Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
37
Зәдәкия падиша болған чағдики бәзи вақиәләр — кириш сөз
1 Бабил падишаси Небоқаднәсар Зәдәкияни Йәһуданиң зиминиға падиша қилди; шуниң билән у Йосияниң оғли Йәһоакимниң оғли Конияниң орниға һөкүм сүриди. «Кония» — «Йәконияһ»ниң башқа бир атилиши. 2 У, яки хизмәткарлири, яки зиминдики хәлиқ Пәрвәрдигарниң Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзлиригә һеч қулақ салмиди.
 
Зәдәкия Худадин ярдәм тиләйду
3 Падиша Зәдәкия Шәләмияниң оғли Йәһукални һәм каһин Маасеяһниң оғли Зәфанияни Йәрәмия пәйғәмбәрниң йениға әвәтип униңға: «Пәрвәрдигар Худайимизға биз үчүн дуа қилғайсән» — дегүзди 4 (шу чағда Йәрәмия зинданда қамақлиқ әмәс еди; у хәлиқ арисиға чиқип-киришкә әркин еди. 5 Пирәвнниң қошуни Мисирдин чиққан еди; Йерусалимни қоршивалған Калдийләр буларниң хәвирини аңлап Йерусалимдин чекинип кәткән еди).«Пирәвнниң қошуни Мисирдин чиққан еди; Йерусалимни қоршивалған калдийләр буларниң хәвирини аңлап Йерусалимдин чекинип кәткән еди» — шу вақиә бәлким миладийәдин илгири 588-жили болған еди; «Пирәвн» Мисирниң падишаси Пирәвн-Хофрани көрситиду (44:30ни көрүң).  Йәр. 34:21
6 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмия пәйғәмбәргә келип мундақ дейилиди: —
7 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәрни маңа илтиҗа қилдуруп издәшкә әвәткән Йәһуда падишасиға мундақ дәңлар: — Мана, силәргә ярдәм беримиз дәп чиқип кәлгән Пирәвнниң қошуни болса, өз зиминиға, йәни Мисирға қайтип кетиду. 8 Андин Калдийләр бу шәһәргә қайтип келип җәң қилип уни ишғал қилиду, уни от қоюп көйдүриветиду. 9 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз-өзүңларни алдап: «Калдийләр биздин чекинип кәткән» — демәңлар; улар кәткән әмәс! 10 Чүнки гәрчә силәр өзүңларға җәң қилидиған Калдийләрниң толуқ қошунини урувәткән болсаңларму вә уларниңкидин пәқәт яриланғанларла қалған болсиму, уларниң һәр бири йәнила өз чедиридин туруп бу шәһәрни от қоюп көйдүрүвәткән болатти.
 
Йәрәмия қолға елинип әрз қилиниду
11 Пирәвнниң қошуни түпәйлидин Калдийләрниң қошуни Йерусалимдин чекинип турған вақитта, шу вақиә йүз бәрди: —
12 Йәрәмия Биняминдики зиминға йол елип, шу йәрдики жутдашлири арисидин өз несивисини егиләш үчүн Йерусалимдин чиққанда, 13 у «Бинямин дәрвазиси»ға йәткәндә, Һананияниң нәвриси, Шәләмияниң оғли күзәт беги Ирия шу йәрдә туратти; у: «Сән Калдийләргә чекинип тәслим болмақчисән!» дәп уни тутувалди. 14 Йәрәмия: «Ялған! Мән Калдийләр тәрәпкә қечип тәслим болмақчи әмәсмән!» — деди. Лекин у униңға қулақ салмиди; Ирия Йәрәмияни қолға елип уни әмирләр алдиға апарди.
15 Әмирләр болса Йәрәмиядин ғәзәплинип уни урғузуп, уни диванбеги Йонатанниң өйидики қамақханиға солиди; чүнки улар шу өйни зинданға айландурған еди. «Әмирләр болса Йәрәмиядин ғәзәплинип уни урғузуп,...» — мошундақ рәзиллик қилған әмирләр Зәдәкия падишалиғидики әмирләр еди. 36-бапта көрситилгән, Худадин қорққан яхши әмирләр болса, Йәһоаким падишалиғидики әмирләр еди; бу вақиәдин илгирила улар Йәконияһ падиша билән биллә (миладийәдин илгәрки 597-жили) Бабилға сүргүн болған еди. 16 Йәрәмия зиндандики бир гундиханиға қамилип, шу йәрдә узун күнләр ятқандин кейин, 17 Зәдәкия падиша адәм әвәтип шу йәрдин ордисиға елип кәлди. У шу йәрдә астиртин униңдин: «Пәрвәрдигардин сөз барму?» дәп сориди. Йәрәмия: «Бар; сән Бабил падишасиниң қолиға тапшурулисән» — деди.
18 Йәрәмия Зәдәкия падишаға илтиҗа қилип: — «Мән саңа яки хизмәткарлириңға яки бу хәлиққә немә гуна қилғинимға, бу зинданға қамап қойдуңлар? 19 Силәргә бешарәт берип: «Бабил падишаси саңа яки бу зиминға җәң қилишқа чиқмайду!» дегән пәйғәмбәрлириңлар қени?» — деди
20 — «Әнди и падиша тәхсир, сөзлиримгә қулақ селишиңни өтүнимән; илтиҗайим алдиңда иҗабәт болсун, дәп өтүнимән; диванбеги Йонатанниң өйигә мени қайтқузмиғайсән; сән ундақ қилсаң, шу йәрдә өлимән».
21 Зәдәкия падиша пәрман чүшүрүп, Йәрәмияни қаравулларниң һойлисида турғузушни, шуниңдәк шәһәрдики һәммә нан түгәп кәтмисила, униңға һәр күни «Навай кочиси»дин бир нан берилишни тапилиди; шуниң билән Йәрәмия қаравулларниң һойлисида турди.Йәр. 32:2