12
Аял кишиниң туғуттин кейинки «паклиниши»
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — «Аял киши һамилдар болуп оғул туғса, адәт көрүп ағриқ болған күнлиридикидәк йәттә күнгичә напак саналсун. □«адәт көрүп ағриқ болған күнлири» — ибраний тилида «айрим туруш күнлири». Қиз-аяллар адәт көргән вақтида «напак» һесаплинип, ери билән биллә болса ериму кәч киргичә «напак» һесаплиниду, шундақла муқәддәс ибадәтханиға кирсә яки қурбанлиқларниң гөшлиридин йесә болмайду. Лекин Тәврат-Инҗил бойичә һәр қандақ вақитларда Худаниң хәлқи дуа-ибадәт қилса боливериду! 3 Сәккизинчи күни оғли болса хәтнә қилинсун. □«хәтнә қилинсун» — ибраний тилида «униң хәтнилиги кесилсун» дегән сөзләр билән ипадилиниду. ■Яр. 17:12; Луқа 1:59; 2:21; Юһ. 7:22 4 Аял болса шуниңдин кейин оттуз үч күнгичә «қан паклиниш»та турсун; паклиниш күнлири тамам болмиғичә һеч бир муқәддәс нәрсигә тәгмисун, муқәддәс җайғиму кирмисун. □«шуниңдин кейин оттуз үч күнгичә «қан паклиниш»та турсун» — аял өз еригә йеқинлишиш тәрәптә «пак» һесаплинатти, лекин муқәддәс чедирға кирип қурбанлиқ қилишқа болмайтти. 5 Әгәр у қиз туғса ундақта адәт күнлиридикидәк икки һәптигичә напак туруп, андин атмиш алтә күнгичә «қан паклиниш»та турсун.
6 Мәйли оғул яки қиз туғсун, қан паклиниш күнлири тамам болғандин кейин у аял көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир яшқа киргән қозини, гуна қурбанлиғи үчүн бир бачка яки пахтәкни елип җамаәт чедириниң кириш ағзиға, каһинниң қешиға кәлтүрсун. 7 Каһин уни Пәрвәрдигарниң алдида сунуп, шу аял үчүн кафарәт кәлтүриду; шуниң билән у хунидин пак болиду. Оғул яки қиз туққан аял тоғрисидики қанун-бәлгүлимә мана шудур.
8 Әгәр униң қозиға қурби йәтмисә, у икки пахтәк яки икки бачка кәлтүрсун; уларниң бири көйдүрмә қурбанлиқ үчүн, йәнә бири гуна қурбанлиғи үчүн болиду; шу йол билән каһин униң үчүн кафарәт кәлтүриду; у аял пак болиду.□«Әгәр униң қозиға қурби йәтмисә...» — ибраний тилида: — «Әгәр униң қоза елишқа қоли қисқилиқ қилса...». «у аял пак болиду» — бу бабтики «аялларниң паклиғи» дегән тема тоғрилиқ көп уқушмаслиқлар болғачға, биз у тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
- Лавийлар
- a
-
«адәт көрүп ағриқ болған күнлири» — ибраний тилида «айрим туруш күнлири». Қиз-аяллар адәт көргән вақтида «напак» һесаплинип, ери билән биллә болса ериму кәч киргичә «напак» һесаплиниду, шундақла муқәддәс ибадәтханиға кирсә яки қурбанлиқларниң гөшлиридин йесә болмайду. Лекин Тәврат-Инҗил бойичә һәр қандақ вақитларда Худаниң хәлқи дуа-ибадәт қилса боливериду!
- b «хәтнә қилинсун» — ибраний тилида «униң хәтнилиги кесилсун» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
- d «шуниңдин кейин оттуз үч күнгичә «қан паклиниш»та турсун» — аял өз еригә йеқинлишиш тәрәптә «пак» һесаплинатти, лекин муқәддәс чедирға кирип қурбанлиқ қилишқа болмайтти.
- ~5~ «Әгәр униң қозиға қурби йәтмисә...» — ибраний тилида: — «Әгәр униң қоза елишқа қоли қисқилиқ қилса...». «у аял пак болиду» — бу бабтики «аялларниң паклиғи» дегән тема тоғрилиқ көп уқушмаслиқлар болғачға, биз у тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.