24
«Чирақдан» вә «тәқдим нан ширәси тоғрисидики бәлгүлимиләр
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Исраилларға чирақ һемишә йениқ туруши үчүн зәйтундин соқуп чиқирилған сап майни саңа елип келишкә буйруғин. 3 Һарун җамаәт чедириниң ичидә, һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулидики пәрдиниң сиртида һәр кечиси әтигәнгичә Пәрвәрдигарниң алдида чирақларни шундақ пәрләп турсун. Бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болиду. □«һөкүм-гувалиқ сандуғи» — мошу йәрдә «һөкүм-гувалиқ» Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болған әһдисини көрситиду; Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, «һөкүм-гува» дәпму атилиду. Оқурмәнләргә аянки, шу әмирләр әһдә сандуғи ичидә сақлақлиқ таш тахтайлар үстидә пүтүклүк еди. Шуңа бәзидә сандуқ «һөкүм-гувалиқ сандуғи», ибадәт чедири болса, «һөкүм-гувалиқ чедири» дәп атилиду. 4 Һарун һемишә Пәрвәрдигарниң алдида бу чирақларни пак чирақданниң үстигә тизип қойсун.□«пак чирақдан» — яки «сап алтун чирақдан».
5 Сән йәнә есил буғдай унидин он икки тоғачни әткин. Һәр бир тоғач бир әфаһниң ондин иккисигә баравәр болсун. 6 Андин сән Пәрвәрдигарниң алдидики пак ширәниң үстигә алтидин икки қатар қилип тизғин. □«пак ширә» — яки «сап алтун ширә». 7 Һәр бир қатарниң үстигә сап мәстики қойғин; шуниң билән улар Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә, әсләтмә нан болиду.
8 Буларни у Исраилларға вакалитән һәр бир шабат күни Пәрвәрдигарниң алдида тизсун; бу әбәдий бир әһдидур. 9 Нанлар Һарун билән униң оғуллириға тәвә болиду; улар уларни муқәддәс җайда йесун; чүнки бу нәрсиләр Пәрвәрдигарға атап отта сунулған нәрсиләр ичидә «әң муқәддәсләрниң бири» дәп санилип, Һарунға тәвә болиду; бу әбәдий бир бәлгүлимидур.■Мис. 29:32; Лав. 8:31; 1Сам. 21:6; Мат. 12:4
Худаниң намиға күпүрлүк қилиш гунайиниң җазаси
10 Аниси Исраилий, атиси Мисирлиқ бир оғул бар еди. У Исраилларниң арисиға барди; у чедиргаһта бир Исраилий билән урушуп қалди. 11 Улар соқушқанда Исраилий аялниң оғли күпүрлүк қилип, Пәрвәрдигарниң намини булғап қарғиди. Хәлиқ уни Мусаниң алдиға елип барди. У кишиниң анисиниң исми Шеломит болуп, у Дан қәбилисидин болған Дибриниң қизи еди. □«муқәддәс нам» — мошу йәрдә ибраний тилида «муқәддәс нам» әмәс, пәқәт «Нам» дейилиду. Демәк, Пәрвәрдигарниң нами (16-айәтни көрүң). 12 Шуниң билән улар Пәрвәрдигарниң һөкүм буйруғи чиққичә у кишини солап қойди.□«...Пәрвәрдигарниң һөкүм буйруғи чиққичә,...» — ибраний тилида «...Пәрвәрдигарниң ағзиға қарап, у һөкүм чиқарғичә,...».
13 Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
14 Қарғиғучини чедиргаһниң ташқириға елип чиқиңлар. Униң ейтқинини аңлиғанларниң һәммиси қоллирини униң бешиға қойсун, андин пүткүл җамаәт бир болуп уни чалма-кесәк қилсун.
15 Һәмдә сән Исраилларға мундақ дегин: — Әгәр бирким өз Худасини һақарәтләп қарғиса өз гунайини тартиду. 16 Пәрвәрдигарниң намиға күпүрлүк қилған һәр қандақ киши өлүмгә мәһкүм қилинсун; пүткүл җамаәт чоқум бир болуп уни чалма-кесәк қилсун; мәйли у мусапир болсун яки йәрлик болсун, муқәддәс намға күпүрлүк қилса өлтүрүлсун.□«муқәддәс нам» — мошу йәрдә ибраний тилида пәқәт «Нам» дейилиду.
17 Әгәр бириси башқа бирисини уруп өлтүрсә, у өлүмгә мәһкүм қилинсун.
18 Бириси бир чарпайни өлтүрсә, униң үчүн һайванни төләп, җанға-җан төләп бәрсун.
19 Бирким өз хошнисини мәйип қилса, у өзгигә қандақ қилған болса, униң өзигиму шундақ қилинсун. 20 Бирәр әзаси сундуруветилгән болса, униңму сундурулсун; көзигә-көз, чишиға-чиш накар қилинсун; башқа кишини қандақ зәхимләндүргән болса уму һәм шундақ қилинсун.■Мис. 21:24; Қан. 19:21; Мат. 5:38
21 Кимдәким бир чарпайни өлтүрсә, чарпай төләп бәрсун; адәмни уруп өлтүргән киши болса, өлүм җазасиға мәһкүм қилинсун.
22 Силәрдә бирла қанун болсун. мусапир яки йәрлик болсун, баравәр муамилә қилинсун; чүнки Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
23 Муса Исраилларға шуларни деди; шуниң билән улар шу қарғиғучини чедиргаһниң ташқириға елип чиқип, чалма-кесәк қилди. Шундақ қилип, Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға әмир қилғинидәк қилди.
- Лавийлар
- a
-
«һөкүм-гувалиқ сандуғи» — мошу йәрдә «һөкүм-гувалиқ» Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болған әһдисини көрситиду; Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, «һөкүм-гува» дәпму атилиду. Оқурмәнләргә аянки, шу әмирләр әһдә сандуғи ичидә сақлақлиқ таш тахтайлар үстидә пүтүклүк еди. Шуңа бәзидә сандуқ «һөкүм-гувалиқ сандуғи», ибадәт чедири болса, «һөкүм-гувалиқ чедири» дәп атилиду.
- b «пак чирақдан» — яки «сап алтун чирақдан».
- c «пак ширә» — яки «сап алтун ширә».
- e «муқәддәс нам» — мошу йәрдә ибраний тилида «муқәддәс нам» әмәс, пәқәт «Нам» дейилиду. Демәк, Пәрвәрдигарниң нами (16-айәтни көрүң).
- f «...Пәрвәрдигарниң һөкүм буйруғи чиққичә,...» — ибраний тилида «...Пәрвәрдигарниң ағзиға қарап, у һөкүм чиқарғичә,...».
- ~7~ «муқәддәс нам» — мошу йәрдә ибраний тилида пәқәт «Нам» дейилиду.
■24:20 Мис. 21:24; Қан. 19:21; Мат. 5:38