6
Аюп йәнә сөзләйду — «Мениң дадлишим һәқ»
1 Аюп җававән мундақ деди: —
2 «Аһ, мениң дәрдлик зарлирим таразида өлчәнсә!
Аһ, бешимға чүшкән барлиқ балаю-қаза булар билән биллә таразиланса!□«... Аһ, бешимға чүшкән барлиқ балаю-қаза булар , йәни дәрдлик зарлирим билән биллә таразиланса!» — Аюпниң бу сөзи: «дәрдлик зарлирим» вә бешимға чүшкән бала-қазалар таразада селиштурулса, әмәлийәттә мениң зарлиримниң аз екәнлиги көрүниду, дегән мәнини өз ичигә елиши мүмкин.
3 Шундақ қилинса у һазир деңиздики қумдин еғир болуп чиқиду;
Шуниң үчүн сөзлирим тәлвиләрчә болуватиду.[b]
4 Чүнки Һәммигә Қадирниң оқлири маңа санҗилип ичимдә туруватиду,
Уларниң зәһирини роһум ичмәктә,
Тәңриниң вәһимилири маңа қарши сәп түзүп һуҗум қиливатиду.□«Уларниң зәһирини роһум ичмәктә» — яки, «Уларниң зәһәри роһумни йәп кетиду». [d]
5 Явайи ешәк от-чөп тапқанда һаңрамду?
Кала болса йәм-хәшәк үстидә мөрәмду?
6 Туз болмиса тәмсиз нәрсини йегили боламду?
Хам тухумниң еқиниң тәми барму?
7 Җеним уларға тәгсиму сәскинип кетиду,
Улар маңа жиркиничлик тамақ болуп туюлиду.
8 Аһ, мениң тәшна болғиним кәлсиди!
Тәңри интизаримни иҗабәт қилсиди!
9 Аһ, Тәңри мени янчип ташлисун!
У қолини қоюветип җенимни үзүп ташлашқа мувапиқ көрсиди!
10 Шундақ болса, маңа тәсәлли болатти,
Һәтта рәһимсиз ағриқларда қийналсамму, шатлинаттим;
Чүнки Муқәддәс Болғучиниң сөзлиридин танмиған болаттим!□«Һәтта ... шатлинаттим; чүнки Муқәддәс Болғучиниң сөзлиридин танмиған болаттим!» — Аюпниң бундақ ойлиши: «Әгәр һазир Худа мениң җенимни алса, мән Униңдин йүз өрүмигән мана мошу чағдила алса боптикән; бирақ бу азап-оқубәтләр давамлаштурулса, мәндә немә өзгиришләр болар, мән Худадин танимәнму қандақ? Шуңа яхшиси У һазир мени әпкәтсә, қаттиқ бир зәрбә билән әпкәтсә мәйли» дегәндәк мәнини бериду.
11 Мәндә өлүмни күткидәк йәнә қанчилик мағдур қалди?
Мениң сәвир-тақәтлик болуп һаятимни узартишимниң немә нәтиҗиси болар?
12 Мениң күчүм таштәк чиңму?
Мениң әтлирим мистин ясалғанмиди?
13 Өзүмгә ярдәм бәргидәк мағдурум қалмиди әмәсму?
Һәр қандақ әқил-тәдбир мәндин қоғливетилгән әмәсму?
Бурадәрлириниң Аюпни дағда қоюши
14 Үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур;
Болмиса у Һәммигә қадирдин қорқуштин ваз кечиши мүмкин.□«Үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур; болмиса ...» — айәтниң башқа бир нәччә тәрҗимилири бар. Буларниң бири: «Һәтта у Һәммигә Қадирдин қорқуштин айрилған болсиму, үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур».
15 Бирақ бурадәрлирим вақитлиқ «алдамчи ериқ» сүйидәк,
Маңа һелигәрлик билән муамилә қилмақта;
Улар сулири еқип түгигән ериққа охшайду.□«алдамчи ериқ» — чөл баяванда туюқсиз еқиштин тохтайдиған ериқ. Йолучиларниң мошундақ ериққа ишиниши интайин хәтәрлик, әлвәттә. 20-21-айәтләрни көрүң.
16 Еригән муз сулири ериққа киргәндә улар қаридап кетиду,
Қарлар уларниң ичидә йоқилип кетиду,
17 Улар пәсилниң иллиши билән қуруп кетиду;
Һава иссип кәткәндә, изидин йоқилип кетиду.□«Һава иссип кәткәндә, изидин йоқилип кетиду» — демәк, әң керәк болған вақитта бу ериқлар ғайип болиду.
18 Сәпәрдашлар маңған йолидин чиқип, ериққа бурулиду;
Улар ериқни бойлап меңип, чөлдә езип өлиду.
19 Темалиқ карванларму ериқ издәп маңди;
Шебалиқ содигәрләрму уларға үмүт билән қариди;□«Шебалиқ содигәрләрму уларға үмүт билән қариди» — яки «Шебалиқ содигәрләрму уларға учрашни үмүт қилатти».
20 Бирақ улар ишәнгинидин үмүтсизлинип номуста қалди;
Улар әшу йәргә келиши билән паракәндичиликкә учриди.
21 Мана силәр уларға охшаш маңа тайини йоқ болуп қалдиңлар;
Силәр қорқунучлуқ бир вәһимини көрүпла қорқуп кетиватисиләр.
22 Мән силәргә: «Маңа бериңлар»,
Яки: «Маңа мал-мүлүклириңлардин һәдийә қилиңлар?» — дегәнни қачан дәп баққан?□«Маңа мал-мүлүклириңлардин һәдийә қилиңлар?» — дегәнни қачан дәп баққан?» — Аюп у достлириға һеч қачан қәриздар болуп бақмиған. У: «Силәрдин пул яки мал-мүлүк күткиним йоқ, силәрдин күткиним пәқәт азрақ һесдашлиқ яки меһриванлиқ, халас» демәкчи.
23 Яки: «Мени езитқучиниң қолидин қутқузуңлар!»
Яки «Зораванларниң қолидин гөрүгә пул бәрсәңлар!» дәп баққанму?
24 Маңа үгитип қоюңлар, сүкүт қилимән;
Нәдә йолдин чиққанлиғимни маңа көрситип бериңлар.
25 Тоғра сөзләр немидегән өткүр-һә!
Бирақ әйиплириңлар зади немини испатлалайду?!□«Бирақ әйиплириңлар зади немини испатлалайду?» — шу вақитқичә Аюпниң үч дости арисидин пәқәт Елифаз сөз қилған. Аюп «әйиплириңлар» (көплүк шәкли) дегән сөзи билән уларға: «Силәр йенимға келиштин авал әһвалим тоғрилиқ тил бириктүрүвалған охшайсиләр» дәп пуритиватиду.
26 Үмүтсизләнгән кишиниң гәплири өтүп кетидиған шамалдәк турса,
27 Силәр житим-йесирларниң үстидә чәк ташлишисиләр!
Дост-бурадириңлар үстидә содилишисиләр!□«Дост-бурадириңлар үстидә содилишисиләр!» — башқа бир хил мәнаси: «Силәр дост-бурадәрләр үчүн ора колишисиләр».
28 Әнди маңа йүз туранә қарап беқиңлар;
Алдиңлардила ялған сөз қилаламдим?
29 Өтүнимән, болди қилиңлар, гуна болмисун;
Раст, қайтидин ойлап беқиңлар,
Чүнки өзүмниң тоғрилиғим таразида туриду.□«Чүнки өзүмниң тоғрилиғим таразида туриду» — яки: «Чүнки бу ишта һәқ мән тәрәптидур».
30 Тилимда хаталиқ барму?
Тилим яманлиқни зади теталмасму?
- Аюп
- a
-
«... Аһ, бешимға чүшкән барлиқ балаю-қаза булар , йәни дәрдлик зарлирим билән биллә таразиланса!» — Аюпниң бу сөзи: «дәрдлик зарлирим» вә бешимға чүшкән бала-қазалар таразада селиштурулса, әмәлийәттә мениң зарлиримниң аз екәнлиги көрүниду, дегән мәнини өз ичигә елиши мүмкин.
- b Пәнд. 27:3
- c «Уларниң зәһирини роһум ичмәктә» — яки, «Уларниң зәһәри роһумни йәп кетиду».
- d Зәб. 37:1-4
- e «Һәтта ... шатлинаттим; чүнки Муқәддәс Болғучиниң сөзлиридин танмиған болаттим!» — Аюпниң бундақ ойлиши: «Әгәр һазир Худа мениң җенимни алса, мән Униңдин йүз өрүмигән мана мошу чағдила алса боптикән; бирақ бу азап-оқубәтләр давамлаштурулса, мәндә немә өзгиришләр болар, мән Худадин танимәнму қандақ? Шуңа яхшиси У һазир мени әпкәтсә, қаттиқ бир зәрбә билән әпкәтсә мәйли» дегәндәк мәнини бериду.
- f «Үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур; болмиса ...» — айәтниң башқа бир нәччә тәрҗимилири бар. Буларниң бири: «Һәтта у Һәммигә Қадирдин қорқуштин айрилған болсиму, үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур».
- g «алдамчи ериқ» — чөл баяванда туюқсиз еқиштин тохтайдиған ериқ. Йолучиларниң мошундақ ериққа ишиниши интайин хәтәрлик, әлвәттә. 20-21-айәтләрни көрүң.
- h «Һава иссип кәткәндә, изидин йоқилип кетиду» — демәк, әң керәк болған вақитта бу ериқлар ғайип болиду.
- i «Шебалиқ содигәрләрму уларға үмүт билән қариди» — яки «Шебалиқ содигәрләрму уларға учрашни үмүт қилатти».
- j «Маңа мал-мүлүклириңлардин һәдийә қилиңлар?» — дегәнни қачан дәп баққан?» — Аюп у достлириға һеч қачан қәриздар болуп бақмиған. У: «Силәрдин пул яки мал-мүлүк күткиним йоқ, силәрдин күткиним пәқәт азрақ һесдашлиқ яки меһриванлиқ, халас» демәкчи.
- k «Бирақ әйиплириңлар зади немини испатлалайду?» — шу вақитқичә Аюпниң үч дости арисидин пәқәт Елифаз сөз қилған. Аюп «әйиплириңлар» (көплүк шәкли) дегән сөзи билән уларға: «Силәр йенимға келиштин авал әһвалим тоғрилиқ тил бириктүрүвалған охшайсиләр» дәп пуритиватиду.
- l «Үмүтсизләнгән кишиниң гәплири өтүп кетидиған шамалдәк турса,...» — Аюп бу гәплири билән өзүмниң бәзи сөзлиримниң һәддидин ешип кәткәнлигини билимән, дәп етирап қилған болса керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәр пәқәт сөзләрнила әйиплимәкчимусиләр, үмүтсизләнгән кишиниң гәплири наһайити өтүп кетидиған бир шамалдәкла дәп қаримақчисиләр?».
- m «Дост-бурадириңлар үстидә содилишисиләр!» — башқа бир хил мәнаси: «Силәр дост-бурадәрләр үчүн ора колишисиләр».
- n «Чүнки өзүмниң тоғрилиғим таразида туриду» — яки: «Чүнки бу ишта һәқ мән тәрәптидур».