21
Аюп йәнә сөз қилиду — Худаниң җаһанни идарә қилиши
1 Аюп җававән мундақ деди: —
2 «Гәплиримгә қулақ селиңлар,
Бу силәрниң маңа бәргән «тәсәллилириңлар»ниң орнида болсун!
3 Сөз қилишимға йол қойсаңлар;
Сөз қилғинимдин кейин, йәнә мазақ қиливериңлар!
4 Мениң шикайитим болса, инсанға қаритиливатамду?
Роһум қандақму бетақәт болмисун?
5 Маңа убдан қараңларчу? Силәр чоқум һәйран қалисиләр,
Қолуңлар билән ағзиңларни етивалисиләр.
6 Мән бу ишлар үстидә ойлансамла, вәһимигә чөмимән,
7 Немишкә яманлар яшивериду,
Узун өмүр көриду,
Һәтта зор күч-һоқуқлуқ болиду?■Зәб. 16:9-12; 72:12; Йәр. 12:1; Һаб. 1:16
8 Уларниң нәсли өз алдида,
Пәрзәнтлири көз алдида мәзмут өсиду,□«Уларниң , йәни яманларниң нәсли өз алдида, пәрзәнтлири көз алдида мәзмут өсиду» — Аюп Зофарниң бая қилған сөзлирини хуласә қилип, уларға рәддийә бериду; яманлар йоқалмайду, уларниң пәрзәнтлири «Өз байлиқлирини мискинләргә қайтуриду» әмәс, бәлки улар өз алдиға раваҗ тапиду.
9 Уларниң өйлири вәһимидин аман туриду,
Тәңриниң тайиғи уларниң үстигә тәгмәйду.
10 Уларниң калилири җүпләнсә уруқлимай қалмайду,
Иники мозайлайду,
Мозийиниму ташлимайду.
11 Рәзилләр кичик балилирини қой падисидәк талаға чиқиривериду,
Уларниң пәрзәнтлири тақлап-сәкрәп уссул ойнап жүриду.
12 Улар дап һәм чилтарға тәңкәш қилиду,
Улар нәйниң авазидин шатлиниду.
13 Улар күнлирини аватчилиқ ичидә өткүзиду,
Андин көзни жумуп ачқучила тәһтисараға чүшүп кетиду.□«Улар күнлирини аватчилиқ ичидә өткүзиду, андин көзни жумуп ачқучила тәһтисараға чүшүп кетиду» — Аюп бундақ яманлар өмүрвайәт азатиликтә яшиғандин кейин һеч азапланмай, һеч җазаланмай дуниядин кетиду, дәватиду. «Андин көзни жумуп ачқучила тәһтисараға чүшүп кетиду» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар хатирҗәмликтә тәһтисараға чүшиду».
14 Һәм улар Тәңригә: «Биздин нери бол,
Бизниң йоллириң билән тонушқимиз йоқтур!» — дәйду,■Аюп 22:17
15 — «Һәммигә Қадирниң хизмитидә болушниң әрзигидәк нәри барду?
Униңға дуа қилсақ бизгә немә пайда болсун?!».■Мис. 5:2; Мал. 3:14
16 Қараңлар, уларниң бәхити өз қолида әмәсму?
Бирақ яманларниң нәсиһити мәндин нери болсун!□«Қараңлар, уларниң бәхити өз қолида әмәсму?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Қараңлар, уларниң аватлиғи өз қоли билән кәлмәс» (аватлиғи Худадин кәлгән, демәкчи). ■Аюп 22:18
17 Яманларниң чириғи қанчә қетим өчиду?
Уларни өзлиригә лайиқ күлпәт басамду?
Худа ғәзивидин уларға дәрдләрни бөлүп берәмду?■Аюп 20:29; Зәб. 10:5-6
18 Улар шамал алдидики еңизға охшаш,
Қара қуюн учуруп кетидиған пахалға охшашла йоқамду?
19 Тәңри униң қәбиһлигини балилириға чүшүрүшкә қалдурамду?
Худа бу җазани униң өзигә бәрсун, униң өзи буни тетисун!
20 Өзиниң һалакитини өз көзи билән көрсун;
Өзи Һәммигә Қадирниң қәһрини тетисун!□«Һәммигә Қадирниң қәһрини тетисун!» — ибраний тилида «Һәммигә Қадирниң қәһрини ичсун!».
21 Чүнки униң бекитилгән жил-айлири түгигәндин кейин,
У қандақму йәнә өз өйдикилиридин һозур-һалавәт алалисун?
22 Тәңри каттиларниң үстидинму һөкүм қилғандин кейин,
Униңға билим үгитәләйдиған адәм бармидур?!□«каттилар» — ибраний тилида «алийлар». Бәлким мошу йәрдә пәриштиләрни көрситиши мүмкин. «Униңға билим үгитәләйдиған адәм бармидур?!» — Аюп уларниң «Яманлар тезла җазалиниду» дегәнлириниң натоғрилиғини испатлиған еди. Бирақ у һазир: «Силәрниң бу сөзлириңларда чиң туривелишиңлар «Худа бизниң пикримизни аңлап андин бу ишларни шундақ орунлаштуруши керәк» дегәнликкә баравәр» демәкчи. ■Йәш. 40:13; Рим. 11:34; 1Кор. 2:16
23 Бириси сақ-саламәт, пүтүнләй ғәм-әндишсиз, азатиликтә жиллири тошқанда өлиду;
24 Беқинлири сүт билән семиз болиду,
Устиханлириниң илиги хелә нәм туриду.
25 Йәнә бириси болса аччиқ арманда түгәп кетиду;
У һеч қандақ раһәт-парағәт көрмигән.
26 Улар билән биллә топа-чаңда тәң ятиду,
Қурутлар уларға чаплишиду.■Аюп 17:14
27 — Мана, силәрниң немини ойлаватқанлиғиңларни,
Мени қарилаш нийәтлириңларни билимән.□«... силәрниң немини ойлаватқанлиғиңларни, мени қарилаш нийәтлириңларни билимән» — достлириниң сөзлириниң көпинчиси даритма гәп; бирақ, хелә рошәнки, бу йәрдә Аюпқа қаритип һуҗум қилиниду.
28 Чүнки силәр мәндин: «Есилзадиниң өйи нәгә кәткән?
Рәзилләрниң турған чедирлири нәдидур?» дәп сораватисиләр.□«Силәр мәндин: «Есилзадиниң өйи нәгә кәткән?» дәп сораватисиләр» — уларниң мошу «есилзадә» дегини, шүбһисизки, Аюпни көрситиду. «Силәр мәндин: «... Рәзилләрниң турған чедирлири нәдидур?» дәп сораватисиләр» — Аюп йәнә мошу йәрдә: Силәрниң бу соаллириңлар мени даритип көрситидиғанлиғини билимән, дәватиду.
29 Силәр йолучилардин шуни соримидиңларму?
Уларниң шу баянлириға көңүл қоймидиңларму?□«Силәр йолучилардин шуни соримидиңларму?» — Зофар: «Ипласларниң хошаллиғи бирдәмликтур», шундақла бу иш «йәр йүзидә Адәм атимиз апиридә болғандин бери» һәммә адәмгә аян — дегән. Бирақ Аюп жирақ жутларға берип кәлгәнләрниң баянлири башқичә, дәйду.
30 Демәк, «Яман адәм палакәт күнидин сақлинип қалиду,
Улар ғәзәп күнидин қутулуп қалиду!» — дәйду.■Пәнд. 16:4
31 Ким рәзилниң тутқан йолини йүз туранә әйипләйду?
Ким униңға өз қилмиши үчүн тегишлик җазасини йегүзиду?
32 Әксичә, у һәйвәт билән йәрлигигә көтирип меңилиду,
Униң қәбри күзәт астида туриду.
33 Җилғиниң чалмилири униңға татлиқ билиниду;
Униң алдидиму сансиз адәмләр кәткәндәк,
Униң кәйнидинму барлиқ адәмләр әгишип бариду.
34 Силәр немишкә маңа қуруқ гәп билән тәсәлли бәрмәкчи?
Силәрниң җаваплириңларда пәқәт сахтилиқла тепилиду! □«Силәр немишкә маңа қуруқ гәп билән тәсәлли бәрмәкчи? Силәр йолучилардин шуни соримидиңларму?» — оқурмәнләр байқисунки, Аюпниң үч дости авал сәл еғир-бесиқрақ сөз қилиду, андин гәп қилғансери аччиқ һәм тәлвәлик билән сөзләйду; Аюп болса авал интайин тәлвиләрчә вә җиддийлиқта сөз қилған болсиму, лекин униң сөзлири барғансери тәмкин болиду.
- Аюп
- a
-
«Мән бу ишлар үстидә ойлансамла, вәһимигә чөмимән, пүтүн әтлиримни титрәк басиду» — Аюпниң бундақ қорқуп кетиши униң төвәндики сөзлири билән чүшәндүрүлиду. Аюп таки өзини палакәт басқанға қәдәр Худани Һәммигә Қадир, пүтүнләй адил һәм пүтүнләй меһриван дәп ишинип кәлгән еди. Бирақ у әндиликтә башқа бир қорқунучлуқ еһтималлиққа йүзлинишкә мәҗбур болувататти. Худа растинла адаләтлик, растинла яхшиму? Җаһандики бәзи әһваллар буниңға тәтүр гувалиқ бериватқандәк қилатти. Яман адәмләр бейип китиватиду, дурус адәмләр езиливатиду. Худа бу ишларға писәнт қилмамду? У әслидә тәсәввур қилмиған бу еһтималлиқлар уни һазир интайин қорқитивататти.
- c «Уларниң , йәни яманларниң нәсли өз алдида, пәрзәнтлири көз алдида мәзмут өсиду» — Аюп Зофарниң бая қилған сөзлирини хуласә қилип, уларға рәддийә бериду; яманлар йоқалмайду, уларниң пәрзәнтлири «Өз байлиқлирини мискинләргә қайтуриду» әмәс, бәлки улар өз алдиға раваҗ тапиду.
- d «Улар күнлирини аватчилиқ ичидә өткүзиду, андин көзни жумуп ачқучила тәһтисараға чүшүп кетиду» — Аюп бундақ яманлар өмүрвайәт азатиликтә яшиғандин кейин һеч азапланмай, һеч җазаланмай дуниядин кетиду, дәватиду. «Андин көзни жумуп ачқучила тәһтисараға чүшүп кетиду» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар хатирҗәмликтә тәһтисараға чүшиду».
- g «Қараңлар, уларниң бәхити өз қолида әмәсму?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Қараңлар, уларниң аватлиғи өз қоли билән кәлмәс» (аватлиғи Худадин кәлгән, демәкчи).
- j «Һәммигә Қадирниң қәһрини тетисун!» — ибраний тилида «Һәммигә Қадирниң қәһрини ичсун!».
- ~11~ «каттилар» — ибраний тилида «алийлар». Бәлким мошу йәрдә пәриштиләрни көрситиши мүмкин. «Униңға билим үгитәләйдиған адәм бармидур?!» — Аюп уларниң «Яманлар тезла җазалиниду» дегәнлириниң натоғрилиғини испатлиған еди. Бирақ у һазир: «Силәрниң бу сөзлириңларда чиң туривелишиңлар «Худа бизниң пикримизни аңлап андин бу ишларни шундақ орунлаштуруши керәк» дегәнликкә баравәр» демәкчи.
- ~14~ «... силәрниң немини ойлаватқанлиғиңларни, мени қарилаш нийәтлириңларни билимән» — достлириниң сөзлириниң көпинчиси даритма гәп; бирақ, хелә рошәнки, бу йәрдә Аюпқа қаритип һуҗум қилиниду.
- ~15~ «Силәр мәндин: «Есилзадиниң өйи нәгә кәткән?» дәп сораватисиләр» — уларниң мошу «есилзадә» дегини, шүбһисизки, Аюпни көрситиду. «Силәр мәндин: «... Рәзилләрниң турған чедирлири нәдидур?» дәп сораватисиләр» — Аюп йәнә мошу йәрдә: Силәрниң бу соаллириңлар мени даритип көрситидиғанлиғини билимән, дәватиду.
- ~16~ «Силәр йолучилардин шуни соримидиңларму?» — Зофар: «Ипласларниң хошаллиғи бирдәмликтур», шундақла бу иш «йәр йүзидә Адәм атимиз апиридә болғандин бери» һәммә адәмгә аян — дегән. Бирақ Аюп жирақ жутларға берип кәлгәнләрниң баянлири башқичә, дәйду.
- ~18~ «Силәр немишкә маңа қуруқ гәп билән тәсәлли бәрмәкчи? Силәр йолучилардин шуни соримидиңларму?» — оқурмәнләр байқисунки, Аюпниң үч дости авал сәл еғир-бесиқрақ сөз қилиду, андин гәп қилғансери аччиқ һәм тәлвәлик билән сөзләйду; Аюп болса авал интайин тәлвиләрчә вә җиддийлиқта сөз қилған болсиму, лекин униң сөзлири барғансери тәмкин болиду.
■21:7 Зәб. 16:9-12; 72:12; Йәр. 12:1; Һаб. 1:16