Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
8
Әйсаға әгәшкән аяллар
Мат. 13:1-17; Мар. 4:1-12
1 Кейин, Әйса шу жутларни кезип, шәһәрму-шәһәр, йезиму-йеза Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини елан қилип җакалиди; он иккиләнму униң билән биргә барди. 2 Униң билән биллә барғанлардин йәнә яман роһлардин вә ағриқ-силақлардин сақайтилған бәзи аялларму бар еди; уларниң арисида өзидин йәттә җин һайдап чиқирилған Мәрйәм (Магдаллиқ дәп аталған),Мат. 27:55,56. 3 Һерод ханниң сарай ғоҗидари Хузаниң аяли Йоанна, Сузанна вә башқа нурғун аялларму бар еди. Булар өз мал-мүлүклири билән у вә униң мухлислириниң һаҗәтлиридин чиқатти.«у вә униң мухлислириниң» — бу ибарә грек тилида бәзи көчүрүлмиләрдә «униң» яки бәзи көчүрүлмиләрдә «уларниң» билән ипадилиниду. «Һерод ханниң сарай ғоҗидари Хузаниң аяли Йоанна, Сузанна вә башқа нурғун аялларму бар еди... униң... һаҗәтлиридин чиқатти» — «кириш сөз»имиздә дегинимиздәк, Луқа дайим Әйсаниң қиз-аяллар билән болған мунасивитини байқап жүриду.
 
Уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсил
4 Чоң бир топ адәмләр жиғилғанда, шундақла һәр қайси шәһәрләрдин кишиләр униң йениға кәлгәндә, у уларға бир тәмсил сөзләп бәрди:Мат. 13:3; Мар. 4:2.
5 — «Уруқ чачқучи уруқ чачқили етизға чиқипту. Уруқ чачқанда, уруқлардин бәзилири чиғир йол үстигә чүшүп, дәссилип кетипту вә асмандики учар-қанатлар келип уларни йәп кетипту. 6 Башқа бәзилири ташлиқ йәргә чүшүпту. Йәрдә нәмлик болмиғачқа, үнүп чиққини билән қуруп кетипту. 7 Башқа бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр майсилар билән тәң өсүп майсиларни боғувапту. 8 Башқа бәзилири болса яхши тупраққа чүшүпту. Үнгәндин кейин, йүз һәссә һосул берипту». Буларни дегәндин кейин у жуқури аваз билән:
— Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! дәп товлиди.
9 Кейин униң мухлислири униңдин: — Бу тәмсилниң мәнаси немә? — дәп сориди. Мат. 13:10; Мар. 4:10. 10 У уларға мундақ деди:
— Худаниң падишалиғиниң сирлирини билиш силәргә несип қилинди. Бирақ бу ишлар қалған башқиларға тәмсилләр биләнла ейтилиду. Мәхсити шуки, «Улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму чүшәнмәйду».«Худаниң падишалиғиниң сирлирини билиш силәргә несип қилинди» — «сирлар» Инҗилда әслидә инсанларға ашкариланмиған, һазир Мәсиһ яки расуллири арқилиқ аян қилинған ишларни көрситиду. Униң үстигә, Инҗилдики бәзи «сирлар» интайин сирлиқ, әлвәттә. «Улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму чүшәнмәйду» — бу сөзләр «Йәш.» 6:9дин елинған.  Зәб. 24:4, 9, 14; 77:1-2; Йәш. 6:9-10; Әз. 12:2; Мат. 11:25; 13:14; Мар. 4:12; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8; 2Кор. 3:5,14.
11 Әнди тәмсилниң мәнаси мундақ: — Уруқ болса, Худаниң сөз-каламидур. Мат. 13:18; Мар. 4:13. 12 Чиғир йол бойидикиләр болса мошулар: Улар сөз-каламни аңлайду; лекин Иблис келип, уларниң ишинип қутқузулушиниң алдини елиши үчүн уларниң қәлбидики сөзни елип кетиду. 13 Ташлиқ йәргә чүшкән уруқлар сөз-каламни аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Уларда йилтиз болмиғачқа, пәқәт бир мәһәл ишинип, андин синақ-мүшкүллүк вақти кәлгәндә, етиқаттин тейилип кетиду. Мат. 13:20; Мар. 4:16. 14 Тикәнликкә чүшкән уруқлар болса шундақ адәмләрни көрсәткәнки, сөзни аңлиған болсиму, йолға чиққандин кейин бу паний һаяттики әндишиләр, байлиқлар вә һалавәтләрниң езиқтурушлири билән боғулуп, уруқ пишмай һосул бәрмәйду. Мат. 19:23; Мар. 10:23; Луқа 18:24; 1Тим. 6:9. 15 Лекин яхши тупраққа чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлап, сәмимий вә яхши қәлби билән уни тутидиғанларни көрситиду; бундақ адәмләр сәвирчанлиқ билән һосул бериду.
 
Һәммә иш ашкарилиниду
Мар. 4:21-25
16 Һеч ким чирақни йеқип қоюп үстигә идишни көмтүрүп қоймас яки кариват астиға турғузмас, бәлки чирақданниң үстигә қойиду; буниң билән өйгә киргәнләр йоруқлуқни көриду. Мат. 5:15; Мар. 4:21; Луқа 11:33. 17 Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, вә һеч қандақ мәхпий иш аян болмай, йоруқлуққа чиқмай қалмайду. Аюп 12:22; Мат. 10:26; Мар. 4:22; Луқа 12:2.
18 Шуниң үчүн, аңлишиңларниң қандақ екәнлигигә көңүл қоюңлар! Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта бар дәп һасаблиғиниму униңдин мәһрум қилиниду.«Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду — «кимдә бар болса... » — бу «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу иман-ишәшни өз ичигә чоқум алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр бир немә болуши үчүн пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз, әлвәттә.  Мат. 13:12; 25:29; Мар. 4:25; Луқа 19:26.
 
Әйсаниң һәқиқий аилиси
Мат. 12:46-50; Мар. 3:31-35
19 Әнди униң аниси вә инилири униң билән көрүшкили кәлди. Лекин адәм нурғун болғачқа, йениға келәлмигән еди. Мат. 12:46; 13:55; Мар. 3:31. 20 Шуниң билән бириси униңға:
— Аниңиз вә инилириңиз сиз билән көрүшимиз дәп, сиртта туриду, — деди.
21 Лекин у җававән: — Мениң анам вә ака-ука қериндашлирим болса Худаниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилғучилардур, деди.Юһ. 15:14; 2Кор. 5:16.
 
Әйсаниң боранни тиничлитиши
Мат. 8:23-27; Мар. 4:35-41
22 Вә шундақ болдики, шу күнләрдин бири, у мухлислири билән бир кемигә чүшүп, уларға:
— Көлниң у қетиға барайли, — деди. Шуниң билән улар йолға чиқти. Мат. 8:23; Мар. 4:35,36. 23 Кемә кетиватқанда у уйқиға кәткән еди. Көлгә туюқсиз қара боран келип, кемигә су тошуп кетип, улар хәвптә қалди. 24 Мухлислар келип уни ойғитип:
— Устаз, устаз, түгишидиған болдуқ! — деди.
Лекин у орнидин туруп, боранға вә давалғуған долқунларға тәнбиһ бәрди; һәммиси тохтап, тинич болди. 25 У мухлислириға қарап:
— Ишәшиңлар нәгә кәтти? — деди.
Улар һәм қорқушуп, һәм бәкму һәйран болуп, бир-биригә:
— Бу адәм зади кимду, буйруқ қилса, һәтта шамаллар вә долқунларму униңға бойсунидикән-һә! — дәп кетишти.Аюп 26:12; Зәб. 106:25.
 
Әйсаниң «қошун» җинлар чаплашқан адәмни азат қилиши
Мат. 8:28-34; Мар. 5:1-20
26 Шуниң билән улар Галилийәниң удулидики Герасалиқларниң жутиға йетип барди. «Герасалиқлар» — «Мат.» 8:28дә улар «Гадаралиқлар»му дәп атилиду.  Мат. 8:28; Мар. 5:1. 27 У қирғаққа чиқиши биләнла, узундин бери җинлар чаплашқан, шәһәрдин кәлгән мәлум адәм униң алдиға кәлди. Бу адәм кийим киймәй, һеч өйдә турмай, гөрләр арисида яшайтти. «гөрләр арисида» — яки «гөрләр ичидә». Пәләстиндә көп гөрләр өңкүрләрдин ясилиду. 28 Лекин у Әйсани көрүпла вақирап, униң айиғиға жиқилип қаттиқ аваз билән:
— Һәммидин Алий Худаниң Оғли Әйса, сениң мән билән немә кариң! Сәндин өтүнимәнки, мени қийнима! — дәп товлап кәтти. 29 Чүнки Әйса напак роһниң униңдин чиқишини буйрувататти (чүнки җин нурғун қетим уни тутувалған еди; у чағларда кишиләр униң пут-қоллирини кишән-зәнҗирләр билән бағлап уни қамап қойған болсиму, у зәнҗирләрни үзүп қечип чиққан вә җин тәрипидин чөл-баяванларға һайдиветилгән еди).
30 Әйса бу адәмдин:
— Исмиң немә? — дәп соривиди, у: — Исмим «Қошун», — деди. Чүнки нурғун җинлар униң ичигә кирип чаплишивалған еди. 31 Әнди улар Әйсадин өзлирини теги йоқ һаңға кәткүзмәсликни өтүнүп ялвурди.
32 Шу йәрдә тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси озуқлинивататти. Җинлар Әйсаға ялвуруп, тоңғузларниң тенигә киришкә иҗазәт беришини өтүнди. У уларға иҗазәт бәрди. 33 Җинлар шу адәмдин чиқип, тоңғузларниң тенигә киривалди; шуниң билән пүткүл тоңғуз падиси тик ярдин етилип чүшүп, көлгә ғәриқ болди.
34 Тоңғузларни баққучиларму бу вақиәни көрүп у йәрдин қечип, шәһәр-йезиларда бу хәвәрни тарқатти. 35 Халайиқ зади немә иш болғанлиғини көргили чиқти; Әйсаниң алдиға кәлгәндә, шу йәрдә өзидин җинлар чиққан һелиқи адәмниң кийим-кечәкни кийип, әс-һоши җайида һалда Әйсаниң айиғи алдида олтарғинини көрди; улар қорқуп кетишти. 36 Бу вақиәни көргәнләрму җинлар чаплашқан адәмниң қандақ сақайтилғинини көпчиликкә тәсвирләп бәрди. 37 Андин Герасалиқларниң жутидикиләр вә әтрапидики барлиқ кишиләр униң уларниң арисидин кетишини өтүнүшти. Чүнки дәһшәтлик қорқунуч уларни басқан еди. Шуңа у кемигә чүшүп, қайтишқа йол алди. «Герасалиқлар» — яки «Гадарийлиқлар» яки «Гергәсәнлиқлар»  Рос. 16:39. 38 Амма җинлар өзидин чиқип кәткән һелиқи адәм униңға, Мән сән билән биллә кетәй, — дәп ялвурди.
Лекин у уни йолға селип:Мар. 5:18.
39 — Өйүңгә қайтип берип, Худаниң саңа шунчә чоң ишларни қилип бәргәнлигини йәткүзгин, — деди.
У адәм қайтип берип, пүткүл шәһәрни арилап, Әйсаниң өзигә шунчә чоң ишларни қилип бәргәнлигини елан қилди.
 
Тирилдүрүлгән қиз, сақайтилған аял
Мат. 9:18-26; Мар. 5:21-43
40 Әйса қайтип кәлгинидә, шундақ болдики, халайиқ уни хошаллиқ билән қарши елишти; чүнки һәммәйлән униң қайтип келишини күтүп туратти. «Әйса қайтип кәлгинидә» — бәлким көлниң удулидики қашқа қайтқанда. 41 Вә мана, бир киши, синагогниң чоңи болған Яирус исимлиқ кишиму Әйсаниң алдиға келип айиғиға өзини етип, униң өйигә беришини өтүнди. Мат. 9:18; Мар. 5:22. 42 Чүнки униң он икки яшлиқ ялғуз қизи сәкратта еди.
Әйса у йәргә барғинида, топ-топ кишиләр униң әтрапиға зич олишип уни қистишатти. 43 Арисида хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял бар еди; у бар-йоқини тевипларға хәҗләп түгәткән болсиму, һеч қайсисидин шипа тапмиған екән. Лав. 15:25; Мат. 9:20; Мар. 5:25. 44 У Әйсаниң арқисидин келип, униң тониниң пешини силивиди, шуан хун тохтиди.
45 Әйса: — Маңа қол тәккүзгән ким? — дәп сориди.
Һәммәйлән инкар қилғанда, Петрусму вә униң билән болғанларму:
— Устаз, халайиқ топ-топ болуп төрт әтрапиңни олишип, сени қистишиватқан йәрдә, сән «Маңа тәккән ким?», дәп сорайсәнғу? — деди.
46 Лекин Әйса:
— Яқ! Бириси маңа тәгди; чүнки вуҗудумдин қудрәтниң чиқип кетиватқинини сәздим, — деди.
47 Һелиқи аял өзиниң йошуруп қалалмайдиғанлиғини билип, титригән һалда униң алдиға жиқилди вә көпчилик алдида өзиниң немә сәвәптин Әйсаға қол тәккүзгәнлигини, шундақла шуан қандақ сақайғанлигини ейтти.
48 Әйса униңға: — Жүрәклик бол, қизим, ишәшиң сени сақайтти! Аман-хатирҗәмлик билән маңғин! — деди. «Жүрәклик бол, қизим, ишәшиң сени сақайтти!» — бу аял немишкә шундақ қорқти? «Мат.» 9:22дики изаһатни көрүң.
49 У сөз қиливатқанда, синагог чоңиниң өйидин чиққан бирәйлән келип синагог чоңиға:
— Қизиңиз җан үзди. Әнди устазни кайитмиғин, — деди.Мар. 5:35.
50 Лекин Әйса буни аңлап униңға:
— Қорқмиғин! Пәқәт ишәштә бол, у сақийип кетиду, — деди.
51 У өйгә барғанда Петрус, Юһанна, Яқуп вә қизниң ата-анисидин башқа һеч кимниң өзи билән биллә өйгә киришигә рухсәт қилмиди. 52 У йәрдикиләр хәммиси қизға матәм тутуп жиға-зерә көтиривататти. Лекин у:
— Болди, жиғлимаңлар! Чүнки қиз өлмиди, пәқәт ухлап қапту! — деди.Юһ. 11:11.
53 Улар болса қизниң аллиқачан җан үзди дәп билгәчкә, уни мәсқирә қилди. 54 Лекин у уларни чиқириветип, қизниң қолидин тартип:
— Балам, орнуңдин тур, — дәп чақирди. 55 Қизниң роһи қайтип келип, у дәрһал орнидин турди. У қизға йегидәк бир немә беришни ейтти. 56 Қизниң ата-аниси интайин һәйран қелишти. Лекин у уларға бу ишни һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди.