5
Елифазниң сөзини давамлаштуруши
1 Қени, илтиҗа қилип бақ, саңа җавап қилғучи бармекин?
Муқәддәсләрниң қайсисидин панаһ тиләйсән?□«Муқәддәсләр» — мошу йәрдә бәлким муқәддәс пәриштиләрни көрситиду.
2 Чүнки ахмақниң аччиғи өзини өлтүриду,
Қәһри наданниң җениға замин болиду.□«Қәһри наданниң җениға замин болиду» — яки «Көрмәслиги наданниң җениға замин болиду».
Елифазниң бу сөзиниң мәнаси: Аюпниң аччиқлинип, Худаға қақшиши хәтәрлик иш; Худа униңға җавап кәлмигән йәрдә, Худа вә инсанниң арилиғида туридиған бир «келиштүргүчи»динму ярдәм тиләш пүтүнләй беһудә иш, дегәнлик болуши мүмкин.
Елифазниң бу сөзиниң мәнаси: Аюпниң аччиқлинип, Худаға қақшиши хәтәрлик иш; Худа униңға җавап кәлмигән йәрдә, Худа вә инсанниң арилиғида туридиған бир «келиштүргүчи»динму ярдәм тиләш пүтүнләй беһудә иш, дегәнлик болуши мүмкин.
3 Мән өз көзүм билән ахмақниң йилтиз тартқанлиғини көргәнмән;
Лекин шу һаман униң маканини «Ләнәткә учрайду!» дәп билдим,□«Лекин шу һаман униң маканини «ләнәткә учрайду!» дәп билдим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Лекин мән дәрһал униң маканиға ләнәт оқудум».
4 Униң балилири аманлиқтин жирақтур;
Улар шәһәр дәрвазисида сот қилинғанда бастурулди;
Уларға һеч ким һимайичи болмайду.
5 Униң һосулини ачлар йәп түгитиду;
Улар һәтта тикән арисида қалғанлириниму елип түгитиду;
Қилтақчиму униң мал-мүлүклирини жутувелишқа тәйяр туриду.
6 Чүнки аваричилик әзәлдин топидин үнүп чиқмайду,
Күлпәтму йәрдин өсүп чиққанму әмәс.
7 Бирақ учқун жуқуриға учидиғандәк,
Инсан күлпәт тартишқа туғулғандур.□«Инсан күлпәт тартишқа туғулғандур» — яки «Инсан җапа тартишқиму туғулғандур». Кириш сөзимиздә ейтқинимиздәк, оқурмәнләрниң есидә болсунки, Аюпниң үч достиниң бәргән пикирлиридә хелә көп хаталиқ йәрлири бар. Кейин Худа шу хата гәплири үчүн уларни әйипләйду. 42:7-9ни көрүң.
8 Орнуңда мән болсам, Тәңриғила мураҗиәт қилаттим,
Мән ишимни Худайимғила тапшуриветәттим.
9 У һесапсиз карамәтләрни,
Сан-санақсиз мөҗизиләрни яритиду.■Аюп 9:10; Зәб. 71:18; Рим. 11:33
10 У йәргә ямғур тәқдим қилиду;
У дала үстигә су әвәтип бериду.■Зәб. 103:10
11 У пәс орунда туридиғанларниң мәртивисини үстүн қилиду;
Матәм тутқанлар аманлиққа көтирилиду.■1Сам. 2:7; Зәб. 112:7, 8
12 У һейлигәрләрниң нийәтлирини бекар қиливетиду,
Нәтиҗидә улар ишини пүттүрәлмәйду.□«У һейлигәрләрниң нийәтлирини бекар қиливетиду, нәтиҗидә улар ишини пүттүрәлмәйду» — бу айәт Инҗилда («1Кор.» 1:19) расул Павлус тәрипидин нәқил кәлтүрүлгән, шуңа шүбһисизки уни тоғра дәп билимиз. ■Нәһ. 4:9; Зәб. 32:10; Йәш. 8:10
13 У мәккарларни өз һейлигәрлигидин қапқанқа алиду;
Әгирләрниң нәйрәңлири еқитип кетилиду.□«У мәккарларни өз һейлигәрлигидин қапқанқа алиду» — Елифазниң бу җүмлисиму Инҗилда («1Кор.» 3:19) расул Павлус тәрипидин нәқил кәлтүрүлгән, шуңа шүбһисизки униму тоғра дәп билимиз. ■1Кор. 3:19
14 Күндүздә улар қараңғулуққа учрайду;
Чүштә түн кечидәк силаштуруп маңиду.■Қан. 28:29
15 Бирақ у мискинләрни мәккарларниң қиличи вә ағзидин қутқузиду,
Уларни күчлүкләрниң чаңгилидин қудрәтлик қоли билән қутқузиду.
16 Шуңа, аҗизлар үчүн үмүт туғулиду,
Қәбиһлик ағзини юмиду.■Зәб. 106:42
17 Қара, Тәңри ибрәт бәргән адәм бәхитликтур,
Шуңа, Һәммигә Қадирниң тәрбийисигә сәл қарима җуму!■Пәнд. 3:11, 12; Ибр. 12:5; Яқ. 1:12; Вәһ. 3:19
18 Чүнки У адәмни яриландуриду, андин ярини таңиду;
У санҗийду, бирақ Униң қоллири йәнә сақайтиду.■Қан. 32:39; 1Сам. 2:6; Һош. 6:1
19 У сени алтә қийинчилиқтин қутқузиду;
Һәтта йәттә күлпәттә һеч қандақ яманлиқ саңа тәгмәйду.□«... алтә қийинчилиқ... йәттә күлпәттә ... » — бу «алтә... йәттә...» дегән ибарә «һәр хил..., һәр қандақ...» дегәнни билдүриду. ■Зәб. 90
20 Ачарчилиқта У сениң үлүмиңгә,
Урушта У саңа урулған қилич зәрбисигә ниҗаткар болиду.
21 Сән зәһәрлик тилларниң зәрбисидиму башпанаһлиқ ичигә йошурунисән,
Вәйранчилиқ кәлгәндә униңдин һеч қорқмайдиған болисән.
22 Вәйранчилиқ вә қәһәтчилик алдида күлүпла қойисән;
Йәр йүзидики һайванлардинму һеч қорқмайсән.
23 Сән даладики ташлар билән әһдидаш болисән;
Явайи һайванларму сән билән енақ өтиду.■Һош. 2:20
24 Сән чедириңниң теч-аманлиқта болидиғанлиғини билип йетисән;
Мал-мүлкүңни едитлисәң, һәммә немәңниң тәл екәнлигини байқайсән.
25 Нәслиң көп болидиғанлиғини,
Пәрзәнтлириңниң от-чөптәк көп екәнлигини билисән.□«Нәслиң көп болидиғанлиғини, пәрзәнтлириңниң от-чөптәк көп екәнлигини билисән» — Елифаз Аюпниң он балисидин һәм барлиқ мал-мүлкидин айрилип қалғанлиғини пүтүнләй есидин чиқирип қойғандәк қилатти.
26 Сән өз вақтидила йетилип жиғилған бир бағ буғдайдәк,
Пәқәт вақит-саитиң пишип йетилгәндила йәрлигиңгә кирисән.
27 Биз өзимиз буни тәкшүрүп көргәнмиз — улар һәқиқәтән шундақтур.
Шуңа өзүң аңлап бил, буларни өзүңгә тәтбиқлап ойлап бақ».
- Аюп
- a
-
«Муқәддәсләр» — мошу йәрдә бәлким муқәддәс пәриштиләрни көрситиду.
- b «Қәһри наданниң җениға замин болиду» — яки «Көрмәслиги наданниң җениға замин болиду». Елифазниң бу сөзиниң мәнаси: Аюпниң аччиқлинип, Худаға қақшиши хәтәрлик иш; Худа униңға җавап кәлмигән йәрдә, Худа вә инсанниң арилиғида туридиған бир «келиштүргүчи»динму ярдәм тиләш пүтүнләй беһудә иш, дегәнлик болуши мүмкин.
- c «Лекин шу һаман униң маканини «ләнәткә учрайду!» дәп билдим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Лекин мән дәрһал униң маканиға ләнәт оқудум».
- d «Инсан күлпәт тартишқа туғулғандур» — яки «Инсан җапа тартишқиму туғулғандур». Кириш сөзимиздә ейтқинимиздәк, оқурмәнләрниң есидә болсунки, Аюпниң үч достиниң бәргән пикирлиридә хелә көп хаталиқ йәрлири бар. Кейин Худа шу хата гәплири үчүн уларни әйипләйду. 42:7-9ни көрүң.
■5:9 Аюп 9:10; Зәб. 71:18; Рим. 11:33
■5:11 1Сам. 2:7; Зәб. 112:7, 8
- h «У һейлигәрләрниң нийәтлирини бекар қиливетиду, нәтиҗидә улар ишини пүттүрәлмәйду» — бу айәт Инҗилда («1Кор.» 1:19) расул Павлус тәрипидин нәқил кәлтүрүлгән, шуңа шүбһисизки уни тоғра дәп билимиз.
- ~10~ «У мәккарларни өз һейлигәрлигидин қапқанқа алиду» — Елифазниң бу җүмлисиму Инҗилда («1Кор.» 3:19) расул Павлус тәрипидин нәқил кәлтүрүлгән, шуңа шүбһисизки униму тоғра дәп билимиз.
■5:17 Пәнд. 3:11, 12; Ибр. 12:5; Яқ. 1:12; Вәһ. 3:19
- ~16~ «... алтә қийинчилиқ... йәттә күлпәттә ... » — бу «алтә... йәттә...» дегән ибарә «һәр хил..., һәр қандақ...» дегәнни билдүриду.
■5:19 Зәб. 90
- ~19~ «Нәслиң көп болидиғанлиғини, пәрзәнтлириңниң от-чөптәк көп екәнлигини билисән» — Елифаз Аюпниң он балисидин һәм барлиқ мал-мүлкидин айрилип қалғанлиғини пүтүнләй есидин чиқирип қойғандәк қилатти.