5
Көлчәк бойидики паләчниң сақайтилиши
1 Бу ишлардин кейин, Йәһудийларниң бир һейти йетип кәлди вә Әйса Йерусалимға чиқти.■Лав. 23:2; Қан. 16:1. 2 Йерусалимдики «Қой дәрвазиси»ниң йенида ибраний тилида «Бәйт-Әсда» дәп атилидиған бир көлчәк болуп, униң әтрапида бәш пешайван бар еди. 3 Бу пешайванлар астида бир топ бемарлар, йәни қариғу, токур вә паләчләр йетишатти. Улар у йәрдә йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти.□«паләчләр» — яки «йиглигәнләр». 4 Чүнки бир пәриштә мәлум вақитларда көлчәккә чүшүп суни урғутидикән; су урғуғанда көлчәккә биринчи болуп чүшкән киши өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән.□«чүнки бир пәриштә мәлум вақитларда көлчәккә чүшүп суни урғутидикән; су урғуғанда көлчәккә биринчи болуп чүшкән киши өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән» — 3-айәттики «улар йетип... 4-айәттики «...өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән» дегән сөзләргичә бәзи көна көчүрмиләрдә тепилмайду. Амма бизниңчә, бу сөзләр 7-айәттики сөзләрни чүшәндүргәнлиги үчүн бу сөзләрни чоқум әслидики текстниң бир қисми дәп қараймиз. 5 Әнди у йәрдә оттуз сәккиз жилдин бери ағриқ азави тартқан бир бемар бар еди. 6 Әйса бу адәмниң шу йәрдә ятқинини көрди вә униң узундин шу һаләттә екәнлигини билип, униңдин:
— Сақийишни халамсән? — дәп сориди.
7 Бемар униңға җававән:
— Тәхсир, су чайқалғанда мени суға чүшүридиған адимим йоқ. Мән чүшәй дегичә, башқилар мениң алдимда чүшүвалиду, — деди.
8 Әйса униңға:
— Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин! — деди.■Мат. 9:6; Мар. 2:11; Луқа 5:24.
9 Һелиқи адәм шуан сақийип, орун-көрписини жиғиштуруп көтирип маңди. Шу күни шабат күни еди. □«шабат күни» — Йәһудийларниң ибадәт қилидиған, дәм алидиған муқәддәс күнини көрситиду. У күни ишләш қәтъий мәнъий қилинған. «Тәбирләр»ниму көрүң. ■Юһ. 9:14. 10 Шуңа бәзи Йәһудийлар сақайған кишигә:
— Бүгүн шабат күни турса, орун-көрпәңни көтириш Тәвратта саңа мәнъий қилинған! — деди.■Мис. 20:10; Қан. 5:13; Йәр. 17:21; Мат. 12:2; Мар. 2:24; Луқа 6:2.
11 Лекин у уларға җававән:
— Мени сақайтқан киши өзи маңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин» дегән еди! — деди.
12 Улар униңдин: — Әнди саңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маңғин» дегән киши ким екән? — дәп сорашти.
13 Бирақ сақайған адәм униң ким екәнлигини билмәйтти. Чүнки у йәрдә адәм көп болғанлиқтин, Әйса өзини далдиға елип, астиғина кетип қалди. 14 Бу ишлардин кейин Әйса һелиқи адәмни ибадәтханида тепип униңға:
— Мана, сақайдиң. Әнди қайта гуна садир қилма, бешиңға техиму еғир күлпәт чүшүп қалмисун! — деди.■Мат. 12:45; Юһ. 8:11.
15 Һелиқи адәм Йәһудийларниң қешиға берип, өзини сақайтқан Әйса екәнлигини уқтурди. 16 Әйса бу ишларни шабат күни қилғанлиғи үчүн, Йәһудийлар униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди. □«Йәһудийлар униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди» — «Йәһудийлар» мошу йәрдә бәлким Йәһудий чоңлар, һөкүмдарларни көрситиши мүмкин.
Бәзи кона көчүрмиләрдә «вә уни өлтүрүшни қәстләшкә башлиди» дәп қошулиду. 17 Лекин Әйса уларға:
Бәзи кона көчүрмиләрдә «вә уни өлтүрүшни қәстләшкә башлиди» дәп қошулиду. 17 Лекин Әйса уларға:
— Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, мәнму ишләймән! — деди.□«Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, мәнму ишләймән!» — «Атам» — Худа, әлвәттә. Әйса Йәһудий һөкумдарларниң «Немә үчүн шабат күни иш қилисән» дегән соалиға бәргән җавап қисқа болғини билән бу Йәһудий өлималириға төвәндикидәк мәнини билдүриду: — «Худа Өзи һәрдайим, җүмлидин шабат күнидә ишлимәмду? У дайим Өз қанунийәтлири бойичә пүткүл аләмни өз-өзигә туташтуруп, һәммә мәвҗудатларни бир-биригә бағландуруп турмамду? У шабат күнидиму бәзи инсанларниң җенини елип, бәзилирини сақайтип, бәзилиригә һаят бәрмәмду? У мениң Атам болған екән, мән униңға һәмкарлашмисам болмайду!». Йәһудийлар униң бу җававидин униң Худа билән ата-оғуллуқ зич мунасивәттә дегинини тоғра чүшәнгини билән, лекин бу сөзини «күпүрлүк» дәп қариди (18-айәт). ■Юһ. 14:10.
18 Шу сәвәптин Йәһудийлар уни өлтүрүшкә техиму урунатти; чүнки у шабат күниниң қаидисини бузупла қалмастин, йәнә Худани «Атам» дәп чақирип, өзини Худаға баравәр қилған еди.■Юһ. 7:19.
Әйсаниң һоқуқи
19 Шуңа Әйса уларға җававән мундақ деди:
— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, Оғул өзлүгидин һеч немә қилалмайду, бәлки пәқәт Атиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилиду. Ата немә иш қилса, Оғулму шу ишни охшашла қилиду. ■Йәш. 54:5; Юһ. 3:30; 8:38; 9:4; 10:30; 14:9; 17:5. 20 Чүнки Ата Оғулни сөйиду вә Өзиниң қилидиған барлиқ ишлирини униңға аян қилиду һәм силәрни һәйран қалдурушқа булардин техиму зор вә улуқ ишларни униңға аян қилиду. □«...һәм силәрни һәйран қалдурушқа булардин техиму зор вә улуқ ишларни униңға аян қилиду» — шүбһисизки, «техиму зор вә улуқ ишлар» Оғулға аян қилиниду вә шундақла униң арқилиқ башқиларғиму аян қилиниду. Бу «улуқ вә зор (грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду) ишлар» 21-22-айәтләрдә баян қилиниду; у Оғул сүпитидә болғачқа, халиса бу ишларни (Худа Өзи қилидиғандәк) шабат күнидиму қилиш һоқуқи бар. ■Юһ. 1:2; 3:35; 7:16; 8:28; 14:24. 21 Чүнки өлгәнләрни Ата қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғулму шуниңға охшаш өзи халиған кишиләргә һаятлиқ ата қилиду. □«Чүнки өлгәнләрни ата қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғулму шуниңға охшаш өзи халиған кишиләргә һаятлиқ ата қилиду» — шүбһисизки, бу сөзләр һәм җисманий һәм роһий мәнидә ейтилиду. 22 Шуниңдәк, Ата Өзи һеч кимниң үстидин һөкүм чиқармайду, бәлки барлиқ һөкүм ишлирини Оғулға тапшурған. ■Мат. 11:27; Юһ. 3:35. 23 Буниңдин мәхсәт, — инсанларниң һәммиси Атиға һөрмәт қилғандәк, Оғулғиму охшашла һөрмәт қилиши үчүндур. Кимки Оғулни һөрмәтлимисә, уни әвәткүчи Атиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду. ■Юһ. 2:23. 24 — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, сөзүмни аңлап, мени Әвәткүчигә ишәнгән һәр ким мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду; у адәм сораққа тартилмайду, бәлки өлүмдин һаятлиққа өткән болиду.■Луқа 23:43; Юһ. 3:18; 6:40, 47; 8:51.
25 — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, өлүкләрниң Худаниң Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики, аңлиғанлар һаятлиққа егә болиду. □«... өлүкләрниң Худаниң Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики, аңлиғанлар һаятлиққа егә болиду» — бу сөзләр, шүбһисики, болупму роһий җәһәттики өлүкләрни көрситиду («вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики,...»). Чүнки 28-айәттә җисманий өлүкләр айрим көрситилиду. ■Әф. 2:1, 5; 1Тим. 5:6. 26 Чүнки Ата Өзидә қандақ һаятлиққа егә болса, Оғулғиму өзидә шундақ һаятлиққа егә болушни ата қилди □«Чүнки Ата Өзидә қандақ һаятлиққа егә болса, Оғулғиму өзидә шундақ һаятлиққа егә болушни ата қилди» — башқа бир хил яхши тәрҗимиси «Чүнки Ата Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғулниму шундақ һаятлиқ мәнбәси қилди...». 27 вә йәнә униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки у Инсаноғлидур. 28 Буниңға тәәҗҗүп қилмаңлар; чүнки барлиқ гөрдә ятқанлар униң авазини аңлайдиған вақит келиду ■1Тес. 4:16. 29 вә улар шуан йәрликлиридин чиқишиду, яхшилиқ қилғанлар һаятқа тирилиду, яманлиқ қилғанлар сораққа тартилишқа тирилиду. ■Дан. 12:2; Мат. 25:34,46. 30 Мән өзлүгүмдин һеч немә қилалмаймән, пәқәт Атамдин аңлиғиним бойичә һөкүм қилимән; вә мениң һөкүмүм һәққанийдур, чүнки мениң издигиним өзүмниң ирадиси әмәс, бәлки мени әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруштур.■Юһ. 6:38.
Әйсаниң Худа әвәткини болғиниға төрт гувалиқ
31 — Әгәр өзүм үчүн өзүм гувалиқ бәрсәм гувалиғим һәқиқәт һесапланмайду. □«Әгәр өзүм үчүн өзүм гувалиқ бәрсәм гувалиғим һәқиқәт һесапланмайду» — «һәқиқәт һесапланмайду» грек тилида «һәқиқәт әмәс». ■Юһ. 8:14. 32 Лекин мән үчүн гувалиқ беридиған башқа бириси бар. Униң маңа беридиған гувалиқиниң растлиғини билимән. □«Лекин мән үчүн гувалиқ беридиған башқа бириси бар. Униң маңа беридиған гувалиқиниң растлиғини билимән» — Әйса ейтқан бу муһим «гувалиқ беридиған башқа бириси» Йәһя пәйғәмбәр әмәс, бәлки Худаатиси Өзидур. 34-айәтни көрүң («маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ»). ■Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5. 33 Силәр Йәһяға әлчи әвәткиниңларда, у һәқиқәткә гувалиқ бәргән ■Юһ. 1:15, 19, 27. 34 (әмәлийәттә, маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ; мениң Йәһя тоғрилиқ шундақ ейтивақиним пәқәтла силәрниң қутқузулушуңлар үчүндур). □«әмәлийәттә, маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ» — Грек тилида «өзүм тоғрилиқ инсанларниң гувақлиғини қобул қилмаймән» «мениң Йәһя тоғрилиқ шундақ ейтивақиним пәқәтла силәрниң қутқузулушуңлар үчүнду» — демәк, силәр Пәрийсиләр Йәһя пәйғәмбәрниң өзүм тоғрилиқ («мана Мәсиһ-Қутқузғучи!» дегән) гувалиқини қобул қилсаңлар, ниҗат тапалайсиләр. 35 Йәһя болса көйүп нур чечип турған бир чирақ еди вә силәр униң йоруғида бир мәзгил шатлинишқа рази болдуңлар. 36 Лекин Йәһяниң мән үчүн бәргән гувалиғидинму улуқ бир гувалиқ бар. У болсиму, ата маңа ада қилишқа тапшурған әмәлләр, йәни мән қиливатқан әмәлләр, булар мениң тоғрамда Атиниң мени әвәткинигә гувалиқ бериду. □«мән қиливатқан әмәлләр, булар мениң тоғрамда Атиниң мени әвәткинигә гувалиқ бериду» — «мән қиливатқан әмәлләр» — Әйса яритиватқан көп мөҗизиләрдин ибарәт. ■Юһ. 10:25; 1Юһа. 5:9. 37 Вә мени әвәткән Ата Өзиму мән үчүн гувалиқ бәргәндур. Силәр һеч қачан униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар ■Мис. 33:20; Қан. 4:12; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Юһ. 1:33; 6:27; 8:18; 1Тим. 6:16; 2Пет. 1:17; 1Юһа. 4:12. 38 вә униң сөз-калами силәрниң ичиңлардин орун алмиди; чүнки Униң әвәткини болса, униңға ишәнмәйсиләр.
39 Муқәддәс язмиларни қетирқенип оқуп олтирисиләр; чүнки улардин мәңгүлүк һаятқа егә болдуқ, дәп қарайсиләр. Дәл бу язмилар мән үчүн гувалиқ бәргүчидур. ■Қан. 18:18; Йәш. 34:16; Луқа 16:29; 24:27; Юһ. 1:46; Рос. 17:11. 40 Шундақтиму силәр йәнила һаятлиққа еришиш үчүн мениң йенимға келишни халимайсиләр.
41 Мән инсанларниң махтишини қобул қилмаймән; 42 лекин мән силәрни билимәнки, ичиңларда Худаниң муһәббити йоқ. □«ичиңларда Худаниң муһәббити йоқ» — яки «Худаға болған муһәббитиңлар йоқ». 43 Мән Атамниң нами билән кәлгәнмән, амма силәр мени қобул қилмайсиләр. Һалбуки, башқа бириси өз нами билән кәлсә, силәр уни қобул қилисиләр. □«Һалбуки, башқа бириси өз нами билән кәлсә, силәр уни қобул қилисиләр» — «башқа бириси» — шүбһисизки, бу сөз көп «сахта Мәсиһ»ләрни, болупму ахирқи заманда пәйда болған дәҗҗални көрситиду. Буниңдин бир мисал, миладийә 135-жили өзини «Мәсиһ болимән» дегән, «Бар-Қоқба» исимлиқ дәҗҗалдәк бир шәхс Пәләстиндә пәйда болған вә нурғун Йәһудий хәлқи униң тәрипидин алданған. Улар униңға әгишип, Рим империйәси билән қаршилишишқа чиқип, ахир берип Римниң қошунлири тәрипидин йоқитилған. 44 Силәр бир-бириңлардин иззәт-шөһрәт қобул қилисиләр-ю, йеганә Худадин кәлгән иззәт-шөһрәткә интилмисәңләр, ундақта силәр қандақму етиқат қилалайсиләр?!■Юһ. 12:43.
45 Бирақ мени үстимиздин Атиға шикайәт қилиду, дәп ойлимаңлар. Үстүңлардин шикайәт қилғучи мән әмәс, бәлки силәр үмүт бағлиған Муса пәйғәмбәрдур. 46 Чүнки әгәр силәр растин Муса пәйғәмбәргә ишәнгән болсаңлар, маңиму ишәнгән болаттиңлар. Чүнки у муқәддәс язмиларда мән тоғрилиқ пүткәндур. ■Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 28:14; Қан. 18:18. 47 Лекин униң пүткәнлиригә ишәнмисәңлар, мениң сөзлиримгә қандақму ишинисиләр?!
- Юһанна
- b «паләчләр» — яки «йиглигәнләр».
- c «чүнки бир пәриштә мәлум вақитларда көлчәккә чүшүп суни урғутидикән; су урғуғанда көлчәккә биринчи болуп чүшкән киши өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән» — 3-айәттики «улар йетип... 4-айәттики «...өзини басқан һәр қандақ кесәлдин сақийидикән» дегән сөзләргичә бәзи көна көчүрмиләрдә тепилмайду. Амма бизниңчә, бу сөзләр 7-айәттики сөзләрни чүшәндүргәнлиги үчүн бу сөзләрни чоқум әслидики текстниң бир қисми дәп қараймиз.
- e «шабат күни» — Йәһудийларниң ибадәт қилидиған, дәм алидиған муқәддәс күнини көрситиду. У күни ишләш қәтъий мәнъий қилинған. «Тәбирләр»ниму көрүң.
■5:10 Мис. 20:10; Қан. 5:13; Йәр. 17:21; Мат. 12:2; Мар. 2:24; Луқа 6:2.
- i «Йәһудийлар униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди» — «Йәһудийлар» мошу йәрдә бәлким Йәһудий чоңлар, һөкүмдарларни көрситиши мүмкин. Бәзи кона көчүрмиләрдә «вә уни өлтүрүшни қәстләшкә башлиди» дәп қошулиду.
- j «Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, мәнму ишләймән!» — «Атам» — Худа, әлвәттә. Әйса Йәһудий һөкумдарларниң «Немә үчүн шабат күни иш қилисән» дегән соалиға бәргән җавап қисқа болғини билән бу Йәһудий өлималириға төвәндикидәк мәнини билдүриду: — «Худа Өзи һәрдайим, җүмлидин шабат күнидә ишлимәмду? У дайим Өз қанунийәтлири бойичә пүткүл аләмни өз-өзигә туташтуруп, һәммә мәвҗудатларни бир-биригә бағландуруп турмамду? У шабат күнидиму бәзи инсанларниң җенини елип, бәзилирини сақайтип, бәзилиригә һаят бәрмәмду? У мениң Атам болған екән, мән униңға һәмкарлашмисам болмайду!». Йәһудийлар униң бу җававидин униң Худа билән ата-оғуллуқ зич мунасивәттә дегинини тоғра чүшәнгини билән, лекин бу сөзини «күпүрлүк» дәп қариди (18-айәт).
- n «...һәм силәрни һәйран қалдурушқа булардин техиму зор вә улуқ ишларни униңға аян қилиду» — шүбһисизки, «техиму зор вә улуқ ишлар» Оғулға аян қилиниду вә шундақла униң арқилиқ башқиларғиму аян қилиниду. Бу «улуқ вә зор (грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду) ишлар» 21-22-айәтләрдә баян қилиниду; у Оғул сүпитидә болғачқа, халиса бу ишларни (Худа Өзи қилидиғандәк) шабат күнидиму қилиш һоқуқи бар.
- ~16~ «Чүнки өлгәнләрни ата қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғулму шуниңға охшаш өзи халиған кишиләргә һаятлиқ ата қилиду» — шүбһисизки, бу сөзләр һәм җисманий һәм роһий мәнидә ейтилиду.
■5:24 Луқа 23:43; Юһ. 3:18; 6:40, 47; 8:51.
- ~20~ «... өлүкләрниң Худаниң Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики, аңлиғанлар һаятлиққа егә болиду» — бу сөзләр, шүбһисики, болупму роһий җәһәттики өлүкләрни көрситиду («вақит-саити йетип кәлмәктә, шундақла һазир кәлдики,...»). Чүнки 28-айәттә җисманий өлүкләр айрим көрситилиду.
- ~22~ «Чүнки Ата Өзидә қандақ һаятлиққа егә болса, Оғулғиму өзидә шундақ һаятлиққа егә болушни ата қилди» — башқа бир хил яхши тәрҗимиси «Чүнки Ата Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғулниму шундақ һаятлиқ мәнбәси қилди...».
- ~26~ «Әгәр өзүм үчүн өзүм гувалиқ бәрсәм гувалиғим һәқиқәт һесапланмайду» — «һәқиқәт һесапланмайду» грек тилида «һәқиқәт әмәс».
- ~28~ «Лекин мән үчүн гувалиқ беридиған башқа бириси бар. Униң маңа беридиған гувалиқиниң растлиғини билимән» — Әйса ейтқан бу муһим «гувалиқ беридиған башқа бириси» Йәһя пәйғәмбәр әмәс, бәлки Худаатиси Өзидур. 34-айәтни көрүң («маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ»).
- ~31~ «әмәлийәттә, маңа инсанниң гувалиқини қобул қилишимниң кериги йоқ» — Грек тилида «өзүм тоғрилиқ инсанларниң гувақлиғини қобул қилмаймән» «мениң Йәһя тоғрилиқ шундақ ейтивақиним пәқәтла силәрниң қутқузулушуңлар үчүнду» — демәк, силәр Пәрийсиләр Йәһя пәйғәмбәрниң өзүм тоғрилиқ («мана Мәсиһ-Қутқузғучи!» дегән) гувалиқини қобул қилсаңлар, ниҗат тапалайсиләр.
- ~32~ «мән қиливатқан әмәлләр, булар мениң тоғрамда Атиниң мени әвәткинигә гувалиқ бериду» — «мән қиливатқан әмәлләр» — Әйса яритиватқан көп мөҗизиләрдин ибарәт.
■5:37 Мис. 33:20; Қан. 4:12; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Юһ. 1:33; 6:27; 8:18; 1Тим. 6:16; 2Пет. 1:17; 1Юһа. 4:12.
■5:39 Қан. 18:18; Йәш. 34:16; Луқа 16:29; 24:27; Юһ. 1:46; Рос. 17:11.
- ~36~ «ичиңларда Худаниң муһәббити йоқ» — яки «Худаға болған муһәббитиңлар йоқ».
- ~37~ «Һалбуки, башқа бириси өз нами билән кәлсә, силәр уни қобул қилисиләр» — «башқа бириси» — шүбһисизки, бу сөз көп «сахта Мәсиһ»ләрни, болупму ахирқи заманда пәйда болған дәҗҗални көрситиду. Буниңдин бир мисал, миладийә 135-жили өзини «Мәсиһ болимән» дегән, «Бар-Қоқба» исимлиқ дәҗҗалдәк бир шәхс Пәләстиндә пәйда болған вә нурғун Йәһудий хәлқи униң тәрипидин алданған. Улар униңға әгишип, Рим империйәси билән қаршилишишқа чиқип, ахир берип Римниң қошунлири тәрипидин йоқитилған.
■5:46 Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 28:14; Қан. 18:18.
■5:1
-
Лав. 23:2; Қан. 16:1.