15
Йоқалған қой вә яхши падичи тоғрисидики тәмсил
Мат. 18:12-14
1 Әнди баҗгирлар вә башқа гунакарларниң һәммиси униң сөзини аңлашқа униң әтрапиға олашмақта еди.■Мат. 9:10; Мар. 2:15; Луқа 5:29. 2 Лекин Пәрисийләр билән Тәврат устазлири ғудуңшуп:
— Бу адәм гунакарларни қарши алиду вә улар билән һәмдәстихан олтириду! — дейишти. 3 Шуңа у уларға муну тәмсилни сөзләп бәрди: □«шуңа у уларға муну тәмсилни сөзләп бәрди...» — «мошу тәмсил»: — бир тәмсил, демәк. 15-бапта үч тәмсилдәк көрүнсиму, әмәлийәттә үч тәмсил пәқәт бирла мәнини ипадиләйду. Шуңа уларни «бирла тәмсил» дәп қараймиз.
4 — Әгәр араңларда бирәйләнниң йүз туяқ қойи болуп, улардин бири жүтүп кәтсә, тохсән тоққузини чөлдә қоюп қоюп жүтүп кәткинини тапқичә издимәсму? 5 Уни тепивалғанда, шатланған һалда мүрисигә артиду; 6 андин өйигә елип келип, яр-бурадәрлири билән қолум-хошнилирини чақирип, уларға: «Мән жүткән қоюмни тепивалдим, мениң билән тәң шатлиниңлар!» дәйду. 7 Мән силәргә шуни ейтайки, шуниңға охшаш, товва қиливатқан бир гунакар үчүн әрштә зор хурсәнлик болиду; бу хурсәнлик товиға муһтаҗ болмиған тохсән тоққуз һәққаний кишидин болған хурсәнликтин көп артуқтур.■Луқа 5:32.
Йиттиргән тәңгә тоғрисидики тәмсил
8 — Яки бир аялниң он күмүч динари болуп, бир динарни йоқитип қойса, чирақни йеқип, таки уни тапқичә өйни сүпүрүп, зән қоюп издимәсму?□«бир аялниң он күмүч динари болуп...» — «күмүч динар» болса грек тилида «драқма». «драқма» бир динарға баравәр болған пул бирлиги. 9 Уни тапқанда яр-бурадәр, қолум-қошнлирини чақирип, уларға: «Мениң билән тәң шатлиниңлар, чүнки мән йоқитип қойған динаримни тепивалдим» — дәйду. 10 Мән силәргә шуни ейтайки, шуниңға охшаш товва қиливатқан бир гунакар үчүн Худаниң пәриштилириниң арисида хурсәнлик болиду. □«товва қиливатқан ...» — товва қилиш әмәлийәттә (мәйли наһайити қисқа болсун) бир җәрян, әлвәттә. «Худаниң пәриштилириниң арисида» — грек тилида «Худаниң пәриштилириниң алдида». Бу ибаридин пуритилидуки, Худа Өзи «тәңгисини тапқан аял»дәк хурсән болиду вә пәриштиләрму униң хурсәнлигидин тәң бәһримән болиду.
Меһри-шәпқәтлик ата тоғрисидики тәмсил
11 У сөзини давам қилип мундақ деди:
— Мәлум бир адәмниң икки оғли бар екән. 12 Кичик оғли атисиға: «Әй ата, мал-мүлүктин тегишлик үлүшүмни һазирла маңа бәргин» дәп ейтипту. Вә у өз мал-мүлүклирини иккисигә тәқсим қилип берипту.□«Әй ата, мал-мүлүктин тегишлик үлүшүмни һазирла маңа бәргин» — демисәкму, бундақ тәләп еғир һөрмәтсизлик болиду. «Қөшумчә сөз»имизниму көрүң. «у өз мал-мүлүклирини иккисигә тәқсим қилип берипту» — «өз мал-мүлүклири» грек илида «униң һаятини» яки «униң тирикчилигини».
Тәврат қануни бойичә тунҗа оғлиға тәқсим қилинған мирас кәнҗисиниңкидин икки һәссә көп болиду. 13 Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту. У у йәрдә әйш-ишрәтлик ичидә турмуш кәчүрүп мал-дуниясини бузуп-чечипту. □«Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту» — «узун өтмәйла» (грек тилида «көп күн өтмәйла») — кәнҗи оғул тәливи түпәйлидин җәмиийәт алдида интайин нәпрәтлик болатти. 14 Дәл у бар-йоқини сәрп қилип түгәткән вақтида, у жутта қаттиқ ачарчилиқ болуп, у хеләла қисилчилиқта қапту. 15 Шуниң билән у берип, шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту; у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту. □«...шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту» — грек тилида ««.. шу жутниң бир пухрасиға қатнишипту» билән ипадилиниду. «у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту» — демисәкму, бу чошқиларниң егиси Йәһудий әмәс; бундақ хизмәт Йәһудий жигиткә нисбәтән интайин жиркиничлик болатти. 16 У һәтта қосиғини чошқиларниң йеми болған почақ шакили билән тойғузушқа тәқәзза бопту; лекин һеч ким униңға һеч нәрсә бәрмәпту.
Тәврат қануни бойичә тунҗа оғлиға тәқсим қилинған мирас кәнҗисиниңкидин икки һәссә көп болиду. 13 Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту. У у йәрдә әйш-ишрәтлик ичидә турмуш кәчүрүп мал-дуниясини бузуп-чечипту. □«Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту» — «узун өтмәйла» (грек тилида «көп күн өтмәйла») — кәнҗи оғул тәливи түпәйлидин җәмиийәт алдида интайин нәпрәтлик болатти. 14 Дәл у бар-йоқини сәрп қилип түгәткән вақтида, у жутта қаттиқ ачарчилиқ болуп, у хеләла қисилчилиқта қапту. 15 Шуниң билән у берип, шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту; у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту. □«...шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту» — грек тилида ««.. шу жутниң бир пухрасиға қатнишипту» билән ипадилиниду. «у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту» — демисәкму, бу чошқиларниң егиси Йәһудий әмәс; бундақ хизмәт Йәһудий жигиткә нисбәтән интайин жиркиничлик болатти. 16 У һәтта қосиғини чошқиларниң йеми болған почақ шакили билән тойғузушқа тәқәзза бопту; лекин һеч ким униңға һеч нәрсә бәрмәпту.
17 Ахир берип у һошини тепип: «Атамниң шунчә көп мәдикарлириниң алдидин йемәк-ичмәк ешип-тешип туриду; лекин мән болсам бу йәрдә ачлиқтин өләй дәп қалдим! 18 Орнумдин туруп, атамниң алдиға берип униңға: Әй ата, мән әршниң алдидиму вә сениң алдиңдиму гуна қилдим. 19 Әнди сениң оғлуң атилишқа лайиқ әмәсмән. Мени мәдикарлириң сүпитидә қобул қилғайсән! — дәймән» дәп ойлапту. 20 Шуниң билән орнидин туруп атисиниң алдиға қайтип меңипту. Лекин атиси жирақтинла уни көрүп униңға ичи ағритип, алдиға жүгүрүп чиқип, униң бойниға есилип уни сөйүп кетипту. □«Атиси жирақтинла уни көрүп униңға ичи ағритип, алдиға жүгүрүп чиқип...» — демисәкму, бу атиниң җәмиийәт алдида жүгүрүши, вә шундақла буни аз дәп оғлини қарши елишқа жүгүрүши «мөтивәр кишиниң салапитигә мувапиқ әмәс» дәп қарилатти. «Қөшумчә сөз»имизниму көрүң. ■Рос. 2:39; Әф. 2:12,17. 21 Оғли: «Ата, мән әршниң алдидиму, сениң алдиңдиму гуна қилдим. Әнди сениң оғлуң атилишқа лайиқ әмәсмән» — дәпту. 22 Бирақ атиси чакарлириға: «Дәрһал әң есил тонни әкелип униңға кийдүрүңлар, қолиға үзүк селиңлар, путлириға аяқ кийдүрүңләр; 23 вә бордақ топақни әкелип союңлар; андин убдан йәп, равурус тәбрикләйли! 24 Чүнки мениң бу оғлум өлгән еди, тирилди, жүтүп кәткән еди, тепилди!» — дәпту. Андин улар тәбрикләшкили башлапту.
25 Әнди чоң оғли етизға кәткән екән. У қайтип келиветип өйгә йеқин кәлгәндә нәғмә-нава билән уссулниң авазини аңлапту. 26 У чакарлардин бирини чақирип, униңдин немә иш болуватқинини сорапту.
27 Чакар униңға: Укаң кәлди вә атаң уни сақ-саламәт тепивалғанлиғи үчүн бордақ топақни сойди» дәпту. 28 Лекин чоң оғли хапа болуп, өйгә киргили унимапту. Вә атиси чиқип униң өйгә киришини өтүнүпту. 29 Амма у атисиға җавап берип: «Қара! Мән шунчә жилдин бери қулдәк хизмитиңдә болдум, әсла һеч бир әмриңдин чиқип бақмидим. Бирақ сән маңа әл-ағинилирим билән хуш қилғили һеч қачан бирәр оғлақму бәрмидиң! 30 Лекин сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп түгәткән бу оғлуң қайтип кәлгәндә, сән униң үчүн бордақ топақни союпсән» — дәпту. □«сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп түгәткән» — грек тилида «сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп йәвәткән». 31 Бирақ атиси йәнә униңға: «Әй оғлум, сән һәрдайим мениң йенимдисән вә мениң барлиғим сениңкидур. 32 Әнди тәбрикләп шатлинишқа лайиқтур; чүнки бу сениң укаң өлгән еди, тирилди, йоқилип кәткән еди, тепилди» — дәпту.□«Әнди тәбрикләп шатлинишқа лайиқтур; чүнки бу сениң укаң өлгән еди, тирилди, йоқилип кәткән еди, тепилди» — 15-баптики үч қисимлиқ тәмсилниң мол тәлими үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
- Луқа
- b «шуңа у уларға муну тәмсилни сөзләп бәрди...» — «мошу тәмсил»: — бир тәмсил, демәк. 15-бапта үч тәмсилдәк көрүнсиму, әмәлийәттә үч тәмсил пәқәт бирла мәнини ипадиләйду. Шуңа уларни «бирла тәмсил» дәп қараймиз.
- d «бир аялниң он күмүч динари болуп...» — «күмүч динар» болса грек тилида «драқма». «драқма» бир динарға баравәр болған пул бирлиги.
- e «товва қиливатқан ...» — товва қилиш әмәлийәттә (мәйли наһайити қисқа болсун) бир җәрян, әлвәттә. «Худаниң пәриштилириниң арисида» — грек тилида «Худаниң пәриштилириниң алдида». Бу ибаридин пуритилидуки, Худа Өзи «тәңгисини тапқан аял»дәк хурсән болиду вә пәриштиләрму униң хурсәнлигидин тәң бәһримән болиду.
- f «Әй ата, мал-мүлүктин тегишлик үлүшүмни һазирла маңа бәргин» — демисәкму, бундақ тәләп еғир һөрмәтсизлик болиду. «Қөшумчә сөз»имизниму көрүң. «у өз мал-мүлүклирини иккисигә тәқсим қилип берипту» — «өз мал-мүлүклири» грек илида «униң һаятини» яки «униң тирикчилигини». Тәврат қануни бойичә тунҗа оғлиға тәқсим қилинған мирас кәнҗисиниңкидин икки һәссә көп болиду.
- g «Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту» — «узун өтмәйла» (грек тилида «көп күн өтмәйла») — кәнҗи оғул тәливи түпәйлидин җәмиийәт алдида интайин нәпрәтлик болатти.
- h «...шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту» — грек тилида ««.. шу жутниң бир пухрасиға қатнишипту» билән ипадилиниду. «у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту» — демисәкму, бу чошқиларниң егиси Йәһудий әмәс; бундақ хизмәт Йәһудий жигиткә нисбәтән интайин жиркиничлик болатти.
- i «Атиси жирақтинла уни көрүп униңға ичи ағритип, алдиға жүгүрүп чиқип...» — демисәкму, бу атиниң җәмиийәт алдида жүгүрүши, вә шундақла буни аз дәп оғлини қарши елишқа жүгүрүши «мөтивәр кишиниң салапитигә мувапиқ әмәс» дәп қарилатти. «Қөшумчә сөз»имизниму көрүң.
- ~11~ «сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп түгәткән» — грек тилида «сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп йәвәткән».
- ~12~ «Әнди тәбрикләп шатлинишқа лайиқтур; чүнки бу сениң укаң өлгән еди, тирилди, йоқилип кәткән еди, тепилди» — 15-баптики үч қисимлиқ тәмсилниң мол тәлими үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
■15:1
-
Мат. 9:10; Мар. 2:15; Луқа 5:29.