Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
9
Әйсаниң туғма қариғуни сақайтиши
1 Вә у йолда кетиветип, туғма қариғу бир адәмни көрди. 2 Мухлислири униңдин:
— Устаз, ким гуна қилип униң қариғу туғулғиниға сәвәп болған? У өзиму я ата-анисиму? — дәп сорашти.«Устаз» — Грек тилида «Рабби».
3 Әйса мундақ җавап бәрди:
— Өзи яки ата-анисиниң гуна садир қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз әмәллири униңда аян қилинсун дәп шундақ болған. 4 Күнниң йоруғида, мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишим керәк. Кәч кирсә, шу чағда һеч ким иш қилалмайду.«мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишим керәк» — яки «мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишимиз керәк». «Кәч кирсә, шу чағда һеч ким иш қилалмайду» — Әйсаниң йәр йүзидә болидиған хизмитигә бәлким пәқәт алтә ай қалған болса керәк. 5 Мән дунияда турған вақтимда, дунияниң нури өзүмдурмән.Йәш. 42:6; Луқа 2:32; Юһ. 1:9; 8:12; 12:35,46; Рос. 13:47.
6 Бу сөзләрни қилғандин кейин, у йәргә түкүрүп, түкүрүктин лай қилип, лайни һелиқи адәмниң көзлиригә сүрүп қойдиМар. 8:23. 7 вә униңға: «Силоам көлчиги»гә берип жуювәткин» деди («Силоам» ибранийчә сөз болуп, «әвәтилгән» дегән мәнини билдүриду). Шуниң билән һелиқи адәм берип жуювиди, көзи көридиған болуп қайтип кәлди.«Силоам» — Ибраний тилида «Силоһа». « Әйса униңға: «Силоам көлчиги»гә берип жуювәткин» деди... һелиқи адәм берип жуювиди, көзи көридиған болуп қайтип кәлди» — бу кор адәм ибадәтханиға йеқин җайда тиләмчилик қилип олтарған болса, ибадәтханидин «Силоам көлчиги»гә бир километрдәк келәтти. Шуниң үчүн бу сәпәр кор адәмниң ишәшигә нисбәтән хелә бир синақ еди. Лай қаттиқлашқандин кейин у көзлирини һеч ачалмиған һалда мошу узун йолни меңиши керәк еди. Бу кор адәм үчүн интайин еғир еди, әлвәттә. Униң үстигә йолни бекар маңса көп «тиләмчилик вақти» исрап болуп кетәтти. 8 Хошнилири вә у илгири тиләмчилик қилғинида уни көргәнләр:
— Бу олтирип тиләмчилик қилидиған һелиқи адәм әмәсму? — дейишип кәтти.Рос. 3:2.
9 Бәзиләр: «Һәә, шу екән» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ. у әмәс, лекин униңға охшайдикән» дейишти.
Бирақ у өзи:
— Мән дәл шу киши болимән! — деди.
10 — Ундақта көзлириң қандақ ечилди? — дәп сорашти улар.
11 У җававән мундақ деди:
— Әйса исимлиқ бир киши түкүрүгидин лай қилип көзлиримгә сүрүп қоювиди, маңа: «Силоам көлчигигә берип жуювәткин» дегән еди. Мән берип жуювидим, көрәләйдиған болдум.
12 — У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар.
— Билмәймән, — деди у.
 
Пәрисийләрниң мөҗизини сүрүштүрүши
13 Халайиқ илгири қариғу болған бу адәмни Пәрисийләрниң алдиға елип беришти 14 (әслидә Әйса лай қилип бу адәмниң көзлирини ачқан күн дәл шабат күни еди). Мат. 12:1; Мар. 2:23; Луқа 6:1; Юһ. 5:9. 15 Шуниң билән Пәрисийләр қайтидин бу адәмдин қандақ көрәләйдиған болғинини соривиди, у уларға: — У көзлиримгә лай сүрүп қойди, мән жуювидим вә мана, көрәләйдиған болдум! — деди.
16 Шуниң билән Пәрисийләрдин бәзилири:
— У адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки у шабат күнини тутмайду, — дейишти.
Йәнә бәзилири:
— У гунакар адәм болса, қандақларчә бундақ мөҗизилик аламәтләрни яриталайтти? — дейишти.
Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди. «У адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки у шабат күнини тутмайду» — улар «у шабат күнини тутмайду» дәйду. Чүнки улар Әйсаниң түкүрүгидин лай қилишни «әмгәк қилиш», шундақла шабатниң «дәм елиш принсипи»ни бузуш, дәп қарайтти. Әйса болса «Атамниң әмәллирини ада қилишим керәк» дегән еди (4-айәт). Демәк, «иш қилғучи» яки «әмәл қилғучи» әслидә Худа Өзидур. Униңдин башқа ким шундақ мөҗизә яритайтти?  Юһ. 3:2; 7:12; 9:33; 10:19. 17 Улар қариғу адәмдин йәнә:
— У көзлириңни ечипту, әнди сән у тоғрилиқ немә дәйсән? — дәп сорашти.
У: — У бир пәйғәмбәр екән, — деди.Луқа 7:16; 24:19; Юһ. 4:19; 6:14.
18 Йәһудийлар көрәләйдиған қилинған кишиниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қариғу екәнлигигә вә һазир көрәләйдиған қилинғанлиғиға ишәнмәйтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип, 19 улардин:
— Бу силәрниң оғлуңларму? Туғма қариғу, дәвататтиңлар? Әнди һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалди? — дәп сорашти.
20 Ата-аниси уларға: — Униң бизниң оғлимиз екәнлиги, шундақла туғулушидинла қариғу екәнлигини билимиз; 21 лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанлиғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. У чоң адәм турса, буни өзидин сораңлар, у өзи дәп бәрсун, — дәп җавап бәрди.
22 Ата-анисиниң шундақ дейиши Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн еди; чүнки Йәһудийлар кимдәким Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилса, у синагог җамаитидин қоғлап чиқирилсун дәп қарар қилған еди. «Йәһудийлар кимдәким Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилса, у синагог җамаитидин қоғлап чиқирилсун дәп қарар қилған еди» — «синагогтин чиқирилиш»ниң нәтиҗиси, җәмийәттикиләрдин һеч ким синагогтин чиқирилған киши билән барди-кәлди қилмайтти.  Юһ. 7:13; 12:42. 23 Шу сәвәптин униң ата-аниси: «У чоң адәм турса, буни өзидин сораңлар» дегән еди.
24 Пәрисийләр әслидә қариғу болған адәмни йәнә чақирип униңға:
— Худаға шан-шәрәп берип қәсәм қил! Биз бу адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти.«Худаға шан-шәрәп берип қәсәм қил» — Әслидә грек тилида «қәсәм қил» дегән сөз йоқ еди. Бу айәттә шу сөз болмисиму, шу мәнә чиқип туриду (мәсилән «Йәшуа» 7:19ни көрүң). Шуниң үчүн бу җүмлиниң мәнаси «Әйсаға әмәс, бәлки Худаға шан-шәрәп бәр» дегәнлик әмәс, бәлки «Худани улуқлаш үчүн раст гәп қил, бу мөҗизә әслидә чоң бир алдамчилиқ әмәсму?» дегәндәк.  Йә. 7:19.
25 У мундақ җавап бәрди:
— У гунакарму, әмәсму, билмәймән. Бирақ мән шу бирла ишни билимәнки, қариғу едим, һазир көрәләйдиған болдум.
26 Улар униңдин йәнә бир қетим:
— У сени қандақ қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти.
27 У җававән:
— Силәргә аллиқачан ейттим, бирақ қулақ салмидиңлар. Силәр немә дәп қайтидин аңлашни халап қалдиңлар? Силәрму униң мухлислири болай дәватамсиләр?! — деди.
28 Буниң билән, улар уни қаттиқ тиллап:
— Сән һелиқиниң мухлиси! Биз болсақ Муса пәйғәмбәрниң мухлислиримиз. 29 Худаниң Мусаға сөзлигәнлигини билимиз; лекин бу неминиң болса қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти.
30 Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди:
— Әҗайип ишқу бу! Гәрчә силәр униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмигиниңлар билән, у мениң көзлиримни ачти. 31 Биз билимизки, Худа гунакарларниң тиләклирини аңлимайду; бирақ Өзигә ихласмән болуп ирадисигә әмәл қилғучиларниңкини аңлайду. Зәб. 65:18; Пәнд. 15:29; 28:9; Йәш. 1:15; Мик. 3:4. 32 Дуния апиридә болғандин тартип, бирәрсиниң туғма қариғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәс. 33 Әгәр бу адәм Худадин кәлмигән болса, һеч немә қилалмиған болатти.
34 Улар уни:
— Сән түптин гуна ичидә туғулған туруқлуқ, бизгә тәлим бәрмәкчимусән? — дейишип, уни синагогтин қоғлап чиқириветишти.«улар... уни синагогтин қоғлап чиқириветишти» — 22-айәт вә изаһатни көрүң.
 
Роһий қариғулуқ
35 Әйса уларниң уни синагогтин қоғлап чиқарғанлиғини аңлап, уни издәп тепип:
Сән, Худаниң Оғлиға етиқат қиламсән? — дәп сориди.«Сән, Худаниң Оғлиға етиқат қиламсән?» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Сән, Инсаноғлиға етиқат қиламсән?» дәп пүтүлгән.
36 У җававән: — Тәхсир, у ким? Мән униңға етиқат қилай, — деди.
37 — Сән һәм уни көрдүң һәм мана, һазир сән билән сөзлишиватқан дәл шуниң өзи, — деди Әйса униңға.
38 Һелиқи адәм:
— И Рәб, етиқат қилимән! — дәп, униңға сәҗдә қилди.
39 — Мән корларни көридиған болсун, көридиғанларни кор болсун дәп бу дунияға һөкүм чиқиришқа кәлдим, — деди Әйса.«Мән корларни көридиған болсун, көридиғанларни кор болсун дәп бу дунияға һөкүм чиқиришқа кәлдим» — «һөкүм чиқиришқа кәлдим» — Бу «һөкүм» тоғрилиқ «Йәш.» 42:1 вә униңдики изаһатни көрүң. Бу қандақ «һөкүм»? Бизниңчә Йәшая пәйғәмбәрниң бешаритидә ейтилғандәк аз дегәндә бу «һөкүм»ниң өч тәрипи бардур: (1) етиқатчиларға тоғра көзқарашларни йәткүзүш; (2) Худаниң көп ишлар үстидики һөкүмлирини билдүрүш; (3) Мәсиһниң хәвири кишиләрниң қәлбини яки йоруқ яки техиму қараңғу, кор қилиш; худди Йәшая пәйғәмбәр өз вақтида Худаниң сөз-каламини Исраилға йәткүзгәндә, Исраилниң әһвали «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр; көрүшни көрүсиләр, бирақ билип йәтмәйсиләр» («Йәш.» 6:9-10) дегәндәк болғанға охшаш. «Йәш.» 44:18ниму көрүң.  Юһ. 3:17; 12:47.
40 Униң йенидики бәзи Пәрисийләр бу сөзләрни аңлап униңдин:
— Бизму корму? — дәп сорашти. 41 Әйса уларға: — Кор болған болсаңлар, гунайиңлар болмайтти; лекин силәр һазир «көрүватимиз» дегиниңлар үчүн силәргә гуна һесаплинивериду, — деди.