Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
41
1 Мана, «уни бойсундуримән» дегән һәр қандақ үмүт беһудиликтур;
Һәтта уни бир көрүпла, үмүтсизлинип йәргә қарап қалиду әмәсму?
2 Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур;
Ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?«Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур; ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?» — левиатан инсанға үгитидиған әң улуқ иш Худаниң Өз һәйвисини гәвдиләндүрүштур; инсанлар левиатанниң улуқлуғини һәм тилсим көркәмлигигә қарап Худадин әйминиши керәктур. Оқурмәнләрниң «қошумчә сөз»имизни көрүшини үмүт қилимиз.
3 Асман астидики һәммә нәрсә Мениң турса,
Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән,
Мән униңға қайтурушқа тегишликму?«Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «маңа ким авал бир нәрсә бәргән екән, андин «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән?».  [c]
4 Левиатанниң әзалири,
Униң зор күчи,
Униң түзүлүшиниң гөзәллиги тоғрилиқ,
Мән сүкүт қилип туралмаймән.
5 Ким униң савутлуқ тонини салдуруветәлисун?
Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?«...Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?» — башқа нәччә хил тәрҗимилири бар, мәсилән: — «...Ким униң икки қур чишлири ичигә киривалалисун?» яки «...Ким униңға жүгәнни йеқинлаштуралисун?».
6 Ким униң йүз дәрвазилирини ачалалисун?
Униң чишлири әтрапида вәһимә ятиду.
7 Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур,
Улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки,«Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур, улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Униң пүтүн дүмбиси қасирақлардур, улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки...»
8 Бир-биригә шамал кирмәс йеқин туриду.
9 Уларниң һәр бири өз һәмраһлириға чаплашқандур;
Бир-биригә зич йепиштурулған, һеч айрилмастур.
10 Униң чүшкүрүшлиридин нур чақнайду,
Униң көзлири сәһәрдики қапақтәктур.
11 Униң ағзидин отлар чиқип туриду;
От учқунлири сәкрәп чиқиду.
12 Қомуш гүлханға қойған қайнаватқан қазандин чиққан һордәк,
Униң бурун төшүгидин түтүн чиқип туриду;
13 Униң нәпәси көмүрләрни туташтуриду,
Униң ағзидин бир ялқун чиқиду.
14 Бойнида зор күч ятиду,
Вәһимә униң алдида сәкришип ойнайду.
15 Униң әтлири қат-қат бирләштүрүлүп чиң туриду;
Үстидики қасирақлири йепиштурулуп, мидирлимай туриду.
16 Униң жүриги бәәйни таштәк мустәһкәм туриду,
Һәтта түгмәнниң асти тешидәк мәзмут туриду.
17 У орнидин қозғалса, палванларму қорқуп қалиду;
Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду.«Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду» — башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.
18 Бириси қилични униңға тәккүзсиму, һеч үнүми йоқ;
Нәйзә, атарнәйзә вә яки чаңгақ болсиму бәрибир үнүмсиздур.
19 У төмүрни самандәк,
Мисни пор яғачтәк чағлайду.
20 Оқя болса уни қорқитип қачқузалмайду;
Салға ташлири униң алдида пахалға айлиниду.
21 Тоқмақларму пахалдәк һеч немә һесапланмайду;
У нәйзә-шәшбәрниң тәңлинишигә қарап күлүп қойиду.«шәшбәр» — беши тикәндәк болған узун бир хил нәйзә.
22 Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур;
У лай үстигә чоң тирна билән татилиғандәк из қалдуриду.«Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур» — яки «Униң асти қисми болса, бәәйни қийиқ ташлардур».
23 У деңиз-океанларни қазандәк қайнитиветиду;
У деңизни қазандики мәлһәмдәк варақшитиду;
24 У маңса маңған йоли пақирайду;
Адәм бужғунларни көрүп чоңқур деңизни аппақ чачлиқ бовай дәп ойлап қалиду.
25 Йәр йүзидә униң тәңдиши йоқтур,
У һеч қорқмас яритилған.
26 У бүйүкләрниң һәр қандиқиға җүръәт билән нәзәр селип, қорқмайду;
У барлиқ мәғрур һайванларниң падишасидур». «У барлиқ мәғрур һайванларниң падишасидур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У барлиқ мәғрур болғучиларниң падишасидур».
Оқурмәнләрниң левиатандин алған савақлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»дики сөһбитимизни көрүшини үмүт қилимиз.