Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
20
Өлүмгә лайиқ гуналар
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Сән Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — Әгәр Исраилларниң бири вә яки Исраил зиминида туруватқан мусапирларниң бири Моләк бутиға нәслиниң бирини беғишлиса, униңға өлүм җазаси берилиши керәк; зиминдикиләр уни чалма-кесәк қилсун. Лав. 18:21 3 Вә Мән Өз йүзүмни бу кишигә қарши қилимән, чүнки өзи өз әвлатлириниң бирини Моләк бутиға беғишлап муқәддәс җайимни паскина қилип, Мениң намимни булғиғини үчүн уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән. 4 Әгәр зиминда туруватқанлар өз нәслидин бирини Моләккә беғишлиғанда шу кишигә көзлирини жумуп, униң билән кари болмиса, шундақла уни өлтүрмисә, 5 Мән Өзүм йүзүмни у киши билән униң аилисигә қарши қилимән, уни вә униңға әгишип бузуқчилиқ қилғучилар, йәни Моләкниң кәйнидин жүрүп бузуқчилиқ қилғучиларниң һәммисини өз хәлқидин үзүп ташлаймән.«өз хәлқидин үзүп ташлаймән» — бу ибарә адәттә адәмниң Худаниң беваситә җазаси билән дуниядин җуда қилинишини көрситиду.
6 Җинкәшләр билән сеһиргәрләргә тайинип, уларниң кәйнигә кирип бузуқчилиқ қилип жүргүчиләр болса, Мән йүзүмни шу кишиләргә қарши қилип, уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.Лав. 19:31
7 Шуңа өзүңларни пак қилип муқәддәс болуңлар, чүнки Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән. Лав. 11:44; 19:2; 1Пет. 1:16 8 Қанун-бәлгүлимилиримни тутуп, уларға әмәл қилиңлар; Мән болсам силәрни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигардурмән.
9 Әгәр бирким өз атиси яки анисини қарғиса, уларға өлүм җазаси берилмисә болмайду; чүнки у өз ата-анисини қарғиғини үчүн өз қени өз бешиға чүшкән болиду.Мис. 21:17; Пәнд. 20:20; Мат. 15:4
10 Әгәр бирким башқисиниң аяли билән зина қилса, йәни өз хошнисиниң аяли билән зина қилса, зина қилған әр билән аял иккиси өлүм җазасини тартмиса болмайду.Лав. 18:20; Қан. 22:22; Юһ. 8:5
11 Әгәр бириси атисиниң аяли билән ятса, өз атисиниң әвритигә тәккән болиду; улар иккиси өлүм җазасини тартмиса болмайду; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.«атисиниң аяли» — мошу йәрдә өгәй аниси яки атисиниң тоқилини көрситиду.  Лав. 18:8
12 Бириси өз келини билән ятса, иккиси ипласлиқ қилғини үчүн өлүм җазасини тартмиса болмайду; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.Лав. 18:15
13 Бириси аял киши билән ятқандәк әр киши билән ятса иккиси жиркиничлик иш қилған болиду; уларға өлүм җазаси берилмисә болмайду. Өз қени өз бешиға чүшкән болиду.Лав. 18:22
14 Әгәр бириси қизи билән анисини қошуп хотунлуққа алса пәсәндилик қилған болиду. Әр билән икки аял отта көйдүрүлсун. Шуниң билән араңларда һеч пәсәндилик иш болмайду.«бириси қизи билән анисини қошуп хотунлуққа алса» — яки «... бириси қизи билән анисини қошуп улар билән зина қилип ятса...». «отта көйдүрүлүш» — улар боғузланғандин кейин, әлвәттә. Бу җаза болса уларни дәпнә қилиниш имтиязидин мәһрум қилиду.  Лав. 18:17
15 Бириси бир һайван билән мунасивәт өткүзсә, у өлүм җазасини тартсун, һайванниму өлтурүңлар.Лав. 18:23
16 Әгәр аял киши бир һайванниң қешиға берип мунасивәт қилдурса, аял билән һайванниң иккисини өлтүрүңлар; өз қени өз бешиға чүшкән болиду.
17 Бириси ача-сиңлисини, йәни атисидин яки анисидин болған қизни елип, әвритигә тәгсә вә бу қизму униң әвритигә тәгсә уятлиқ иш болиду; шуниң үчүн әр-аял иккиси өз хәлқиниң көз алдидин үзүп ташлансун; у өз һәдә яки сиңлисиниң әвритигә тәккәчкә, өз қәбиһлиги өз бешиға чүшкән болиду.Лав. 18:9
18 Бириси адәт көргән ағриқ вақтида бир аял билән биргә йетип, униң әвритигә тәгсә, ундақта у униң қан мәнбәсигә тәккән, аялму қан мәнбәсини ечип бәргән болуп, иккиси өз хәлқидин үзүп ташлиниду.Лав. 18:19
19 Сән өз анаңниң ача-сиңлиси вә атаңниң ача-сиңлисиниң әвритигә тәгмә; чүнки кимки шундақ қилса йеқин туққининиң әвритигә тәккән болиду; улар иккилисиниң өз қәбиһлиги өз бешиға чүшкән болиду.Лав. 18:12,13
20 Бириси тағисиниң аяли билән ятса тағисиниң әвритигә тәккән болиду; иккилиси өз гунайини өз бешиға алиду; улар пәрзәнтсиз өлиду.Лав. 18:14
21 Бириси ака-инисиниң аялини алса паскина бир иш болиду. У өз биртуққан ака-инисиниң әвритигә тәккән болиду; улар иккилиси пәрзәнтсиз қалиду.«....У өз биртуққан ака-инисиниң әвритигә тәккән болиду; улар иккилиси пәрзәнтсиз қалиду» — 18-19-бапларда агаһ қилған гуналарниң җазалири 20-бапта көрситилгән болуп, бу җазаларниң түрлири сәккиз хил: — (1) өлүм җазаси (намәлум йол билән); (2) чалма-кесәк қилиш (мәсилән, 1-айәт); (3) «өз хәлқидин үзүп ташлиниш» — Худаниң бир кишини беваситә җазалап уни бу дуниядин җуда қилиши; (4) «униң қени униң бешиға чүшиду» — намәлум йол билән Худа тәрипидин өлүм җазаси берилиду; (5) дәпнә қилинмай отта көйдүрүлүш (боғузланғандин кейин); (6) «хәлиқниң көз алдидин үзүп ташлиниш» — бу хәлиқниң көз алдида Худа тәрипидин намәлум йол билән өлүм җазасиға тартилиш; (7) «өз гунайи өз бешиға чүшкән болиду» — буниңда, бәлким, Худаниң шу кишигә беваситә мувапиқ амма намәлум бир җазани чүшүрүши; (8) әвлатсиз қалдуруш.  Лав. 18:16
 
Паклиқ, муқәддәслик, итаәтмәнлик
22 Силәр Мениң барлиқ қанун бәлгүлимилирим билән барлиқ һөкүмлиримни тутуп, буниңға мувапиқ әмәл қилиңлар; болмиса, Мән силәрни елип берип турғузидиған зимин силәрни қусуп чиқириветиду. Лав. 18:26 23 Силәр Мән алдиңлардин һайдиветидиған әлләрниң рәсим-қаидилири бойичә маңсаңлар болмайду; чүнки улар бу жиркиничлик ишларниң һәммисини қилип кәлди, вә шуниң үчүн улар Маңа жиркиничлик болди. Лав. 18:3,30 24 Шуниң үчүн Мән силәргә: «Силәр уларниң зиминини мирас қилип алисиләр; Мән шу сүт билән һәсәл ақидиған зиминни силәргә беримән», дәп ейтқан едим; силәрни башқа хәлиқләрдин айрим қилған Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән. Мис. 3:8 25 Шуңа силәр пак вә напак чарпайларни пәриқ етип, пак вә напак учар-қанатларни тонуп, Мән силәр үчүн айрип, напак қилип бекитип бәргән җаниварларниң ичидин һәр қандиқи, чарпай яки учар-қанат болсун яки йәрдә өмилигүчи җанивар болсун, уларниң һеч бири билән өзүңларни напак қилмаңлар. Лав. 11:2; Қан. 14:4 26 Силәр Маңа хас пак-муқәддәс болушуңлар керәк; чүнки Мән Пәрвәрдигар пак-муқәддәстурмән, силәрни Маңа хас болсун дәп барлиқ әлләрдин айрим қилғанмән.
 
Җинкәш-җадугәрләрдин агаһ болуш тоғрилиқ
27 Җинкәш яки сеһиргәр болған һәр қандақ әр яки хотун кишигә өлүм җазаси берилмисә болмайду; хәлиқ уларни чалма-кесәк қилсун; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.Қан. 18:10; 1Сам. 28:7