18
Итаәтмән хәлиқ болуш — мәнъий қилинған җинсий мунасивәтләр
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: — 2 Сән Исраилларға мундақ дегин: — «Мән болсам Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән. 3 Силәр илгири турған Мисир зиминидикидәк ишларни қилмаңлар вә яки Мән силәрни елип баридиған Қанаан зиминидикидәк ишларни қилмаңлар; уларниң рәсим-адәтлиридә жүрмәңлар, 4 бәлки Мениң һөкүмлиримгә әмәл қилип, қанун бәлгүлимилиримни тутуп шу бойичә меңиңлар. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән. 5 Силәр чоқум Мениң бәлгүлимилирим билән һөкүмлиримни тутушуңлар керәк; инсан уларға әмәл қилидиған болса уларниң сәвәвидин һаятта болиду. Мән Пәрвәрдигардурмән.□«һаятта болиду» — әһмийәтлик, һәқиқий роһий һаятта. ■Әз. 20:11,13; Рим. 10:5; Гал. 3:12
6 — Һеч ким өзигә йеқин туққан болған аялға йеқинлиқ қилип әвритини ачмисун. Мән Пәрвәрдигардурмән.
7 Анаңниң әвритигә тәгмә, бу атаңниң әвритигә тәккиниң болиду; у сениң анаң болғачқа униң әвритигә тәгсәң болмайду.□«әврәткә тегиш» — җинсий мунасивәт өткүзмәк (ибраний тилида «әврәтни ечиш» дегән сөз билән ипадилиниду). Ибраний тилида «анаңниң әвритини ачма, бу атаңниң әвритини ачқиниң». Худа алдида әр-хотун бир тән болғачқа, анисиниң әвритини ечиш атисиниң әвритини ачқанға баравәрдур. Мундақ қилмиш анисиғиму, атисиғиму чоң һөрмәтсизлик, әлвәттә.
8 Атаңниң аялиниң әвритигиму тәгмә, чүнки шундақ қилсаң атаңниң әвритигә тәккәндәк болиду.■Лав. 20:11; 1Кор. 5:1
9 Сән ача-сиңлиңниң, бир атидин болған яки бир анидин болған, яки шу өйдә туғулған яки башқа йәрдә туғулған болсун, униң әвритигә тәгмә.
10 Сән өз оғлуңниң қизи вә яки қизиңниң қизиниң әвритигә тәгмә; чүнки уларниң әврити сән өзүңниң әвритидур.
11 Сән атаңниң аялиниң қизиниң әвритигә тәгмә; у атаңдин туғулған, сениң ача-сиңлиң, шуңа униң әвритигә тәгмә.□«атаңниң аяли» — мошу йәрдә өгәй аниси яки атисиниң тоқилини көрситиду. ■Лав. 20:17
12 Сән атаңниң ача-сиңлисиниң әвритигиму тәгмә, чүнки у атаңниң биртуққинидур.■Лав. 20:19
13 Сән анаңниң ача-сиңиллириниң әвритигиму тәгмә, чүнки у анаңниң биртуққинидур.
14 Атаңниң ака-инилириниң аялиниң әвритигә тәгмә; уларниң аяллириға йеқинлиқ қилма; чүнки улар сениң һаммаңдур.■Лав. 20:20; Әз. 22:11
15 Сән келиниңниң әвритигә тәгмә; у сениң оғлуңниң аяли болғачқа, униң әвритигә тәгсәң болмайду.■Лав. 20:12
16 Сән ака-инилириңниң аялиниң әвритигә тәгмә; чүнки бу өз ака-инилириңниң әвритигә тәккәндәк болиду.■Лав. 20:21
17 Сән бир аялға вә шуниң билән биргә униң қизиниң әвритигә тәгмә; шундақла униң оғлиниң қизи вә қизиниң қизиниму хотунлуққа елип әвритигә тәгмә. Улар бир-биригә йеқин туққан болғачқа, мундақ иш пәсәндиликтур.■Лав. 20:14
18 Сән аялиң һаят вақтида, униң ача-сиңлисини хотунлуққа елип әвритигә тәгмә. Ундақ қилсаң хотунуңға күндәшлик азавини кәлтүрисән.
19 Сән бир аялниң адәт көрүп напак турған вақтида йеқинлиқ қилип әвритигә тәгмә.□«адәт көрүп» — ибраний тилида «айрим һаләттә болуп» дегән сөзләр билән ипадилиниду. ■Лав. 20:18
20 Сән өз хошнаңниң аяли билән зина қилип өзүңни униң билән напак қилма.■Лав. 20:10; Қан. 22:22; Юһ. 9:5
21 Сән өз нәслиңдин һеч бирини Моләк мәбудиға атап оттин өткүзсәң қәтъий болмайду. Әгәр шундақ қилсаң Худайиңниң намини напак қилған болисән. Мән Өзүм Пәрвәрдигардурмән.□«Сән өз нәслиңдин һеч бирини ... оттин өткүзсәң қәтъий болмайду» — «оттин өткүзүш» инсаний қурбанлиқларни көрсәтсә керәк. ■Лав. 20:2; Қан. 18:10; 2Пад. 17:17; 23:10
22 Сән аяллар билән биргә болғандәк әр киши билән биргә болма. Бу иш жиркиничликтур.■Лав. 20:13
23 Сән һеч һайван билән мунасивәт қилип өзүңни напак қилма; шуниңдәк аял кишиму мунасивәт қилдуруш үчүн бир һайванниң алдиға бармисун. Бу иш ипласлиқтур.■Лав. 20:15,16
24 Силәр бу ишларни қилип өзүңларни напак қилмаңлар, чүнки мән силәрниң алдиңлардин чиқириватқан таипиләр болса шундақ ишларни қилип өзлирини напак қилған 25 вә зиминиму напак болғандур. Буниң үчүн Мән у зиминниң қәбиһлигини өз бешиға чүшүримән, шуниңдәк у зиминму өзидә туруватқанларни қусуп чиқириветиду.
26 Лекин силәр болсаңлар Мениң бәлгүлимилирим билән һөкүмлиримни тутуңлар; силәрдин һеч ким, мәйли йәрлик яки араңларда туруватқан яқа жутлуқ болсун бу жиркиничлик ишлардин һеч бирини қилмисун ■Лав. 20:22 27 (чүнки бу барлиқ жиркиничлик ишларни силәрдин илгири шу зиминда турған хәлиқ қилип кәлгәчкә, зиминниң өзи напак болуп қалди). 28 Шундақ қилип зиминни напак қилсаңлар, зимин өзи силәрдин илгири өзидә турған әлләрни қусуп чиқарғандәк, силәрниму қусуп чиқириветиду. 29 Чүнки бу жиркиничлик ишларниң һәр қандиқини қилғучи, — мундақ қилмишларни қилған һәр қандақ киши өз хәлқи арисидин үзүп ташлиниду.□«өз хәлқидин үзүп ташлиниду» — 17-бап, 5-айәт вә униң изаһатини көрүң.
30 Силәр Мән силәргә тапилиғинимға әмәл қилишиңлар зөрүрдур; — демәк, силәр өзүңлардин илгири өткәнләр тутқан шу жиркиничлик рәсим-қаидиләрни тутуп, өзүңларни напак қилмаслиғиңлар керәк. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
- Лавийлар
- a
-
«һаятта болиду» — әһмийәтлик, һәқиқий роһий һаятта.
- c «әврәткә тегиш» — җинсий мунасивәт өткүзмәк (ибраний тилида «әврәтни ечиш» дегән сөз билән ипадилиниду). Ибраний тилида «анаңниң әвритини ачма, бу атаңниң әвритини ачқиниң». Худа алдида әр-хотун бир тән болғачқа, анисиниң әвритини ечиш атисиниң әвритини ачқанға баравәрдур. Мундақ қилмиш анисиғиму, атисиғиму чоң һөрмәтсизлик, әлвәттә.
- e «атаңниң аяли» — мошу йәрдә өгәй аниси яки атисиниң тоқилини көрситиду.
- ~12~ «адәт көрүп» — ибраний тилида «айрим һаләттә болуп» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
- ~15~ «Сән өз нәслиңдин һеч бирини ... оттин өткүзсәң қәтъий болмайду» — «оттин өткүзүш» инсаний қурбанлиқларни көрсәтсә керәк.
- ~20~ «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» — 17-бап, 5-айәт вә униң изаһатини көрүң.
■18:5 Әз. 20:11,13; Рим. 10:5; Гал. 3:12