19
Чеқилған козидин алған савақ
1 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Барғин, сапалчидин бир сапал козини алғин; андин әлниң ақсақаллиридин вә каһинларниң ақсақаллиридин бир нәччини апирип, 2 «Сапал парчилири» дәрвазисиға йеқин болған «Һинномниң оғлиниң җилғиси»ға берип шу йәрдә Мән саңа ейтидиған сөзләрни җакалиғин. □«Һинномниң оғлиниң җилғиси» — бәзидә «Һинномниң җилғиси» (ибраний тилида «Гә-Һинном») дәп атилиду. Көрүнүп туруптики, бәлким сапалчилар шу йәрдә сапал парчилирини ташливетәтти. Кейин, хәлиқ шу йәргә һәр хил әхләтләрни төккәчкә, у йәр «дозақ»ниң бир символи болуп қалған. Шуниң билән «гә-һинном» дегән сөз «дозақ»ни билдүридиған сөз болуп қалған. Әрәб тили арқилиқ бу сөз «җәһәннәм» шәклидә уйғур тилиға киргән. 3 Мундақ дегин: — Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Йәһуданиң падишалири вә Йерусалимдикиләр! Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән мошу йәргә балаю-апәтни чүшүримәнки, кимки уни аңлисила қулақлири зиңилдап кетиду. ■1Сам. 3:11; 2Пад. 21:12 4 Чүнки бу хәлиқ Мәндин ваз кечип, бу йәрни Маңа «ят» қилған, униңда нә өзлири, нә ата-бовилири, нә Йәһуда падишалири һеч тонумиған башқа илаһларға хушбуй яққан; улар бу йәрни гунасизларниң қанлири билән толдурған. ■Йәш. 65:11; Йәр. 2:13,17,19; 5:7,19; 7:6; 15:6; 17:13 5 Улар Баалға өз балилирини көйдүрмә қурбанлиқлар сүпитидә көйдүрүш үчүн Баалниң «жуқури җайлар»ини қурған; Мән бундақ бир ишни һеч қачан буйруп бақмиған, һеч ейтмиған, у һәргиз оюмға кирип бақмиған. 6 Шуңа мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу йәр кәлгүсидә «Тофәт», яки «Һинномниң оғлиниң җилғиси» дәп аталмайду, бәлки «Қәтл җилғиси» дәп атилиду. ■Йәр. 7:32 7 Мән бу йәрдә Йәһуда һәм Йерусалимниң план-тәдбирлирини қуруқ қиливетимән; Мән уларни дүшмәнлириниң қиличи билән, йәни җанлирини издигүчиләрниң қолида жиқитимән; Мән җәсәтлирини асмандики учар-қанатларға вә йәр-зиминдики һайванатларға озуқ болушқа бериветимән. ■Йәр. 15:3; 16:4 8 Мән бу шәһәрни дәһшәт басидиған һәм кишиләр уш-уш қилидиған объект қилимән; униңдин өтүватқанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин дәһшәт бесип үшқиртиду. 9 Мән уларни дүшмәнлириниң һәм җанлирини издигүчиләрниң қаттиқ қистайдиған қоршавиниң бесими астида оғуллириниң гөшини һәм қизлириниң гөшини йәйдиған қилимән, уларниң һәр бири өз йеқининиң гөшини йәйду.■Лав. 26:29; Қан. 28:53; Жиғ. 4:10
10 Әнди сән өзүң билән биллә апарған һәмраһлириңниң көз алдида һелиқи козини чеқивәткин; 11 шундақ қилип уларға мундақ дегин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бириси сапалчиниң козисини қайтидин һеч ясалмиғидәк дәриҗидә чеқивәткинидәк Мәнму бу хәлиқ вә бу шәһәрни шундақ чеқиветимән. Улар җәсәтлирини Тофәттә көмиду, һәтта көмгидәк йәр қалмиғичә. ■Йәр. 7:32 12 Мән бу йәрни вә буниңда туруватқанларниму мошундақ қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу шәһәрни Тофәткә охшаш қилимән. □«Тофәт» — бу йәр тоғрилиқ 7:31ни вә изаһатни көрүң. «Тофәт» дегән сөз ибраний тилида «очақ» һәм «уят» дегәнниму билдүриду. У йәнә «түкүрүк» дегән сөзниң аһаңиғиму охшап кетиду. Бу йәр «Һинномниң оғли (Ибн-Һинном)ниң җилғиси»ға җайлашқан, Йерусалим шәһириниң җәнубий тәрипидә еди. Хәлиқ әшу йәрдә әхләтләрни вә напак нәрсиләрни ташлап көйдүрәтти. Шуниң билән у интайин «һарам», әң булғанған җай дәп һесапланди. 13 Йерусалимдики өйләр вә Йәһуда падишалириниң өйлири, — йәни уларниң өгүзлиридә туруп асмандики барлиқ юлтуз-сәйяриләргә хушбуй яққан вә Мәндин башқа ят илаһларға «шарап һәдийә»ләрни төккән барлиқ өйлири худди Тофәт дегән җайдәк булғанған җайлар болиду.■Йәр. 7:18
14 Вә Йәрәмия Пәрвәрдигар уни бешарәт беришкә әвәткән Тофәттин қайтип келип, Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлисиға кирип туруп барлиқ хәлиққә мундақ деди: 15 — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бу шәһәр вә униң барлиқ шәһәрлиригә қарап ейтқан балаю-апәтниң һәммисини уларниң бешиға чүшүримән; чүнки улар бойнини қаттиқ қилип Мениң сөзлиримни һеч қачан аңлимиған.■Йәр. 7:26; 17:23
- Йәрәмия
- a
-
«Һинномниң оғлиниң җилғиси» — бәзидә «Һинномниң җилғиси» (ибраний тилида «Гә-Һинном») дәп атилиду. Көрүнүп туруптики, бәлким сапалчилар шу йәрдә сапал парчилирини ташливетәтти. Кейин, хәлиқ шу йәргә һәр хил әхләтләрни төккәчкә, у йәр «дозақ»ниң бир символи болуп қалған. Шуниң билән «гә-һинном» дегән сөз «дозақ»ни билдүридиған сөз болуп қалған. Әрәб тили арқилиқ бу сөз «җәһәннәм» шәклидә уйғур тилиға киргән.
- ~8~ «Тофәт» — бу йәр тоғрилиқ 7:31ни вә изаһатни көрүң. «Тофәт» дегән сөз ибраний тилида «очақ» һәм «уят» дегәнниму билдүриду. У йәнә «түкүрүк» дегән сөзниң аһаңиғиму охшап кетиду. Бу йәр «Һинномниң оғли (Ибн-Һинном)ниң җилғиси»ға җайлашқан, Йерусалим шәһириниң җәнубий тәрипидә еди. Хәлиқ әшу йәрдә әхләтләрни вә напак нәрсиләрни ташлап көйдүрәтти. Шуниң билән у интайин «һарам», әң булғанған җай дәп һесапланди.
■19:4 Йәш. 65:11; Йәр. 2:13,17,19; 5:7,19; 7:6; 15:6; 17:13
■19:9 Лав. 26:29; Қан. 28:53; Жиғ. 4:10
- ~8~ «Тофәт» — бу йәр тоғрилиқ 7:31ни вә изаһатни көрүң. «Тофәт» дегән сөз ибраний тилида «очақ» һәм «уят» дегәнниму билдүриду. У йәнә «түкүрүк» дегән сөзниң аһаңиғиму охшап кетиду. Бу йәр «Һинномниң оғли (Ибн-Һинном)ниң җилғиси»ға җайлашқан, Йерусалим шәһириниң җәнубий тәрипидә еди. Хәлиқ әшу йәрдә әхләтләрни вә напак нәрсиләрни ташлап көйдүрәтти. Шуниң билән у интайин «һарам», әң булғанған җай дәп һесапланди.