дәсләпки вәзиписини, Йәһудийларға хуш хәвәр йәткүзүш, дәп тәкитләйду. «Кичик иштлар» бәлким һақарәтлик сөз болмай, өйдики арзулуқ пистилирини көрситиду. Бу муһим вақиә тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.
27 Лекин һелиқи аял:
— Дурус, и Рәб, бирақ һәтта иштларму ғоҗайининиң дәстихинидин чүшкән увақларни йәйдиғу, — деди.
28 Шуниң билән Әйса униңға:
— Әй ханим, ишәшиң күчлүк екән! Тилигиниңдәк болсун! — деди. У аялниң қизи шуан сақийип кәтти.
 
Нурғун кесәлләрниң сақайтилиши
29 Әйса у йәрдин чиқип, Галилийә деңизиниң бойидин өтүп, таққа чиқип олтарди. Мар. 7:31. 30 Униң алдиға топ-топ халайиқ жиғилди. Улар токур, қариғу, гача, чолақ вә нурғун башқа хил кесәлләрниму елип келип, униң айиғи алдиға қоюшти; у уларни сақайтти. Йәш. 29:18; 35:5; Мат. 11:5; Луқа 7:22. 31 Шуниң билән халайиқ гачиларниң сөзләләйдиған болғанлиғини, чолақларниң сақайғинини, токурларниң маңғанлиғини вә қариғуларниң көридиған болғанлиғини көрүп, һәйран болди вә Исраилниң Худасини улуқлиди.
 
Төрт миң адәмниң тойғузулуши
Мар. 8:1-10
32 Андин Әйса мухлислирини йениға чақирип:
— Бу халайиққа ичим ағрийду; чүнки улар үч күндин бери йенимда болди, йегидәк бир нәрсисиму қалмиди. Уларни өйлиригә ач қайтурушни халимаймән, йолда һалидин кетиши мүмкин, — деди.Мар. 8:1.
33 Мухлислар униңға:
— Бу чөлдә бунчивала адәмни тойғузғидәк көп нанни нәдин тапимиз? — дейишти.
34 Әйса улардин: Қанчә нениңлар бар? — дәп сориди.
— Йәттә нан билән бир нәччә тал кичик белиқ бар, — дейишти улар.
35 Буниң билән у халайиқни йәрдә олтиришқа буйруди. 36 Андин, йәттә нан билән белиқларни қолиға елип Худаға тәшәккүр ейтип, уларни уштуп мухлислириға бәрди, мухлислар халайиққа үләштүрди. 1Сам. 9:13. 37 Һәммәйлән тойғичә йеди; андин мухлислар ешип қалған парчиларни жиғип йәттә чоң севәтни тошқузди. 38 Тамақ йегәнләрниң сани балилар вә аяллардин башқа төрт миң киши еди. 39 У халайиқни йолға салғандин кейин, кемигә чүшүп, Магадан жутиниң чәт йәрлиригә барди.