Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
4
Ахирқи заман — Пәрвәрдигарниң күни
1 — Чүнки мана шу күн, хумдандәк көйдүргүчи күн келиду; һәр бир тәкәббурлуқ қилғучи һәм һәр бир рәзиллик қилғучи пахалдәк болиду; шу келидиған күн уларни көйдүриветиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — уларға нә йилтиз нә шах қалдурулмайду. [a] 2 Лекин намимдин әйминидиған силәр үчүн, қанатлирида шипа-дәрман елип келидиған, һәққанийлиқни парлитидиған Қуяш орнидин туриду; силәр талаға чиқип бордақ мозайлардәк қийғитип ойнайсиләр; «Намимдин әйминидиған силәр үчүн, қанатлирида шипа-дәрман елип келидиған, һәққанийлиқни парлитидиған Қуяш орнидин туриду» — «қанатлири» бәлким «һәққанийлиқни парлитидиған қуяш»ниң нурлирини көрситиду. «һәққанийлиқни парлитидиған Қуяш» — ибраний тилида «һәққанийлиқ қуяши» дейилиду. Мәсиһни көрситиду, әлвәттә. 3 силәр рәзилләрни чәйләп дәссиветисиләр; улар Мән тәйярлиған күнидә тапиниңлар астида күл болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
 
Ахирқи дәвәт вә бешарәт
4 — Мән Һорәб теғида пүткүл Исраил үчүн қулум Мусаға буйруған қанунни, йәни бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрни ядиңларда тутуңлар.[~3~]
5 — Мана, Пәрвәрдигарниң улуқ һәм дәһшәтлик күни келиштин авал Мән силәргә Иляс пәйғәмбәрни әвәтимән. [~4~] 6 У атиларниң көңлини балиларға майил, балиларниң көңлини атиларға майил қилиду; ундақ болмиғанда Мән келип йәр йүзини қарғаш билән уруветимән.

<- Малаки 3