3
Вапасизлиқ үстигә вапасизлиқ
1 Шундақ дейилидуки, бириси аялини қоювәтсә, аял униңдин аҗрашса вә кейин у башқа әргә ятлиқ болған болса, биринчи ери униң билән қайта яришивалса боламду? Бундақ иш бу зиминни мутләқ булғимамду? Лекин сән шунчә көп ашнилириң билән бузуқлуқ қилип туруп йәнә йенимға қайтай дәватамсән техи?□«...биринчи ери униң билән қайта яришивалса боламду? Бундақ иш бу зиминни мутләқ булғимамду?» — «Қан.» 24:1-4-айәтләрни көрситиши мүмкин. Әгәр пәйғәмбәр мәзкур бешарәттә бу ишни көздә тутқан болса, ундақта бу 3-бапниң умумий мәнасигә қариғанда, Худа мошундақ ишларни (аҗришиш андин қайта той қилиш) Йәһудийларға мәнъий қилғини билән, мошу йәрдә Худа «Мениң аялим болған Исраил»ниң Өз йенимға қайтип келидиған йоли бар, дегән охшайду (14-22-айәтләрдә, ахирқи заманларда Пәрвәрдигар мошундақ чәксиз рәһим-шәпқәтни Исраил һәм Йәһудаға көрситиду, дейилиду).
«Лекин сән шунчә көп ашнилириң билән бузуқлуқ қилип туруп йәнә йенимға қайтай дәватамсән техи?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Лекин сән көп ашнилар билән бузуқлуқ қилған болсаңму, йенимға қайтип кәл!». Худа төвәндики 4- вә -22-25-айәтләрдә уларни қайтишқа чақиришқа мошундақ рәһимлик билән өтүниду, бирақ 3-бапниң умумий мәнасигә қариғанда, Худаниң сөзлирини мошу йәрдә тәрҗимимиздикидәк «реторик соал» дәп қараймиз. ■Қан. 24:1-4
«Лекин сән шунчә көп ашнилириң билән бузуқлуқ қилип туруп йәнә йенимға қайтай дәватамсән техи?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Лекин сән көп ашнилар билән бузуқлуқ қилған болсаңму, йенимға қайтип кәл!». Худа төвәндики 4- вә -22-25-айәтләрдә уларни қайтишқа чақиришқа мошундақ рәһимлик билән өтүниду, бирақ 3-бапниң умумий мәнасигә қариғанда, Худаниң сөзлирини мошу йәрдә тәрҗимимиздикидәк «реторик соал» дәп қараймиз. ■Қан. 24:1-4
2 Бешиңни көтирип жуқуриға қарап бақ; —
Сән зади нәдә ят илаһлар билән бузуқлуқ өткүзмигәнсән?!
— Сән чөл-баяванда күтүп олтарған әрәбдәк уларни йоллар бойи күтүп олтарғансән; зиминни бузуқлуқлириң вә рәзиллигиң билән булғиғансән. □«бешиңни көтирип жуқуриға қарап бақ» — Йәһуда һәрдайим «жуқури җайлар»да бутпәрәслик өткөзгән еди. «сән чөл-баяванда күтүп олтарған әрәбдәк...» — «әрәб» мошу йәрдә бәлким йол бойида олтарған паһишә аялни көситиду. Бәзи алимлар бу сөз йолучиларни булаш үчүн марап турған қарақчини көрситиду, дәйду. 3 Шуниң үчүн қаттиқ ямғурлар тутуп қелинип саңа берилмиди һәмдә «кейинки ямғурлар» яғмиди. Лекин сәндә техи паһишә аялниң қелин йүзи бар, иза тартишни һеч билгүң йоқтур. □«кейинки ямғур» — Қанаанда 3- яки 4-айда яғиду, әтиязлиқ зираәтләрни пишириш рольини ойнайду. Бу ямғурлар болмиса һеч һосул болмайду. 4 Һәтта сән баятин Маңа: «И Атам, яшлиғимдин башлап маңа йетәкчи һәмраһ болуп кәлдиң!» — дәйсән, вә: —
5 «У һәрдайим ғәзивини сақламду? У ғәзивини ахирғичә тутамду?» — дәйсән. Мана, сән шундақ дегиниң билән, лекин сән қолуңдин келишичә рәзиллик қилғансән.
6 Йосия падишаниң күнлиридә Пәрвәрдигар маңа: «Вапасиз Исраилниң немә қилғанлиғини көрдүңму? У барлиқ егиз таққа чиқип һәм барлиқ йешил дәрәқ астиға кирип шу йәрләрдә паһишидәк бузуқлуқ қилған» — деди.□«Вапасиз Исраилниң немә қилғанлиғини көрдүңму?» — мошу айәттә «Исраил» шималий падишалиқ, йәни «он қәбилә»ни көрситиду. «Бузуқлуқ» асасән бутпәрәсликни көрситиду; 2:20дики изаһатниму көрүң. ■Йәр. 2:20
7 — «Мән: У буларниң һәммисини қилғандин кейин, чоқум йенимға қайтип келиду, — дедим; лекин у қайтип кәлмиди. Униң асий сиңлиси, йәни Йәһуда буни көрди; 8 лекин вапасиз Исраилниң барлиқ зина қилғанлири түпәйлидин униңға талақ хетини берип уни қоювәткинимни көрүп, асий сиңлиси Йәһуда қорқмиди, бәлки өзиму берип паһишилик қилди. □«лекин вапасиз Исраилниң барлиқ зина қилғанлири түпәйлидин униңға талақ хетини берип уни қоювәткинимни көрүп,...» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «лекин вапасиз Исраилниң барлиқ зина қилғанлири түпәйлидин униңға талақ хетини берип уни қоювәткинимни мән көрдүм,...» дейилиду. 9 Шундақ болдики, өз бузуқчилиғини шунчә кичик иш дәп қариғачқа, у һәтта яғач вә таш билән зина қилип зиминни булғивәтти. 10 Буларниң һәммисигә қаримай Исраилниң асий сиңлиси Йәһуда техи пүтүн көңли билән әмәс, пәқәт сахтилиқ билән йенимға қайтип кәлгәндәк болувалди, — дәйду Пәрвәрдигар.
11 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Вапасиз Исраил өзини асий Йәһудадин һәққаний көрсәтти. 12 Барғин, шималға қарап бу сөзләрни җакалап мундақ дегин: —
«Қайтип кәл, и йолдин чиққучи Исраил, — дәйду Пәрвәрдигар — вә Мән саңа қапиқимни қайта түрмәймән; чүнки Мән рәһимдил, — дәйду Пәрвәрдигар — Мән ғәзивимни мәңгүгә сақлап турмаймән. □«шималға қарап... мундақ дегин» — бу сөзләр бәлким Асурийә тәрипидин 100 жил илгири сүргүн қилинған Исраил (он қәбилиси)ға ейтилиду. ■Зәб. 85:15; 102:8, 9; 144:18 13 Пәқәт сениң қәбиһлигиңни, — Пәрвәрдигар Худайиңға асийлиқ қилғанлиғиңни, уян-буян қатрап жүрүп өзүңни һәр бир йешил дәрәқ астида ят илаһларға беғишлиғанлиғиңни, шуниңдәк авазимға һеч қулақ салмиғанлиғиңни иқрар қилсаңла Мәндин рәһим-шәпқәт көрисән — дәйду Пәрвәрдигар.
14 Қайтип келиңлар, и йолдин чиққучи балилар, — дәйду Пәрвәрдигар — чүнки Мән силәрни һәқиқий сөйгүчидурмән; силәр шундақ қилсаңларла Мән силәрдин таллиғанларни, йәни һәр қайси шәһәрдин бирдин, һәр қайси җәмәттин иккидин пухрани Зионға қайтуруп келимән. □«чүнки Мән силәрни һәқиқий сөйгүчидурмән» — ибраний тилида «чүнки Мән силәргә әрдурмән». 15 Мән силәргә көңлүмдикидәк хәлиқ падичилирини тәқсим қилимән; улар силәрни даналиқ-билим, әқил-парасәт билән беқип озуқландуриду.■Йәр. 23:4; Әз. 34:23; Әф. 4:11
16 Шундақ болидуки, шу күнләрдә силәр зиминда көпийип, көп пәрзәнтлик болғиниңларда, — дәйду Пәрвәрдигар, — силәр: «Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи!» дәп йәнә тилға алмайсиләр; у һеч есиңларға кәлмәйду, уни һеч әслимәйсиләр вә уни һеч сеғинимайсиләр; силәр башқа бир сандуқму ясимайсиләр. □«(силәр) уни һеч сеғинимайсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «улар уни издәп тавап қилмайду». «силәр башқа бир сандуқму ясимайсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «улар қайтидин шундақ қилмайду». Демисәкму «әһдә сандуғи» ибадәтхана түзүминиң мәркизи болғачқа, бу айәт бәлким ибадәтхана вә униңға бағлиқ түзүмниң (қурбанлиқлар, каһинлар, нурғун қаидә-йосунлар) йеңи бир әһдә билән инавәтсиз қилинидиғанлиғини көрситиду. 31:31-34 вә изаһатларни көрүң. 17 Шу тапта улар Йерусалимни «Пәрвәрдигарниң тәхти» дәп атайду; барлиқ әлләр униңға жиғилиду, — йәни Пәрвәрдигарниң намиға, Йерусалимға жиғилиду; улар қәлбидики рәзил җаһиллиғиға қайтидин һеч әгишип маңмайду. 18 Шу күнләрдә Йәһуда җәмәти Исраил җәмәти билән бирликтә маңиду; улар шимал зиминидин биллә чиқип Мән ата-бовилириға мирас болушқа тәқдим қилған зиминға келиду.
19 Мән: «Мән сени балилирим қатириға қоюп, саңа гөзәл зиминни, йәни көплигән әлләрниң зиминлири арисидики әң көркәм җайни мирас қилип ата қилишни шунчилик халайттим!» — дедим, вә: «Сән Мени «мениң атам» дәйсән, вә Мәндин йүз өрүмәйсән!» — дедим.□«Мән сени балилирим қатириға қоюп,.. әң көркәм җайни мирас қилип ата қилишни шунчилик халайттим!» — Пәрвәрдигар мошу айәттә Исраилға Өзигә садиқ болған аялиниң сүпитидә сөзләйду.
20 Лекин бәрһәқ, асийлиқ қилған аял өз җөрисидин айрилғандәк, силәр Маңа асийлиқ қилғансиләр, и Исраил җәмәти, — дәйду Пәрвәрдигар. 21 Жуқири җайлардин бир аваз аңлиниду! У болса Исраил җәмәтидикиләрниң жиға-пәрядлири; чүнки улар өз йолини бурмилиған, Пәрвәрдигар Худасини унтуған.
22 — Қайтип келиңлар, әй йолдин чиққучи балилар; Мән силәрниң йолдин чиқип кетишиңларға шипа болимән.
— «Мана, биз йениңға баримиз; чүнки Сән Пәрвәрдигар Худайимиздурсән» — дәңлар!
23 — Бәрһәқ, егизликләрдә һәм тағларда аңлитилған бутпәрәсликниң қийқас-сүрәнлири беһудә иштур! Бәрһәқ, Исраилниң қутқузуш-ниҗати Пәрвәрдигар Худайимиздинладур. □«бутпәрәсликниң қийқас-сүрәнлири» — «бутпәрәслик» әйни тексттә йоқ, бирақ бизниңчә айәт буни көрситиду. Бутпәрәсликтә бутлардин «ярдәм сораш» үчүн қийқас-сүрән көтириш керәк еди. ■Зәб. 120:1 24 Лекин яшлиғимиздин тартипла, ата-бовилиримизниң әҗрини, йәни уларниң кала-қой падилирини, қиз-оғуллирини әшу уят-номус йәп кәткән; □«әшу уят-номус» — мошу ибарә «Баал» дегән интайин жиркиничлик мәбудни көрситиду. 11-бап, 13-айәтни көрүң. 25 Нәтиҗидә биз уят-хиҗиллиқ ичидә яттуқ, қалаймиқанчилиқ вә алақзадилик бизни қапливалди; чүнки яшлиғимиздин тартип бүгүнки күнгә қәдәр биз вә ата-бовилиримиз һәммимиз Пәрвәрдигар Худайимиз алдида гуна садир қилип кәлдуқ, Пәрвәрдигар Худайимизниң авазиға һеч қулақ салмидуқ. □«қалаймиқанчилиқ вә алақзадилик» — бу сөзләр мошу йәрдә ибраний тилида бирла сөз билән ипадилиниду.
- Йәрәмия
- a
-
«...биринчи ери униң билән қайта яришивалса боламду? Бундақ иш бу зиминни мутләқ булғимамду?» — «Қан.» 24:1-4-айәтләрни көрситиши мүмкин. Әгәр пәйғәмбәр мәзкур бешарәттә бу ишни көздә тутқан болса, ундақта бу 3-бапниң умумий мәнасигә қариғанда, Худа мошундақ ишларни (аҗришиш андин қайта той қилиш) Йәһудийларға мәнъий қилғини билән, мошу йәрдә Худа «Мениң аялим болған Исраил»ниң Өз йенимға қайтип келидиған йоли бар, дегән охшайду (14-22-айәтләрдә, ахирқи заманларда Пәрвәрдигар мошундақ чәксиз рәһим-шәпқәтни Исраил һәм Йәһудаға көрситиду, дейилиду). «Лекин сән шунчә көп ашнилириң билән бузуқлуқ қилип туруп йәнә йенимға қайтай дәватамсән техи?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Лекин сән көп ашнилар билән бузуқлуқ қилған болсаңму, йенимға қайтип кәл!». Худа төвәндики 4- вә -22-25-айәтләрдә уларни қайтишқа чақиришқа мошундақ рәһимлик билән өтүниду, бирақ 3-бапниң умумий мәнасигә қариғанда, Худаниң сөзлирини мошу йәрдә тәрҗимимиздикидәк «реторик соал» дәп қараймиз.
- c «бешиңни көтирип жуқуриға қарап бақ» — Йәһуда һәрдайим «жуқури җайлар»да бутпәрәслик өткөзгән еди. «сән чөл-баяванда күтүп олтарған әрәбдәк...» — «әрәб» мошу йәрдә бәлким йол бойида олтарған паһишә аялни көситиду. Бәзи алимлар бу сөз йолучиларни булаш үчүн марап турған қарақчини көрситиду, дәйду.
- d «кейинки ямғур» — Қанаанда 3- яки 4-айда яғиду, әтиязлиқ зираәтләрни пишириш рольини ойнайду. Бу ямғурлар болмиса һеч һосул болмайду.
- e «Вапасиз Исраилниң немә қилғанлиғини көрдүңму?» — мошу айәттә «Исраил» шималий падишалиқ, йәни «он қәбилә»ни көрситиду. «Бузуқлуқ» асасән бутпәрәсликни көрситиду; 2:20дики изаһатниму көрүң.
- g «лекин вапасиз Исраилниң барлиқ зина қилғанлири түпәйлидин униңға талақ хетини берип уни қоювәткинимни көрүп,...» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «лекин вапасиз Исраилниң барлиқ зина қилғанлири түпәйлидин униңға талақ хетини берип уни қоювәткинимни мән көрдүм,...» дейилиду.
- h «шималға қарап... мундақ дегин» — бу сөзләр бәлким Асурийә тәрипидин 100 жил илгири сүргүн қилинған Исраил (он қәбилиси)ға ейтилиду.
■3:12 Зәб. 85:15; 102:8, 9; 144:18
- j «чүнки Мән силәрни һәқиқий сөйгүчидурмән» — ибраний тилида «чүнки Мән силәргә әрдурмән».
- l «(силәр) уни һеч сеғинимайсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «улар уни издәп тавап қилмайду». «силәр башқа бир сандуқму ясимайсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «улар қайтидин шундақ қилмайду». Демисәкму «әһдә сандуғи» ибадәтхана түзүминиң мәркизи болғачқа, бу айәт бәлким ибадәтхана вә униңға бағлиқ түзүмниң (қурбанлиқлар, каһинлар, нурғун қаидә-йосунлар) йеңи бир әһдә билән инавәтсиз қилинидиғанлиғини көрситиду. 31:31-34 вә изаһатларни көрүң.
- ~13~ «Мән сени балилирим қатириға қоюп,.. әң көркәм җайни мирас қилип ата қилишни шунчилик халайттим!» — Пәрвәрдигар мошу айәттә Исраилға Өзигә садиқ болған аялиниң сүпитидә сөзләйду.
- ~14~ «бутпәрәсликниң қийқас-сүрәнлири» — «бутпәрәслик» әйни тексттә йоқ, бирақ бизниңчә айәт буни көрситиду. Бутпәрәсликтә бутлардин «ярдәм сораш» үчүн қийқас-сүрән көтириш керәк еди.
- ~16~ «әшу уят-номус» — мошу ибарә «Баал» дегән интайин жиркиничлик мәбудни көрситиду. 11-бап, 13-айәтни көрүң.
- ~17~ «қалаймиқанчилиқ вә алақзадилик» — бу сөзләр мошу йәрдә ибраний тилида бирла сөз билән ипадилиниду.